Әрк күйчиси мәрһум абдурәһим өткүр өгүтлиридин бир қәтрә
2021.11.21
Бу йил 5-өктәбир 20-әсирдә яшап иҗадийәт билән шуғулланған вә уйғур хәлқиниң қәлб төридин чоңқур орун алған мәшһур әдиб, алим мәрһум абдурәһим тиләшуп өткүр вапатиниң 26 йиллиқ хатирә күни.
Абдурәһим өткүр 1923-йили июл ейида уйғур елиниң қумул дияридики бир содигәр аилисидә дуняға кәлгән. Мәрһум алимниң 70 нәччә йиллиқ һаятиниң қиран пәйтлири хитай зинданлири, әмгәк лагерлири вә һәр хил шәкилдики тәқиб-чәклимиләр астида вәйран қилинған болсиму, әмма у йәнила бир өмүр әрк күйләп, өз хәлқини һөрлүккә чақирип қәләм тәвритишни әсла тохтатмиған. У уйғур һазирқи заман тарихида әң көп оқулғанлиқи қәйт қилинидиған “из”, “ойғанған земин” қатарлиқ надир тарихий романларни, “тарим бойлари”, “йүрәк муңлири”, “өмүр мәнзиллири” намлиқ шеирлар топламлирини өз хәлқигә сунған. Һалбуки, униң узун йиллиқ изтирап вә өз хәлқиниң бешиға кәлгән мусибәтләр түпәйли һалсириған йүрики 1995-йили 5-өктәбир бәхткә қарши соқуштин тохтиған.
Абдуреһим өткүр уйғур хәлқигә интайин тонушлуқ әдибләрниң болсиму, әмма униң билән һәмсөһбәттә болуп баққан, яки униң һекмәт дурданилирини униң өз ағзидин аңлап баққан кишиләр пәқәт санақлиқла болса керәк.
Абдуреһим өткүрниң нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан нәврә қизи зулһаят өткүр тәминлигән аваз һөҗҗити абдуреһим өткүрниң ликсийә-өгүтлирини нәқ мәйдандин зоқ елиш пурситигә мувәппәқ болалмиған бир қисим аңлиғучилиримизни, мәрһумниң һаят вақтидики авазини йәнә бир қетим аңлаш пурситигә игә қилиши мумкин.
Зулһаят өткүрниң билдүрүшичә, мәзкур сөһбәт әйни йили хотәндики шаир рози сайитниң өйидә өткүзүлгән бир йиғилишта лентиға елинған болуп, зор тарихий вә тәрбийәви әһмийәткә игә икән.
Уйғур селиштурма әдәбият тәтқиқатчиси алимҗан һашир “шинҗаң университети илмий журнили” ға бесилған “абдурәһим өткүрниң һаяти вә иҗадийәт йоли” намлиқ мақалисидә, абдурәһим өткүрниң уйғур хәлқиниң мәниви вә иҗтимаий һаятиға нисбәтән сәгәклик, көйүм-муһәббәт билән қолиға қәләм елип өзиниң өлмәс вә өңмәс әсәрлири билән устазларчә йол көрситип, идийә вә аң җәһәттин йетәкләп маңған пидакар әдибләрниң бири икәнликини оттуриға қойиду.
У йәнә абдуреһим өткүр һәққидә мундақ язиду: “абдуреһим тиләшуп өткүр уйғур хәлқиниң пәхирлик оғлани. У бир төһпикар қәләм саһиби, пәзиләтлик алим, истедатлиқ әдәбий тәрҗиман, һәммә җәһәттин хәлқимизниң омумиййүзлүк етирап қилишиға еришкән, өзини беғишлаш роһиға бай пидакар әдәбият пешвасидур.”
Дәрвәқә, алимҗан һашир юқирида тилған алған нуқтилар абдурәһим өткүрниң замандаш уйғур зиялийлириға қилған хитаблиридиму көзгә челиқиду. Абдурәһим өткүр мәзкур үн лентисида уйғур зиялийлиридики миллий мәҗбурийәт тоғрисида қиммәтлик баянларни тәқдим қилиду.
Германийәдики тил вә мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор абләт сәмәт илгири өткүр әпәндимниң әсәрлириниң тили вә мәзмуни һәққидә бир йүрүш қиммәтлик илмий мақалиләрни язған тәтқиқатчиларниң бири.
Униң пикиричә, уйғурларниң йеқинқи заман тарихини бәдиий шәкилдә йорутуп бериш абдуреһим өткүрни уйғур хәлқиниң йүксәк һөрмитигә ериштүргән болса, “улуғ ана һәққидә чөчәк”, “қәшқәр кечиси”, “мән ақ байрақ әмәс” қатарлиқ шеир-дастанлири һәмдә “из”, “ойғанған земин” дин ибарәт тарихий романлири униң уйғурлар қәлбидики образини әбәдийләштүргән.