Балилар язғучиси авут мәсимоф
2020.11.20
Балилар язғучиси авут мәсимоф 1953-йили алмута вилайити челәк, йәни һазирқи әмгәкчиқазақ наһийәсиниң қаратуруқ йезисида ишчилар аилисидә дуняға кәлгән.
У һазирқи авут саттароф намидики оттура мәктәпни 1970-йили тамамлиғандин кейин, һәрбий сәптә хизмәт қилған. Авут мәсимоф илгир-кейин болуп, русийәниң санкит-петербург шәһиридики нәшрият-басмихана техникоми, кироф намидики қазақ дөләт университетиниң ахбаратчилиқ факултетлирида елим тәһсил қилған.
Авут мәсимоф 1976-йилидин буян “уйғур авази” гезитидә корректора “арзу” журнилида җавабкар катип қатарлиқ вәзипиләрдә болған вә 2007-йили қазақистан язғучилар иттипақиниң әзалиқиға қобул қилинған. У. 2013-Йил җумһурийәтлик “асия бүгүн” мустәқил гезитигә баш муһәррир болуп ишқа орунлишип, та дәм елишқа чиққучә, йәни, 2016-йилғичә уйғур мәтбуатида әмгәк қилған.
Авут мәсимоф ахбаратчилиқ саһәсидиму көп әмгәк қилип, нәтиҗидә 1988-йили қазақистан ахбаратчилар иттипақиниң әзалиқиға қобул қилинған. У шу җәрянда йәнә “интизар”, “яш әвлад”, “мәрипәт”, “хуш кәйпият” қатарлиқ журнал-гезитләрдә баш муһәррирлик вәзиписини атқузған. У шундақла 2012-йилдин тартип йоруқ көрүшкә башлиған “ғунчә” балилар журнилиниңму баш муһәррири болуп ишлигән.
Авут мәсимоф иҗадийәт ишлирини изчил давамлаштуруп, балилар һаятиға беғишланған “дастихан” вә “һәптә вә он икки ай” повестлири, “бәлгиләр бәслишиши”, “бармақлар оюни” қатарлиқ сүрәтлик китабчилири, шундақла “ағмихан” заманиви чөчәкләр топламлирини нәшр қилдурған.
Язғучиниң 2008-йили йоруқ көргән “бәш күн бош, икки күн дәм елиш” намлиқ китаби 2013-йили санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза игилики хадимлири бирләшмисиниң “илһам” мукапатиға сазавәр болған.
Авут мәсимофниң 2013-йили өсмүрләр үчүн язған “ақ булут” топлим, и 2019-йили “зеһниңни синап көр” шеирлар топлими вә “сирлиқ хәт” повести йоруқ көргән болса, 2020-йили “қаратуруқ-улуқ җай, билсәң” намлиқ китаблири нәшр қилинған.
Язғучи авут мәсимофниң әсәрлири башқа тилларғиму тәрҗимә қилинған. Җүмлидин 2010-йили униң бир түркүм һекайилири “литературний қазақистан” журнилида рус тилида, 2012-йили “жүлдиз” журнилида “хәт сири” повести, 2016-йили “җас өркен” журнилида балиларға беғишланған һекайилири қазақ тилида йоруқ көрди.