Әрк күйчиси, шаир абдурәһим тиләшүп өткүрни әсләп

Мухбиримиз җүмә
2019.04.26
Abdurehim-Otkur-Ependi-01.jpg Abduréhim ötkür we repiqisi xelchem tileshiwa xanim.
Photo: RFA
Abdurehim-Otkur-Ependi-02.jpg

Австралийә гриффитһ унивәрситй ниң пирофессори чолин мачкәррас әпәндим 1994-йили үрүмчигә кәлгинидә абдуреһим өткүрни зиярәт қилиш пурситигә игә болған. Қайтип барғандин кейин китабида “из” шеирини инглизчиға тәрҗимә қилған вә “из” романи һәққидә чүшәндүрүш бәргән.

Abdurehim-Otkur-Ependi-03.jpg

Үрүмчи гүлсай қәбристанлиқи йолида мәрһум абдуреһим өткүр әпәндимниң җаназисини узутуп маңған хәлқ. 1995-Йили 5-өктәбир. Үрүмчи.

Abdurehim-Otkur-Ependi-04.jpg

Өткүр әпәндиниң нәшр қилинған бир қисим китаблири: “тарим бойлири”, “йүрәк муңлири”, “из”, “ойғанған земин”, “улуғ ана һәққидә чөчәк”, “хәзиниләр босуғисида”.

Abdurehim-Otkur-Ependi-05.jpg

Өткүр әпәндиниң ядикар буюмлиридин.

Abdurehim-Otkur-Ependi-06.jpg

2008-Йили бейҗиң милләтләр нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “абдуреһим өткүр абидиси” намлиқ китаб. А.Өткүрниң вапатиға аталған мәрсийә, әслимиләр топлими.

Abdurehim-Otkur-Ependi-07.jpg

Абдуреһим өткүр әпәнди аманнисахан хатирә һәйкилиниң алдида.

Abdurehim-Otkur-Ependi-01.jpg

Абдуреһим өткүр вә рәпиқиси хәлчәм тиләшива ханим.

Өз хәлқниң отида көйүп, сүйидә аққан, ахирқи нәписигичә һөрлүк үчүн қәләм тәврәткән мәшһур әдиб абдурәһим тиләшүп өткүрниң вапатиға бу йил азғинә кәм 24 йил болди.

Заманимиздики уйғур әдиблири лагерларға бәнд қилинип, шаирларниң тили кесилгән, уйғур ана тили йоқилиш хәтиридә туруватқан бүгүнки күндә уйғур тили арқилиқ камаләткә йәткән, уйғур тили арқилиқ уйғурларға уйғурлуқидин пәхирлинишни өгәткән абдуреһим өткүр кәби затларни әсләп өтүштинму әһмийәтлик иши болмиса керәк, дәйду, шиветсийәдики уйғур зиялийси, шаир абдушүкүр муһәммәт.

Мәшһур шаир вә язғучи мәрһум абдуреһим тиләшүп өткүр 1923-йили қумулда содигәр аилисидә дуняға кәлгән. 1936-Йилидин 1942-йилиғичә үрүмчидә оқуған. У 1943-йилидин 1945-йилиғичә гоминдаңниң түрмисидә изтирап чәккән болса, хитай коммунистлири уйғур диярини идарә қилған 1949-йилидин таки1970-йилларниң ахирлириғичә сиясий реҗим, түрмә, әмгәк билән өзгәртиш мәйданлирида азаб чәккән. Йезиқчилиқ вә мәтбуат һоқуқи нәччә 10 йиллап чәклинип, иҗадийәт енергийәси урғуп турған нәвқиран йиллири хараб қилинған. 1970-Йилларниң ахирлиридин башлап уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсиниң алий тәтқиқатчиси болуп ишлигән абдурәһим өткүр уйғур һазирқи заман тарихида әң көп оқулғанлиқи қәйт қилинидиған “из”, “ойғанған земин” қатарлиқ надир тарихий романларни, “өмүр мәнзиллири” намлиқ шеирлар топламлирини өз хәлқигә сунған. У 1995-йили 10-айниң 5-күни кесәл сәвәби билән үрүмчидә әләмдин өткән.

