Шаир әкрәм садироф садирий

Мухбиримиз җүмә
2020.10.02
Shair-ekrem-sadirof-1.jpg Шаир әкрәм садироф (солдин үчинчи) қәләмдашлири билән. 2019-Йили, қазақистан.
RFA/Oyghan

Әкрәм садироф 1940-йили 15-мартта уйғур елиниң ғулҗа шәһири топидәң мәһәллисидә дуняға кәлгән. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, 1957-1958-йиллири әхмәтҗан қасими намидики билим юртида оқуған. 1958-Йили аилиси билән қазақистанниң һазирқи әмгәкчиқазақ наһийәси қорам йезисиға көчүп чиқип, орунлашқан. Әкрәм садироф 1960-йили алмута вилайитиниң челәк йезисидики кироф намидики мәкәпниң 10-синипини пүттүргән вә 1969-йили абай намидики қазақ педагогика институтиниң физика-математика факултетини сирттин оқуп тамамлиған.

Униң әдәбиятқа болған иштияқи оттура мәктәптә оқуватқан пәйтлиридә башлинип, дәсләпки шеирлири 1958-йилдин тартип гезит-журналларда йоруқ көрүшкә башлиған.

Әдибниң айрим әсәрлири бир нәччә омумий топламларға киргүзүлгәндин башқа, униң өзиниң “чопан болимән”, “тәбәссум”, “төмүр қанатлар”, “қушлар учуп кәлмәктә”, “шерин дәмләр”, “ақ қушлар нахшиси”, “өмүр өтәр”, “ойна, ойна, ойла”, “сүзүк булақ” қатарлиқ топламлири нәшир қилинған.

Әкрәм садироф әдәбий иҗадийәттин ташқири йәнә илмий тәтқиқат ишлири биләнму шуғулланған. Қорам йезисиниң тарихиға беғишланған “қолумдин кәлгини шу. . .”, “бир тизиқтики маҗанлар” намлиқ китаблири, шундақла һәр хил мәтбуатларда елан қилинған мақалилири шулар җүмлисидиндур.

У җамаәтниң ишлиридинму сиртта қалмай уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнтлириниң исмини әбәдийләштүрүш ишлириғиму йеқиндин арилашқан. У қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, әмгәкчиқазақ наһийәсиниң пәхрий пуқрасидур.

Шаир нидаси

Шаир әкрәм садироф (садирий)

(Баллада)

Байсейит йезисиға шаир сейит муһәммәт қашиниң һәйкили орнитилди. “уйғур авази” гезити, 1994-йили, декабир.

Еһ, челәк әҗдадлар макан тутқан йәр,

Әқидә меһридин төкүп алтун тәр.

Ташлиқни гүл қилип ават юрт қуруп,

Тинмиған мәрд җанлар сансиз шамшәһәр.

Шу челәк дәряси бойида байсейит,

Қойнида той-байрам болуп турар һейт.

Әвладлар пәрзидин роһи сүйүнүп,

Қойнида ятиду даналар җим-җит.

Қәбирләр алдида солғун туримән,

Қашини хиялән рошән көримән.

Көп йиллар ядланмай қалған ғәзәлхан,

Дәймән-дә бир һаза сөһбәт қуримән.

У турар алдимда кийип чәкминин,

Дәр гоя әй әвлад, нә һаллар чәктиң.

Йетәлмәй арманға йетим ботидәк,

Көчләргә қетилип, су, отлар кәчтиң.

Һә, бүгүн тапқандәк бир парчә амәт,

Көрдүң мән көрмигән әҗәб карамәт.

Шу сәвәб сән мени йоқлап кәлгәнсән,

Бир әсир өткәндә тапқачқа пурсәт.

Дедим раст ғенимәт бүгүнки пурсәт,

Алдиңға кәлгәндим сорап иҗазәт.

Сөзлигин устазим, тиңшаймән мана,

Биарам җүрәккә елип күч-қувәт.

Яңриди шаирниң қәлбидин дастан,

Мәзмуни мән үчүн гоя бир җаһан.

