Һөрлики боғулған әрк күйчиси: чимәнгүл авутни әсләп

Мухбиримиз җүмә
2020.03.06
chimengul_awut.jpg Шаирә чимәнгүл авут ханим.
azizisa.org

Көзгә көрүнгән уйғур шаирә чимәнгүл авут лагер-түрмиләргә ташланғанлиқи илгири сүрүлүватқан йүзлигән уйғур сәрхиллириниң бири.

Илгирики хәвәрлиримиздә униң 2018-йили июлда шәрқ көли сақчиханисиниң сақчилири тәрипидин тутуп кетилгәнлики дәлилләнгән иди. Униң тутулушиға әйни чағда хитай даирилири тәрипидин “хәтәрлик китаблар” тизимиға киргүзүлгән халидә исраилниң “алтун кәш” намлиқ романниң тәһрирликини қилғанлиқи сәвәб болған икән. 

Ундақта, чимәнгүл авут ким? 

Бу һәқтә тохталған норвегийәдики ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп: “у муһим бир шаир вә тепилғусиз инсан иди,” дәйду.

Чимәнгүл авут һәққидә мәвҗут тор учурлириға қариғанда, у 1973-йили қәшқәрдә дуняға кәлгән, 1996-йили қәшқәр педагогика институтини тамамлиғандин кейин, қәшқәр уйғур нәшриятиға хизмәткә тәқсим қилинған вә қолға елинғанға қәдәр уйғур тәһрир бөлүмидә муһәррир болуп ишлигән.

Чимәнгүл авут илгири-кейин болуп, “қисас ғунчиси”, “таш япрақ”, “барса кәлмәс йол” қатарлиқ шеирлар топламлирини нәшр қилдурған. Бу топламлар оқурмәнләр сөйүп оқуйдиған китабларға айланған. Нәтиҗидә у “хантәңри әдәбият мукапати”, “тулпар әдәбият мукапати” қатарлиқ районлуқ вә хитай мәмликәтлик мукапатларға еришкән.

Бу һәқтә өзиниң билидиғанлирини баян қилған абдувәли аюп һәтта оттура мәктәптики чағлиридила чимәнгүл авутниң шеирлирини ядқа алғанлиқини, кейинки мәзгилдә униң билән сирдаш достлардин болуп қалғанлиқини ейтти.

Чимәнгүл авут уйғурлар арисида көзгә көрүнгән, етирап қилишқа еришкән вә өзигә хас тәсир пәйда қилған шеирларниң бири. 

Бу һәқтә тохталған абдувәли аюп: “чимәнгүл авут һөрлүк үчүн қәләм тәврәткән шаир иди,” дәйду.

Чимәнгүл авут тоғрисида еришкән чәклик учурларға қариғанда, униң бир қисим шеирлириға нахшиларму ишләнгән. “норуз гүлүм”, “сим-сим ямғур” қатарлиқлар шуларниң җүмлисидур. Һәтта у язған “сим-сим ямғур” намлиқ лирик нахшиниң аммабаб нахшиға айлинип кәткәнлики мәлум.

Униң достлириниң сөзи бойичә болғанда, әрки боғулған җәсур шаирәниң қисмити уни сөйгән һәммәйләнниң қәлбини даима чоңқур изтирап вә дәрд-һәсрәткә ғәрқ қилиду, шаирәниң сөйүмлүк хәлқи муптила қилинған қабаһәт уларни қолидин келидиған барчә амалларни қилип шаирә күйлигән нәвбаһар арзусиға “үмидини җан етиш” кә чақириду.


Норуз гүлүм

Чимәнгүл авут


Чачлириңниң өрүмлири тал-тал болсун мән үчүн, 

Қашлириңниң әгимлири һилал болсун мән үчүн

Кирпикиңдин қанат ясап, пәрваз қилип учай раса,

Асминиңму тағ сүйидәк, зулал болсун мән үчүн.


