Хитай апәт районидики бир милйон 300 миң пуқраниң тарқақлаштурулуш еһтимали барлиқини агаһландурди

Хитайниң апәттин җиддий қутқузуш даирилири җүмә күни сичүәнниң мйәняң районидики су амбарлириниң гүмүрүп чүшүш сәвәбидин су астида қелиш хәвпигә дуч келиватқан йеза - кәнтләрдә бир милйон 300 миң адәмниң тарқақлаштурулуш еһтимали барлиқини агаһландурған.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.30

 Даириләр шәнбә күнидин башлап мйәняң районида әгәр су амбири гүмүрүлүп чүшсә, райондики бир милйон 300 миң пуқрани қандақ тарқақлаштуруш манивери елип бармақчи икән.

Хәвәрләргә қариғанда хитай һәрбий қисимлири бейчүән наһийисиниң үстүн тәрипидики таңҗяшән көлиниң сүйини еқитидиған қаналларни қазмақта. Таңҗяшән көлиниң төвән тәрипидики йеза - кәнтләрдин 158 миң адәм тарқақлаштурулған болуп, әскәрләр бейчүән наһийисини пуқраларға тақиған. Лекин шинхуа агентлиқиниң бир милйондин артуқ пуқраниң тарқақлаштурулидиғанлиқиға аиـт хәвири йәрлик қутқузуш даирилириниң рәт қилишиға учриди.

Мйәняң шәһәрлик йәр тәврәш контрол вә қутқузуш қараргаһиниң чен пәмилилик бир әмәлдари, бир милйон 300 миң адәмниң тарқақлаштурулидиғанлиқи тоғрисидики хәвәр тоғра әмәс, дәйду. Чен әмәлдарниң әскәртишичә, мйәняң вадисидин һазирғичә җәмий 197 миң адәм тарқақлаштурулуп болған. Мйәняң райони хитайниң әң муһим ядро әслиһәләр базиси болуп, даириләр су бесип кетиш еһтимали болған районлардики ядро вә химийилик материялларни йөткәп кетишкә тиришмақта.

Франсийә агентлиқиниң бу һәқтики бир хәвиридә, даириләрниң райондики 100 гә йеқин конкрет немә икәнлики мәлум болмиған ядро әслиһәлирини җүмә күни кәчтин бурун бихәтәр җайға йөткәп болуш буйруқи чүшүргәнликини, таңҗяшән көлиниң төвән тәрипидин 5 миң тонна хәтәрлик химийилик материялларни йөткәватқанлиқини билдүрди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.