Рәссам гүлназ турсун: “ишәнгин, һаман азадлиқ теңи атиду!”

Мухбиримиз җүмә
2022.04.07
gulnaz-tursun-studio-yetelmes-arman-yoq.jpg

gulnaz-tursun-studio-roh.jpg

gulnaz-tursun-studio-ishench.jpg

gulnaz-tursun-studio-birlik.jpg

gulnaz-tursun-studio.jpg

Хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум сиясәтлири ‍өткән бир нәччә йилдин буян һәссиләп күчийип, уйғур дуняси чәксиз қабаһәткә ғәрқ қилиниватқан рәһимсиз реаллиқ дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур сәнәткарларниң әсәрлиридиму өз ипадисини тепишқа башлиди.

Һалбуки, бу сәнәткарларниң арисида мол мәзмунлуқ иҗадийәтлири арқилиқ уйғур җәмийитини орап алған чарәсизликни ипадиләштин көрә, уйғурларни өзидин техиму пәхирлинишкә, өзигә ишинишкә чақириватқан рәссамларму аз әмәс. Шуларниң бири өзиниң ярқин рәңлири, аддий әмма гүзәл сизиқлири билән уйғурларни, җүмлидин уйғур өсмүрлирини бирликкә, һөрлүккә толған гүзәл кәлгүсигә үмид бағлашқа йетәкләп келиватқан яш сәнәткар гүлназ турсун ханимдур.

“һаман азадлиқ теңи атиду. . . Ишәнгин!” -дәйду у өзиниң мәзкур темидики бир йүрүш әсәрлири һәққидә соралған соаллиримизға җавабән.

Гүлназ турсун ханим қазақистанниң алмута вилайити байсейит йезида бир уйғур зиялий аилисидә дуняға кәлгән. У оттура мәктәп маарипини өз йезидики уйғур оттура мәктәптә алғандин кейин, 2002-йили алмута шәһәрлик урал тансйқбайев намидики қол һүнәр вә сәнәт институтини тамамлайду һәмдә шу йили қазақистан алий архитектор вә қурулуш академийәсиниң лайиһиләш факултетиға қобул қилиниду. Мәзкур билим юртини әла нәтиҗиләр билән пүттүргән гүлназ өзи арзу қилған гүәл сән‍әт ‍иҗадийитигә қәдәм алиду. Гүлназ шундин кейин нурғун иҗадий әсәрләрни яритип, көплигән яш рәссамлар вә аял сәнәткарлар көргәзмилиригә қатнишиду.

Хитай вәзийити тәтқиқатчилири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлуматиға қариғанда, хитай һөкүмити 2016-йили күздин башлап уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини дәриҗидин ташқири күчәйтипла қалмай, униң көлиминиму кеңәйткән. Бу җәрянда, уйғур тили маарипниң барлиқ саһәлиридин сиқип чиқирилип, уйғурлуқниң һәммә елементлири “җинайәтләштүрүлгән” дин сирт, 1. 8 Милйондин 3 милйонғичә уйғур җаза лагерлириға ташланған. Америка һөкүмити 2019-йили хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан юқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткән.

Бу вәзийәтниң өз иҗадийәтлиригә көрсәткән тәсиири һәққидә тохталған гүлназ турсун, дәл шу пәйтләрдин башлап бир рәссам болуш сүпити билән өз хәлқниң бешиға кәлгән зулмәтләрни ипадиләпла қалмай уларни үмидварлиққа вә өз кәлгүсигә болған ишәнчкә үндәш мәқситидә йиллардин буян лайһәләш шәклидә давамлаштуруп кәлгән и‍җадийәт услубини өзгәрткәликини билдүрди.

Униң ейтишичә, у бу җәрянда “үмид”, “кимликиңни унутма”, “баһар”, “келәчәктики азад вәтинимниң омақ балиси”, “ойған”, “ишәнч” вә “бирлик” қатарлиқ бир йүрүш рәқәмлик әсәрләрни иҗат қилип, иҗтимаий таратқуларда тарқатқан.

Рәссамниң өзиниң сөзи бойичә елип ейтқанда, униң әсәрлиридә “қәдимий тарихқа игә, мәдәнийәтлик, меһри-муһәббәтлик, миң өлүп миң тирилгән вә қайта ойғиниш алдида турған бир улуғ хәлқ, уйғурларға болған муһәббәт ипадиләнгән,” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.