Хитай һөкүмити түрмидин бошитилған уйғурларни йәнә назарәт астиға алмақчи
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.07
2008.07.07
Дилшат ришитниң көрситишичә, или областлиқ әдлийә мәһкимиси бу йил 5 - айда ички һөҗҗәт чүшүрүп, 1990 - илидин 2007 - йилиғичә болған арилиқта әмгәк билән тәрбийиләш орунлиридин қоюп берилгән мәһбусларниң немә ой билән йүрүватқанлиқини билиш мәқситидә тизимлаш хизмитини башлиған.
Дилшат ришит тәминлигән материялда ашкарилинишичә, уйғур аптоном райони парткоми тарқатқан "2008 - йиллиқ олимпик муқимлиқини қоғдаш хизмәт пилани" ниң роһиға асасән, или областлиқ әдлийә мәһкимиси, област тәвәсидики барлиқ шәһәр вә наһийиләрдә 35 күнлүк, 1990 - йилидин 2007 - йилиғичә арилиқта түрмидин қоюп берилгән мәһбусларниң әһвалини игиләш вә тизимлаш хизмитини башлатқан.
Ички һөҗҗәтниң үчинчи тармиқида мундақ көрситилгән: " дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән һәмдә қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланған, болупму миллий бөлгүнчиләрниң ғоллуқ унсурлири, террорчи, зораван җинайәтчиләр вә диний әсәбий күчләрниң рәһбәрлириниң, хәтәрлик мәһбус, үч хил унсур җинайити бар кишиләрниң әһвалини асаслиқ тәкшүрүп ениқлаш, шуниң билән бирликтә, юқирида саналған унсурларға айрим тизимлаш хатириси тутуп, юқириниң башқурушиға алаһидә тапшуруш."
Мәзкур ички материял һәққидә тохталған дилшат ришит, бу хилдики һөҗҗәт аптоном район буйичә ортақ чүшүрүлгән болуп, һәр қайси йәрлик һөкүмәт аппаратлири оз әһвалиға қарап һәр хил шәкилдә йүргүзүшкә башлиған.
Дилшат ришит, "әслидинла хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учриған бу аталмиш мәһбуслар олимпик мунасивити билән әркинликидин йәнә бир қетим мәһрум қалдурулмаслиқи керәк" деди вә хәлқара җәмийәтни уйғур илидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә җиддий етибар беришкә чақирди.