Уйғурлар яриси сақаймай кәпту,

Тәхткә кәлсимә нәччә он хақан.

Туғулдум мән қашта яшлиқим өткән,

Чирайлиқ қизларни бойида күткән.

Көйгәчкә хәлқимниң меһри отида,

Дилимдин тәвринип ғәзәлләр пүткән.

Дәрядәк давалғуп вәтәндә өстүм,

Вәтән дәп яндим мән һәм толди күчүм.

Җәң қилип, ғазат қип садирлар билән,

Йеңишта чиққанди дүшмәндин өчүм.

Болғанди он йилдәк или гүл ават,

Әл-юртму яшиғаниди баяшат.

Қуллуқтин қутулуп шаир күй күйләп,

Расланған чағ иди қеқишқа қанат.

Бирақта кәлгәниди әҗдәрһа вә шир,

Көксидә тирмақчә болмиғач меһри.

Содиға салғанди тәқдиримизни,

Ниһайәт теч күнимиз болғанди еғир.

Хаинниң қолида бизниң көкимиз,

Сетилип қалғанни билмәй қаптимиз.

Манҗурға мәдһийә қилипту юрти,

Бекарға кетипту төккән қенимиз.

Қисасни қалдуруп көчти адәмләр,

Йоқалди бир мәзгил у шерин дәмләр.

Әл билән болдум мун әшу көч-көчтә,

Пиядә йол йүрдүм дәссәп тикәнләр.

Йолларда, чөлләрдә тапан тешилди,

Һәй, балам, бәхтимиз тәтүр ешилди.

Ат-улақ озуғи барниң ғеми йоқ,

Йоқсуллар күн-түнләр гияһ чишлиди.

Йүрәктин чак-чак боп аққаниди қан,

Бешимиз миң ғәмдә түтәк йәр асман.

Мүридә йүк еғир дүмбиләр йеғир,

Немини көрмиди дәйсән чиқмас җан.

Келип биз бу яққа юрт қурдуқ башқа,

Охшитип челәкниң дәрясин қашқа.

Далани көкәртип бостан қилғичә,

Нә сәвда чүшмиди дәйсән бу башқа.

Бу юртқа йөләкдаш болған шарғоҗа,

Тәр-төккән мәртләрни қилғанда олҗа.

Уйғурниң қоли гүл әмәсму оғлум,

Зиминни яшартип чөмдүргән нурға.

Мән шундақ язғандим “шәрһи шекәстә”,

Дегәндим әвлатлар сақлисун әстә.

Әҗдатлар әҗриму мәңгү тәвәррүк,

У тозуп кәткәндәк мамкап әмәстә.

Әҗәл кеп ятқандим ахир тупрақта,

Нәччә көч йөткәлди у яқ-бу яққа.

Әвладим бир күлсә, миң қетим йиғлап,

Өткинин билгәндим балам шу вақта.

Миң қетим чөргәлди бәлки бу аләм,

Миң қетим сәргәрдан болди бу адәм.

Топиниң тешиға чиқмай қалғанди,

Биз ютқан қайғу-дәрт һәсрәту-әләм.

Пәрванә кәби сән пирқирап кәпсән,

Қәбрәңни зиярәт қилимән дәпсән.

Нәзәр сал йәр билән йәксән болғанғу,

Җигәрим уни сән нәдин издәйсән.

Шуңлашқа қәбрәм бу кәңри гөристан,

Қолуңдин кәлсә гүл қилғин гүлстан.

Шу чағда хуш болар пүткүл әрваһлар,

Садақәт бурчини өтисә инсан.

Сөзини түгитип шаир шүк болди,

Бир һаза көңли тит-тит боп чөкүлди.

Әшу чағ чөмүлүп аләмчә ойға,

Қәлбимгә пиғанлиқ һәсрәт қуюлди.

Арам ал, еһ шаир сейит муһәммәт,

Бизгиму бир күни кеп қалар амәт.

Һәйкилиң қоюлар авралға чоқум,

Баш егип өтүшәр шунда адәмзат.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.