Ана тил һәққидә қәтриләр

Мухбиримиз җүмә
2019.02.15
abdurehim-heyt-youtube.jpg Әл сөйгән музикант, шуниңдәк уйғур хәлқи арисида “дутар шаһи” дәп аталған сәнәткар абдуреһим һейт әпәнди.
Social Media

“уйғур тили уйғур елида маарип саһәсидин сиқип чиқирилған, йүзлигән уйғур сәрхиллири түрмиләргә ташланған, уйғур тиллиқ әсәрләр чәкләнгән яки йиғип кетилгән, уйғур язғучилириниң тили боғулған бүгүнки күндә уйғур тилиниң кәлгүси тоғрилиқ пикир йүргүзгинимдә вуҗудумни вәһимә басиду,” дәйду австралийәдики уйғур зиялийси доктор мәмтимин әла. Униң ейтишичә йәнә бәлким бу туйғу дуняниң һәр қайси җайлирида яшап турғучи барлиқ уйғур тәпәккур игилиригә ортақ болса керәк.

Мәмтимин әланиң юқириқи сөзлирини хиялимдин өткүзгәч тор кезәрдин ана тил һәққидә йезилған шеирларни издәветип апториниң ким икәнлики ениқ шәрһләнмигән, әмма уйғур тили һәққидә пүтүлгән муну мисралар диққитимни чәкти.


Тунҗи хитабида адәм атиниң,

Янған әләм болуп бизниң тилимиз.

Яралмиш қиссиси пүтүлгән чағда,

Тәвригән қәләм болуп бизниң тилимиз.

Шуниңға охшаш қәтриләр қатарида бу мисраларму җулалинип туратти. 

Аләмниң һекмити пүтүлгән тилға,

Мән уйғур тилимни қойимән яндаш.

Синада мураҗиәт қилғанда муса,

Бовам нәпәслири болған замандаш.


Көзәткүчиләрниң ейтишичә, бүйүк шаир, мутәпәккур әлишир наваий бундин бәш әсир муқәддәм ана тилни улуғлаш һәққидә қәләм тәврәткән болса, қутлуқ шәвқигә охшаш уйғур зиялийлири бундин тәхминән йүз йил илгирила ана тилини қоғдашниң муһимлиқи тәкитлигән икән.

Қутлуқ шәвқиниң қәлимигә мәнсуп икәнлики илгири сүрүлүватқан “ана тил” намлиқ шеирда ана тил сөйгүсини муну мисралар билән баян қилиду.


Ана тил
Қутлуқ шәвқи


Ана тил билгән кишиниң иззитини қилғум келур,

Ана тилни ағзидин алтун берип алғум келур.

Бу ана тил болса әгәр америка-ю, африқида,

Сәрп етип миңларчә тилла анда мән барғум келур.

Әй ана тил бизгә сән қалған улуғлардин нишан,

Сән билән роһий земинда иптихарланғум келур.


Тарихи мәнбәләргә қариғанда, мәрһум шаир қутлуқ шәвқи 1876-йили қәшқәрдә туғулған вә 1937-йили шиңшисәйниң түрмисигә ташлинип, 1938-өктәбирдә паҗиәлик һалда өлтүрүлгән.

Қутлуқ шәвқи юқириқи шеирлирида баян әткән пәнд-нәсиһәтлик мисралар, 2017-йили апрелдин буян хитай түрмисигә ташланған даңлиқ сәнәткар абдуреһим һейт тәрипидин нахша қилипму ейтилған иди.

Уйғур тили тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә хирисқа йолуқуватқан заманимизда бу тилни қоғдап қелиш үчүн немиләрни қилиш мумкин? 

Бу һәқтә пикир йүргүзгән америкидики уйғур шаири таһир һамут буниң үчүн һәр бир уйғурниң қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситиши лазимлиқини билдүрди.

“уйғур тили мениң һаятим” дәп сөзини давам қилған таһир һамутниң ейтишичә, уйғур тили уйғур ели миқясида зор зиянкәшликләргә учраватқан мушундақ бир шараитта чәтәлләрдә яшаватқан уйғур язғучилириң уйғур тилида әсәр иҗат қилишни давамлаштуруши интайин зөрүр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.