Хитайда йәнә йәр тәвриди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.08.31
2008.08.31
Б б с агентлиқи бу тәврәшләрдә 250 миң еғиздин артуқ өйниң өрүлүп, 460 дин артуқ адәмниң яридар болғанлиқини шуниңдәк 800 миңдин артуқ адәмниң апәткә учриғанлиқини хәвәр қилған болуп, нөвәттә, җиддий қутулдуруш ишлири давамлашмақта.
Бу тәврәш йүннән билән сичүәнниң чегрисида йүз бәргән болуп, қаттиқ ямғур һәмдә қатнаш қолайсизлиқи қатарлиқ түрлүк сәвәбләр түпәйлидин қутулдуруш ишлири яхши болмиған.
Бу тәврәш апити өткәндә сичүәндә йүз бәргән 70 миң әтрапида адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған йәр тәврәштин кейинки йәнә бир қетимлиқ еғир апәт болуп һесаблинидикән.