Уйғурлар қәлб төридин орун алған зат-турғун алмасниң “ипар гүли”
2019.04.12
“уйғурлар”, “һонларниң қисиғичә тарихи” “қәдимки заман уйғур әдәбияти” қатарлиқ китаблири билән уйғурлар қәлбидин чоңқур орун алған мәшһур уйғур тарихчиси турғун алмасни тонумайдиған, уни чоқур һөрмәт иликидә әслимәйдиған уйғурлар аз болса керәк.
Тарихий мәлуматларға қариғанда, турғун алмас 1924-йили 30-өктәбир қәшқәрдә туғулған, 2001-йили 11-сентәбир нәзәрбәнд астида аләмдин өткән. Униң вапати пүткүл уйғур җәмийитини чәксиз қайғуға чөмдүргән.
Мәшһур тарихчи турғун алмас вапат болғиниға бу йил азғинә кәм 18 йил болди.
Турғун алмас тарихчи болупла қалмай, шең шисәй, гоминдаң вә хитай коммунистлиридин ибарәт үч һакимийәтниң түрмисидә ятқан пешқәдәм инқилабчи һәмдә өз нөвитидә көзгә көрүнгән шаир иди. Мәзкур сәһипимиз көп җәһәтләрдин әдәбий сәһипә дәп қарилидиған болғачқа бүгүнки сөһбитимиз асаслиқи мәрһумниң шеирлири үстидә болиду һәмдә шу тәриқидә уйғурлар қәлб төридин йүксәк үстүн орун бәргән вә чоңқур сөйгән тарихчини бир әсләп өтимиз.
Биз бу мунасивәт билән сөһбитимизгә мәрһумниң нөвәттә америкида яшаватқан оғли қутлуқ алмасни тәклип қилдуқ. Қутлуқ алмас сөһбитимиз җәрянида дадисиниң туғулған йили һәққидә өзи билидиған бәзи мәлуматларни биз билән ортақлашти. Униң ейтишичә, турғун алмасниң туғулған йили 1924-йили әмәс 1921-йили икән.
Ипаргүл
Техичә йешилгән әмәсмиш бир сир,
Инсанниң тәқдири дегән тепишмақ.
Дуняда юлтузи охшиғанларму,
Тәс икән бир бири билән тепишмақ.
Қутулмай наданлиқ асаритидин,
Тәқдиргә алдинип өттуқ коп заман.
Пән елим әһлиниң җасаритидин,
Яшниди һесабсиз бостан гүлистан.
Нөвити маслишип кәлдиму амәт,
Алдимда уштумтут болдуң намаян.
Яки сән бәхтимниң күлүп ечилған,
Хушпурақ гүлиму һеч солмайдиған.
Қаридиң йеқимлиқ сирлиқ көз тикип,
Тәбәссум арилаш йүрәкни қийнап.
Һаяҗан иликидә йүриким еғип,
Орниға чүшмиди та соқуп ойнап.
Тәңриниң қудрити улуғ һәм чәксиз
Сениму яратқан омақ өзгичә,
Гоя сән кечиси отлуқ юлтуздәк,
Янисән таң сәһәргичә.
Ипаргүл өчмәс от көйдүридиған,
Тәнлирим көйиду йенип,
Яки сән сәнәмму сөйдүридиған,
Йенишлап көйсәмму сени көп қетим
Қанмиди йүриким бир қетим тинип.
Билмидим кәчкүзниң аптипи симан,
Илман муһәббәт маңа йолуққан.
Һаятниң көңүлсиз дәрд әләмлири
Көксүмгә тикәндәк қачан қадалған.
Кетимән бир күни мәңгү йирақлап,
Пинһанда көз юмған анам қешиға
Келәмсән ипаргүл мени ят етип
Җимҗит қараңғу қәбрәм бешиға.