Үмидвар шаир абдуғопур қутлуқоф “һаятниң азадлиқтәк татлиқи йоқ”

Мухбиримиз җүмә
2020.07.04
abdughopur-qutluqof-3.jpg Үмидвар шаир абдуғопур қутлуқоф әпәнди.
Photo: RFA

“раз идим: азадлиқни көрүп өлсәм. . . Һаятниң азадлиқтәк татлиқи йоқ!” мана бу өмриниң тәңдин толисини өзниң киндик қени төкүлгән ана юртидин мәһрум һалда өткүзгән шаир абдуғопур қутлуқофниң һөрлүк-азадлиққа болған тәшналиқи ипадиләнгән мисралириниң биридур.

Ундақта, абдуғопур қутлуқоф ким?

Абдуғопур қутлуқоф 1936-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән. 1960-Йили үрүмчидики педагогика институтиниң тил вә әдәбият факултетиға тамамлиған. У уйғур классик вә һазирқи заман язғучилириниң шундақла абай, абдулла тоқай, сәдирдин әйни қатарлиқ қериндаш хәлқләр әдиблириниң иҗадийәтлирини иштияқ билән өгәнгән һәм өзиму әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинишқа башлиған.

Абдуғопур қутлуқоф хитай һакимийитиниң уйғур диярида елип барған сиясий бастурушлири сәвәблик 1962-йили қазақистанға көчүп кетишкә мәҗбур болған. У қазақистанға йәрләшкәндин кейин дәсләптә муәллимичилик қилған, андин 1970-йилдин тартип “уйғур авази” вә “йеңи һаят” гезитлиридә ишлигән. Әдиб 1998-йили дәм елишқа чиққан болсиму, әмма әдәбий иҗадийитини давамлаштурмақта.

Абдуғопур қутлуқофниң 1965-йили уйғур хәлқиниң қәһриман қизи ризвангүл һәққидә язған дастани қазақистанда уйғур тилида чиқидиған җумһурийәтлик гезит “коммунизм туғи” да бесилған. Униң “өчмәс юлтузлар” намлиқ тунҗи топлими 1967-йили “җазуши” нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. Буниңдин ташқири шаирниң “яр вә дияр”, “гүл вә көңүл”, “җәсур җанлар”, “садақәт сәтирлири”, “қиран қисмити”, “уйғуристан” қатарлиқ 20 гә йеқин топламлири уйғур, қазақ, рус, өзбек, қарақалпақ, қирғиз тиллирида нәшр қилинди.

Һаятниң азадлиқтәк татлиқи йоқ

Абдуғопур қутлуқоф

“бири қоғлап, бири бағлап тартмиса,

Ит чеғида увисидин кәтмигәй”.

Ейтай десәм дилимдики дәрдимни,

Бағрим, саңа йетәрму, йә йәтмигәй?!

Бир чағ әзиз бу бешимға күн чүшкәч,

Әлни ташлап, тиләп чиқтим панаһлиқ.

Бу җаһанда бармекинтаң билмәймән,

Буниңдинму артуқ йүзи қаралиқ!

Болмисиғу сәнму мәндәк дәртмәндиң,

Бағрим қазақ, һесдашлиққа яр ‍идиң!

“кәл бағрим!” -дәп қучақ ечип, қарши еп,

Қериндашлиқ-қандашлиққа яридиң.

Бизни бөлүп турған пәқәт тикән сим,

Гирәләшкән уйғур, қазақ елимиз,

Сән мәһмудни “әлламә” дәп билгәндәк,

Биз абайни “әвлия” дәп билимиз. . .

“алланиң өзидә раст, сөзидә раст!”

Дәп ядлап чиққандиғу бу тилимиз.

Тилимиз түгүл бирғу пак динимиз,

Динимиз түгүл бирғу ақ дилимиз. . .

Бағрим қазақ, сениң баркән амитиң,

Қанға-қанчә патқан мәндәк қамитиң!

Болмисиғу улуғ абай, мухтәрни

Учум қилған әмәсмиди қанитиң.

Ақпашаға тәслим боп, тиз пүкмигән,

Тазабәк батуруңни тонудиңму?!

Ақ ейиқ, әҗдиһадин тәп тартмиған,

Османниң кимликини соридиңму?!

Әлахан тазабәкни тутуп бәрмәй,

Әслидә чин достлуққа яриғанди.

Ақпаша намәрдлик қип, бесип кирип,

Уйғурни бар тәхтидин айриғанди. . .

Қазиқим аққудәк көңли ақ хәлқ,

Уйғурға ата бир қандаш-қериндаш.

Уларниң чин достлуқ тимсали үчүн-

Хантәңри көккә баш тирәп турған таш. . .

Уйғурниң қазаққа һеч ятлиқ и йоқ,

Иккимиз бир атидин тариғанғу! . .

Атилла заманида ағзимизға-

Қәшқәрдин та римғичә қариғанғу! . .

Уйғурниң қазаққа һеч ятлиқи йоқ,

Бу күндә қазақчилик шатлиғи йоқ. . .

Раз идим: азатлиқни көрүп өлсәм. . .

Һаятниң азадлиқтәк татлиқи йоқ!

“егемен қазақ ели” қутлуқ болсун,

Қучақлай, бағримға сән бағриңни яқ.

Қуллуқниң дәрдиниму мәндәк тарттиң,

Биз үчүн йолимизға бол шам-чирақ!

Егемен елиң қутлуқ болсун, қазақ. . .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.