Сәбийлик хияллирини издәп: имран садаий билән сөһбәт (2)

Мухбиримиз җүмә
2020.01.17
Damla-Imran-Sadai.jpeg Яш шаир имран садаиниң түркийәдә нәшр қилинған шеирлар топлими.
Photo: RFA

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, алдинқи қетимлиқ программимизда түркийәдә яшаватқан яш шаир имран садаий билән өткүзүлгән сөһбәт вә униң қисқичә тәрҗимиһалини һузуруңларға сунған идуқ.

Сәһипимизниң бүгүнки қисми йәнә иман садаий һәққидә давам қилиду.

Өзиниң бәдий иҗадийәт қариши һәққидә тохталған яш шаир “инсанийәт шеиридин қанчики узақлашса, саплиқтин, сәмимийликтин, иҗадийлиқтин шунчилик узақлишиду,” дәйду. Ундақта, яш шаир шеирийәт вә өзиниң шеирлири һәққидә йәнә немиләрни ейтиду? бу һәқтики тәпсилатларға қизиқсаңлар диққитиңлар сөһбитимизниң давамида болғай.

2003-Йили қәшқәр шәһириниң йопурға наһийәсидә мәрипәтпәрвәр аилидә дуняға кәлгән имран абдуғени садаий башланғуч вә оттура мәктәп маарипини үрүмчи шәһиридә алғандин кейин қарилиқини тамамлиған. У һәрхил сәвәбләр билән 2016-йили ана вәтинидин айрилишқа мәҗбур болуп, түркийәниң истанбул шәһиригә келип йәрләшкән.

У мусапирлиқ һаятиға қәдәм қойғандин кийин әдәбий иҗадийәтни түрк тилида елип беришқа башлиған. Имран садаийниң түркчә “юртум қалди” намлиқ шеири түркийә дөләтлик мусабиқисиниң оқуғучилар түридә мукапатқа еришкән. Шаирниң бәзи шеирлири “йеңи сәнәт вә әдәбият журнили”, яш шаирлар бирлики- “алтун”, әдәбият журнили- “юлтуз” қатарлиқ бир қанчә журналларда елан қилинған.

Шаир истанбулда ялғуз кишилик шеирийәт кечилики өткүзүп қизғин алқишларға еришкән. 2019-Йили шаирниң “тамчә” намлиқ тунҗи түркчә шеирлар топлими түркийәдики “даһий нәшрияти” тәрипидин нәшр қилинип, һәр қайси китабхана һәм тор бекәтләрдә сетилишқа қоюлған. 

Шаир имран садаий 2019-йили 13-қетимлиқ әдернә, гиретсийә, булғарийә қатарлиқ дөләтләрдә давам қилған хәлқара түркчә шеирийәт паалийитигә тунҗи қетим уйғурларға вакалитән қатнишип, қизғин алқишқа еришкән. У һазир истанбулда йәнә оқушини давам қилмақта.


Натонуш чарә

Имран садаи


Аста кетиватсам кочида,

Зилва бой бир ана,

Алдимда боп қалди пәйда.

Қарап қаптимән шунчә узун. . . .

Таки болғучә ғайиб созуп боюн.

Йенида көзлири яшаңғу бир бала,

Аһ неманчә омақ, неманчә сәбий!

Икки сейма қатурди шуан һәйкәл кәби. . .


Соридим миң рәт өзүмгә қайтилап,

Нечүк турар шәбнәм, әй омақ кирпикиңдә лиғирлап.

Йүрики юмшақ ана бағридин ақатти муһәббәт, 

Шу шох сәбий қәлбигә шилдирлап. . .


Көзлириңгә беқип үзүлди тариси дилимниң,

Шаир акаң қалдиғу қарап бунчә. . .

Немә сеһир оюлған көзүңгә мени қилғудәк рам?

Алиқиниңда сиқимдағлиқ бармақлири апаңниң. . .

Күлкәңни көрдүм, қетип қелипту левиңдә, 

Лекин бунчә мәйүс немишқа әй укам һалиң сениң?


. . . . . . . . . . . . . .

Өзүм хушаллиқниң йоқсулимән, кәчүргин!

Бәр десәң нимҗан шеирдин өзгә немәм баркин?

Кәл десәң гәр ойнайли вилиқлап дәй 

Келәлмисәм навада. . .

Шаир акам қәләм тутуп йетип қелипту дегин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.