Шаир абдушүкүр муһәммәтниң билдүрүшичә, өзиниң қиммәтлик әдәбий мираслири билән уйғур хәлқниң йүксәк һөрмитигә еришкән абдуреһим өткүрни 20-әсир уйғур әдәбияти җүмлидин һазирқи заман уйғур тарихида муһим орун тутидиған йетүк әдибләрниң бири дәп ейтишқа болидикән.

Мәлум болушичә, абдурәһим өткүр “улуғ ана һәққидә чөчәк”, “қәшқәр кечиси”, “мән ақ байрақ әмәс” қатарлиқ дастан вә шеирлири, “из”, “ойғанған земин” дин ибарәт тарихий романлири арқилиқла әмәс, бәлки йүсүп хас һаҗипниң “қутадғубилик”, мәһмуд қәшқәриниң “түркий тиллар дивани” мәшһур классик әсәрләрниң һазирқи заман уйғур тилида йоруқ көрүшигә қошқан зор төһпилири биләнму чоңқур һөрмәт саһиби болушқа лайиқ зат икән.

Йетәр, әй чәрх
Йетәр, әй чәрх, бу һиҗранда мени йиғлатма артуқчә,

Керәктур ярға көз яшим, уни хоратма артуқчә.

Муһәббәт мәнзили қаттиқ икән, ташлиқ давани көп,

Йиқилдим путлишип қанчә, йетәр, ғулатма артуқчә.

Тапалмай вәслигә йолни, адаштим чөлдә мәҗнундәк,

Чөлистан ичрә сәррапқа мени алдатма артуқчә.

Гунаһим сөйгүдин өзгә немидур билмидим әсла,

Йүсүптәк харузар әйләп, қулум дәп сатма артуқчә.

Җаһанни басти пәрядим, маңа булбулму һәйрандур,

Оқуп сән гүлгә әпсунлар, уни ухлатма артуқчә.

Тешип бағримни қан қилди җудалиқ оқлири көптин,

Йетәр бу зулму бидатлиқ, йәнә оқ атма артуқчә.

Тонурдәк янмиса қәлбим, болурму аһлирим ялқун,

Йәнә көйдүргили әй чәрх, йетәр, от яқма артуқчә.

1948-Йили 5-сентәбир, үрүмчи
Баһар чиллаймән
Зериккәч җанлар бу зимистандин,

Җану-җанимдин баһар чиллаймән.

Түнләр кечиси һувлиған ширдәк,

Аһ-пиғанимдин баһар чиллаймән.

Нә тақитим бар, нә сәврим әмди,

Қайнақ бир қазан йүриким әмди.

Гоя бир волқан тиликим әмди,

Шу волқанимдин баһар чиллаймән.

Өлүмдин артуқ йиғлап олтурмақ,

Мирасмиди бу яшлар аққузмақ?

Хаинлар иши баш егип турмақ,

Пак виҗданимдин баһар чиллаймән.

Шуни күйләймән зимистандиму,

Тилим зәнҗирдә бағланғандиму,

Көкрәккә нәйзә қадалғандиму,

Иссиқ қенимдин баһар чиллаймән.

Үмидим бүгүн хиялдин йүксәк,

Үмид бағида атти көп чечәк.

Хиялдин артуқ ташқин бу тиләк,

Күрәшчан таңдин баһар чиллаймән.

Баһар чиллаймән, баһар чиллаймән,

Хәлқ бәхтигә бир яр тиләймән.

Арзуюм баһар, үмидим баһар,

Ундин өзгигә көңүл бөлмәймән.

Баһар чиллаймән, баһар чиллаймән,

Хәлқ муңи шу шуни күйләймән.

Бовамму маңа шуни өгәткән,

Ундин өзгини нечүк сөйәй мән.

Баһар чиллаймән, түнләр кечиси,

Мәйли тозисун өмрүм ғунчиси.

Разимән шундин, қилчә арман йоқ,

Болалисам мән хәлқ муңчиси.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.