Сатирик язғучи абдухалиқ маһмудоф
2020.07.31
Қазақистан уйғур районидин қалса уйғурлар әң көп топлишип олтурақлашқан һәмдә бу йәрдики уйғурлар өз мәдәнийитини өз йолида давамлаштурғандин башқа, өз әдәбият-сәнитиниму тәрәққий қилдурушқа зор әһмийәт берип келиватқан дөләтләрниң бири.
Һазир қазақистанниң алмута вилайитигә қарашлиқ талғир наһийәсидә яшап иҗадийәт билән шуғунливатқан абдухалиқ мәһудуф қазастан уйғурлири йетиштүргән миңлиған уйғур әдиблириниң бири болупла қалмай, өз әсәрлиридә уйғурларни мәрипәткә, билимгә вә чинлиққа үндәп кәлгән, уйғурлуқни күйләп, уйғурлуқни сөйүп кәлгән язғучилардин бири.
У өзиниң “арзу” намлиқ шеирида мундақ язиду:
“мән өзүмгә өч болуп кәттим
Сапа керәк бизниң милләткә
-У миллитин өзгәртип апту,
Болимән дәп күчлүк, әмәллик, -
Деди бири сорун үстидә,
Аччиқ билән бәкму әләмлик.
-Һә, бар, -деди кимдур қуввәтләп, -
Виҗдани йоқ адәмләр биздә.”
Ундақта, абдухалиқ маһмудоф ким?
Абдухалиқ маһмудоф 1946-йили уйғур елиниң ғулҗа наһийәсидә дуняға кәлгән. Уйғур дияри вәзийити яманлишишқа башлиғандин кейин, 1963-йили қазақистанға көчүп кетишкә мәҗбур болған. У 1974-йили өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридики мәдәний-ақартиш техникомини әла нәтиҗә билән тамамлап, өзбекистан дөләтлик радио-телевизийә комитетиниң уйғур тәһриратида ишлигән.
Абдухалиқ маһмудоф ташкәнт дөләт мәдәнийәт институтини сирттин түгитип, шу билим дәргаһида оқутқучилиқ қилған. У 1982-йили язғучилар иттипақиға әза болған, шундақла “илһам” мукапатиға еришкән.
1987-Йили ташкәнт дөләт мәдәнийәт институтидики оқутқучилиқ хизмитидин кейин, язғучи һазирқи талғир наһийәсиниң бесағаш йезисиға көчүп кәлгән. Абдухалиқ маһмудоф илгири-кейин болуп, “уйғур авази”, “йеңи һаят” гезити тәһриратида узун йиллар әмгәк қилған. язғучи өзи яшиған уйғур наһийәсиниң миллий маарипи, мәтбуати, сәнити, әдәбиятни тәрғиб қилиш һәрикитидә чоң рол ойниған.
Абдухалиқ маһмудофниң “бир қетим күлгән адәм”, “әбҗәш күлкиләр күндүлики”, “болған болмиғур ишлар”, “бесағаш уйғурлири”, қатарлиқ китаблири йоруқ көрди. язғучиниң айрим һекайә вә һәр хил мавзулардики мақалилири “үмид учқунлири”, “хурапаттин мәрипәткә”, “пәризгә садақәт” намлиқ топламларда елан қилинған.
Абдухалиқ маһмудофниң бәзи әсәрлири өзбек, қазақ тиллириға тәрҗимә қилинған. Әдиб тәрҗимә иҗадийити биләнму шуғуллинип, шәрқий түркистан җумһурийитиниң тунҗи рәиси, президенти әлихан төрә сағунийниң “түркистан қайғуси”, униң нәвриси увәйсихан язған “әлихан төрә сағуний”, шундақла “кәлилә вә димнә”, “ислам дини дегән немә?” қатарлиқ топламларни тәрҗимә қилған.
Абдухалиқ маһмудоф һелиһәм қазақистанда яшап әдәбий иҗадийитини давамлаштурмақта.
Арзу
Абдухалиқ маһмудоф
Мән өзүмгә өч болуп кәттим,
Кәчмишимгә хорлуқум келип.
Йүргинимгә қорсақни тоқлап,
Чиш кочилап, мәйдини керип.
Бағлавелип галға галстук,
Зиялий, дәп йүргиним бәрһәқ.
Әмди билсәм ушбу күнгичә,
Қилмаптимән бирәр ишни тәс.
Салмаптимән әвладим үчүн,
Бирәр көрвүк ериқ, өстәңгә.
Йүрүптимән терәмгә сиғмай,
Хушал болуп ойнап, күлгәнгә.
Тикмәптимән мевилик дәрәх,
Нәвриләр чоң болса, йесун дәп.
Салмаптимән нә бир имарәт,
Өтүптимән сетип қуруқ гәп.
Шоар товлап өтти бу өмрүм,
Зораванға хушамәт қилип.
Ләнитигә қалғум, әвладим,
Кимликимни йәткәндә билип.
Мән өзүмгә өч болуп кәттим,
Сапа керәк бизниң милләткә
Абдухалиқ маһмудоф
“йиға яндин” чиқса бурадәр,
Дәрдимизни ейтимиз кимгә?
Давам қилса бу һал шу тәқлид,
Миллитимиз кәтмәмду азлап?
Бир чарисин тапайли, достлар,
Кетишмисун сатқунлар қаплап.
-Бизгә керәк әмәс сатқунлар,
Кәтсә яхши, -дедим бөләккә.
Көпәйтмисун ундақлар санни,
Сапа керәк әсли милләткә.
Қорсақ қепи болуп кәтмисун
Уйғур дегән улуғ милләт әзәлдин,
Ойлап тапқан көтәк һарва, орғақни.
Кәшип қилған йәнә сиркә, лазиҗан,
Гирдә тоғач, әткән чай вә қуймақни.
Йәнә десәк ағизларни толдуруп,
Йейәлмәймиз мантиларни болдуруп.
Көк чөчүрә биздә бар, йоқ өзгидә,
Махтинишқа әрзәр ағиз толдуруп.
Тамақ билән өрә бизниң бәстимиз,
Шуңа дәймиз “тамақ бизниң пәхримиз.”
Әй, ярәнләр, байқаң! бизни доришип,
Поқ қорсақ боп кетишмисун нәслимиз! . . .