Балилар язғучиси авут мәсимоф: қәлимим қетип қалмаслиқи үчүн һәқсиз ишлидим

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.11.20
awut-mesimof-kitab-305.jpg Авут мәсимоф әпәнди язған балилар әдәбиятиға аит китабиниң муқависи.
RFA/Oyghan

Мәлумки, қазақистандики уйғур әдәбиятиниң муһим тәркибий қисми болуп келиватқан балилар әдәбияти бүгүнки күндә өзигә хас алаһидиликлири билән раваҗланмақта. Әдәбият мутәхәссислириниң пикричә, бу йөнилиштә мәйданға келиватқан әсәрләр яш әвладларда миллий роһниң ойғинишида, меһрибанлиқ, адиллиқ, паклиқ охшаш хисләтләрниң шәкиллинишидә муһим рол ойнайдикән. Әнә шу саһәдә қәләм тәвритип келиватқан язғучиларниң бири авут мәсимоф һазир алмута шәһириниң заря востока мәһәллисидә яшайду.

Игилишимизчә, өткән әсирниң 80-йиллири әдәбият мәйданиға кирип кәлгән авут мәсимоф узун йиллар давамида нәшриятчилиқ ишлири билән шуғулланған һәм бу җәһәттә чоң тәҗрибә топлиғаникән. Униң һаятиниң әллик йили уйғур мәтбуатиниң тәрәққиятиға сәрп қилинған болуп, әдәбий иҗадийәттинму һәргиз қол үзмигән.

Радийомиз зияритини қобул қилған тонулған язғучи вә журналист авут мәсимоф әпәнди мундақ деди: “у чағда чоңларда, мәйли у миллитимниң аддий деһқини яки зиялийси болсун, миллий ғурур дегән наһайити күчлүк болғанмикин, маңиму тәсири болған охшайду. Дәсләп “коммунизм туғи” гезитидә “миллий ғурурум, иптихарим” дәп яшлиқимни сәрп қилип, мақалә, хәвәрләрни издәп, йолму йол маңдим. Сүпитини ашуруш, сиртқи көрүнүшини яхшилаш үчүн билимимни сәрп қилиптимән. Кейин “арзу” журнили дедим, миллитимниң тарихи, өрп-адәтлирини тәрғиб қилиш йолида йәнила аилини ташлап яқа юртларда һәптиләп яшаптимән. Журнал йепилғандин кейин “интизар” журнили, “мәрипәт”, “яш әвлад”, “хуш кәйпият” гезитлири чиқишқа башлиғанда, баш муһәррирлик қилғанлиқимни көргәнләр өлүп түгиди. Дәсләпки ахбараттин тартип кейинки китаблиримниң йезилиш улини әйни шу қайнамниң ичидә соқуптимән.”

Мәлуматларға қариғанда, қазақистан мустәқиллиқ алған дәсләпки йиллири әлдә йүз бәргән иқтисадий кризислар түпәйли көплигән зиялийлар күн көрүш мәқситидә өз кәспини ташлап, башқа саһәләргә кетишкә мәҗбур болғаниди.

Бу һәқтә авут мәсимоф мундақ деди: “қәрәллик мәтбуаттин вақитлиқ кәткиним раст. Униңға “арзу” журнилиниң пәйда болуши сәвәбчи. Гайи акилиримиз милләт келәчики, әдәбияти, сәнити, өрп-адәтлирини сақлаш үчүн асмандики айни елишқа, вәтәнни азад қилишқичә баридиғанлиқини вәдә қиливатқанда һес-туйғуға берилиптимән. Униң кәйнидә акиларниң мәнсәппәрәслики турғанлиқини нәдин биләй. Ухлисам чүшүмгә кирмигән икән. Әмма миллий мәтбуат бәтлиридин кәткиним йоқ. язғанлирим арилап йоруқ көрүп турди. Шундақла, мениң хизмитимни йөткишим өзгәртип қуруш дәвригә тоғра кәлди. Бир топ яшлар мәтбуатқа келип қошулди. Редаксийәләрдә штатлар қисқирап, узун йил ишләватқан тәҗрибилик, кәспий мутәхәссисләр тилиниң өткүрлүки түпәйлидин ишсиз қелишқа башлиди. Рәһбәрләргә буйруқни булҗутмай орунлайдиған, тиңшайдиған кадирлар керәк болди. Мән башқа саһәгә ишниң йоқлуқидин йөткәлдим. Башта ейтқинимдәк, шәхсий журнал, гезитләрдә өзүмниң қәлимини йоқитип қоймас, қетип қалмаслиқи үчүн һәқсиз ишлидим.”

Авут мәсимоф әнә шу еғир вақитларда хәлқ ичидин милләтпәрвәр шәхсләрниңму оттуриға чиқип, миллий маарип, мәтбуат, мәдәнийәтниң тәрәққиятиға көйүнгәликини алаһидә тәкитлиди.

Язғучи қазақистандики уйғур балилар әдәбияти алдидиму һәл қилишқа вә ениқлашқа тегишлик мәсилиләрниң мәвҗут икәнликини оттуриға қоюп, йәнә мундақ деди: “балилар әдәбиятиға мунасивәтлик гәп қозғалғанда “биздә, кейинки бир әсир ичидә, балилар әдәбияти вуҗудқа кәлдиму?” дегән соалға җаваб издәйли. Әгәр мушу йиллар ичидә балилар әдәбияти вуҗудқа келип, аммиви тәрәққиятқа игә болған болса, бүгүнкидәк уйғурлар арисидики кадир қийинчилиқиға қалмас идуқ. Әмди бир әсирлик уйғур әдәбиятида балилар әдәбияти бар. Һәр бир роман, повест, поема, шеирларниң ичидә балилар әдәбияти мәвҗут. Йетишмәйдиғини, ашу бай мирасимизни айрим, бөлүвелип нәшр қилидиған нәшриятниң, пулниң йоқлуқи.”

Авут мәсимоф дәсләптә һәр хил оюнларни, андин чөчәк йезишқа киришип, бара-бара шеирий қошақларға йөткәлгән. Буниңға әнә шу балилар, болупму униң пәрзәнтлири сәвәб болған һәм шулар буниңға йол ечип бәргән.

“балилар бағчилирида уларниң таң сәһәрлик орунлириға қатнаштим. Көпинчә рус тилидики шеирларниң ейтиливатқиниға әпсуслинип, өзүмчә йезишқа кириштим. Ақивәттә кичик-кичик топламлар пәйда болдию, әмма уйғур балилириниң қолиға йетип баралмиди. Һәтта композитор исмаил ака исайеф билән бирликтә нахша нотилирини яздуқ. Әмма, уқушсақ, тәрбийичиләрниң, муәллимләрниң көпи нота билмәйдикән.”

Сөз ахирида авут мәсимоф қазақистанда яш әвладни миллий роһта тәрбийиләш мәсилисиниң җиддий қолға елинғанлиқини, биринчи нөвәттә тил мәсилисигә етибар бериливатқанлиқини алаһидә тәкитлиди. Униң ейтишичә, кейинки вақитларда илгирики рус тиллиқ бағчилар йенида қазақ тиллиқ гуруппилар ечиливатқан болуп, балиларға беғишланған қазақ тилидики әдәбиятларму кәң даиридә нәшр қилиниватмақтикән. Буниңдин ташқири йәнә радио вә телевизийәдә, интернет торлирида балилар иҗадийити кәң тәрғиб қилинип, яш әвладниң аң-сәвийисигә миллий роһ сиңдүрүп келиватмақтикән. Буниңдин уйғурларму үлгә алса болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.