Язғучи нурмуһәммәт тохтини әслигәндә

Мухбиримиз җүмә
2019.06.14
Nurmuhemmet-Toxti-Abdurehim-Heyt-Yalqun-Rozi.jpg Язғучи нурмуһәммәт тохти (оттурида) абдурәһим һейт (оңда) вә ялқун рози (солда) лар билән биргә.
Social Media

Һазирқи заман уйғур әдәбиятидики көрүнәрлик язғучиларниң бири нурмуһәммәт тохтиниң тутқунда қаза қилғанлиқи иҗтимаий ахбаратларда тарқалғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар бу шум хәвәрдин қайғуға чөмгәнликини һәр хил йосунда ипадиләшти.

Фейсбукта елан қилинған бир учурда нурмуһәммәт тохтиниң “уйғурларниң әң сөйүмлүк кишилиридин бири, тиз пүкмәс дияримиз-хотәнниң ғурури, әсәрлири билән әлниң йиғисини йиғлап, күлкисигә күлгән язғучи” икәнлики көрситилгән.

Мәрһумниң канададики қизи вә нәврисиниң фейсбукқа йоллиған учурлириға қариғанда, мәрһум 2018‏-йили 11‏-айдин 2019‏-йили 3‏-айғичә лагерда ятқан. 

Бу һәқтики учурларда йәнә лагердики бәш ай җәрянида давалиништин мәһрум қалған язғучиниң 31-май у аләмгә сәпәр қилғанлиқи илгири сүрүлгән.

Һалбуки, “шәһла көз”, “чөл оғли”, “қарлиғач ува салған айванда” намлиқ повестлири, “алтә күнлүк падишаһ”, “шаһ мәшрәп хотәндә” қатарлиқ тарихий һекайилири, “хотән деһқанлири вә шаир рози сайит” қатарлиқ әдәбий ахбаратлири билән уйғур хәлқиниң һөрмитигә еришкән язғучиниң вапати һәққидики зор мусибәткә хитай контроллуқидики ахбаратлар гача болувалди.

Бу һәқтә тохталған обзорчи абдувәли аюп буни уйғурларниң нөвәттики әһвалидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини һәмдә буниң уйғур тили вә мәдәнийитиниң нәқәдәр бичарә һаләткә чүшүп қалғанлиқиниң мисали икәнликини билдүрди. 

Ундақта, нурмуһәммәт тохти ким? 

Фейсбукта елан қилинған учурларға қариғанда, мәрһум язғучи нурмуһәммәт тохти 1949-йили декабирда хотән наһийисиниң тәвәккүл йезисида дуняға кәлгән. 1973-Йилидин 1977-йилиғичә шинҗаң университетиниң математика факултетида оқуған. Илгири-кийин болуп хотән педагогика алий техникомида оқутқучи, хотән вилайәтлик парткомда катип, шинҗаң язғучилар җәмийитиниң кәспий язғучиси болуп ишлигән. 

Язғучи нурмуһәммәт тохти 1984-йили “қаштеши” да елан қилинған “бойнақ һәққидә хатириләр” намлиқ нәсри билән әдәбий иҗадийәт сепигә қошулған. У шундин башлап, 3 парчә повест, 50 нәччә парчә һекайә вә әдәбий ахбаратларни елан қилип уйғур һазирқи заман әдәбиятиниң гүллинишигә зор төпиләрни қошқан. 

Нурмуһәммәт тохтини йеқиндин билидиған түркийәдики уйғур шаир айнур муһәммәтниң ейтишичә, у йүксәк пәзиләт игиси икән. 

Айнур муһәммәт, нурмуһәммәт тохти билән ахирқи қетим көрүшкән күнлирини әслигинидә көз яшлирини туталмиған болса, өз билидиған язғучиларниң бир бирләп өлүп вә түркүмләп тутулуп кетиливатқанлиқини ойлиғинида өртинидиғанлиқини чоңқур уһсиниш иликидә баян қилди. 

Абдувәли аюп сөзиниң ахирида уйғурларниң нөвәттики чәклимиләр түпәйли нурмуһәммәт тохтиға лайиқида мусибәт билдүрәлмигән болсиму, әмма нурмуһәммәт тохтиға қәлбидә абидә тикләп болғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.