Бағиңдики гүлләргә, яшим билән су сепәй,

Тағиңдики бүркүткә йүрәкимни дан етәй, 

Салқин шамал елип кәлгән һидлириңни бәргин маңа,

Саңа ашиқ йоллириңға үмидимни җан етәй.


Барса кәлмәс йол

Чимәнгүл авут


Кишнәйду тәбиәткә қошулуп иллиқ,

Әслимә көркидә қан болған йүрәк.

Ялғуз бир аялдәк йиқилди йәргә,

Һә әнә йенимдила кесилгән терәк.


Меһримгә сени дәп яғмақта топа,

Аҗайип гүзәл һәм аҗайип дәһшәт.

Биләмсән, мәндики азаб һузури,

Мушу дәм терәк боп көклиди рәт-рәт.


Шундиму чул-чул болуп кәтмидим йәнә,

Сүкүтни мән сәндин өгәнгән җеним.

Бағлирим пайхан болсун, тағлирим қамал,

Яш болуп ақмидим һәргиз бир темим.


Шу кечә асманда сениң юлтузуң,

Көзүмдин зулмәтни тартқан авайлап.

Иссиқ бир туйғуда җуғулдаймән, аһ!

Сән йәнә у йолда турғандәк шу тап.


Қәғәздәк непиз һәм қуруқтур вақит,

Ишхана әзмәктә хияллиримни.

Шивирлап бақимән өзүмгә тәкрар,

Ваз кечиш ирадә, дегәнлириңни.


Садамға шеир оқуп бәргим келиду,

Келинтон суханидин чиқиду һәйвәт.

Амалсиз ширәдики бир қәвәт чаңни,

Сән тутқан қолумда сүртимән рәт-рәт.


Мүшүкниң тирнақлири есимгә келип,

Бир қута сияһни төкимән йәргә.

Анилар хатирҗәм, атилар рази,

Қизини бәрсила обдан бир әргә.


Өйүмниң ишикидики қап-қара қулуп,

Шарақлап ечилар кечидәк гоя.

От яқсам очаққа чай қайнитай дәп,

Өмүрлүк пиғаним қайнайду чайда.


Чечимни чувумай, ялаңаяғ петим,

Чеқилған әйнәккә қараймән иллиқ.

Деризә түвидә чечәкләр тимтас,

Җан балам ат етип ойниған чивиқ.


Һәйранмән һеслиримға төкиду арман,

У билип қалғандәк көңлүмдикини.

Бағримда белиқтәк пилтиңлап туруп,

Оқуйду садирниң қошақлирини.


Пахтиниң ичидә бир тал чоғ сақлап,

Күнләрни өткүзүш асанму әмәс.

Қушларниң дәрдини сөзлийәлмәйду,

Қуруған гүл билән лиқ толған қәпәс.


Машина чақида чәксиз реаллиқ,

Чаналған йиландәк толғанди йоллар.

Кечиниң тиниқини ялмайду юлтуз,

Аһ, йәнә мулайим киришти қоллар.


Бу йолда терәк йоқ, чимлар көрүнмәс,

Йирақта вилилдар коча чириғи.

Үч ешәк һарвиси узиди ләрзан,

Келиду униңдин саман пуриқи.


Үлгүрәлмидим

Чимәнгүл авут


Яриланған тулпардәк кишнәйду кечә,

Бағриңдәк бипаян көйәр тәбиәт.

Реаллиқ вәслидин көкләйду меһрим,

Шу қәдәр гүзәл һәм шу қәдәр дәһшәт.

Һалаллиқ ичидә парлайду юлтуз,

Җенимму сән үчүн болмақта пайхан.

Қәдриңни қәдримгә сиңдүрсәм судәк,

Мәңгүлүк дәмләрдин яралди имкан.

Улуғ бир истәктәк сүзүктур тамлар,

Чеһримдәк таң атти амандур һәммә.

Бир гәпни дейишкә үлгүрәлмидим,

Шәһризат һекайисини тохтатти йәнә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.