Шаир вә язғучи телман нурахуноф: “мән китабханларниң көңлигә яқидиған әсәр йезиш үчүн тиришиватимән ”
2021.05.14

Мәлумки, өткән әсирниң 80-йиллириниң оттурилиридин тартип қазақистанниң әйни замандики пайтәхти алмута шәһиридики әң чоң алий оқуш орунлириниң бири абай намидики қазақ педагогика институтиниң филологийә факултетини бир түркүм уйғур қиз-йигитлири тамамлап чиқишқа башлиғанди. Мәзкур билим дәргаһидики уйғур бөлүми асасий җәһәттин уйғур мәктәплири үчүн уйғур тили вә әдәбияти вә башқиму пәнләр бойичә муәллимләрни тәйярлашни баш мәқсәт қилған иди. Лекин уни пүттүргәнләр ичидин муәллимләрдин ташқири йәнә шаир вә язғучилар, алимлар, нәшриятчилар, журналистлар вә башқилар йетишип чиқип, һазир улар һәр хил саһәләрдә әмгәк қилмақта. Әнә шу билим дәргаһини тамамлиғанларниң бири телман нурахуноф һазир қазақистанла әмәс, бәлки униң сиртидиму тонулған язғучидур.
Игилишимизчә, телман нурахуноф қазақистанниң уйғурлар зич олтурақлашқан һазирқи алмута вилайитиниң уйғур наһийәсидә туғулғанкән. У алди билән оттура мәктәпни, андин алий оқуш орнини тамамлап, 2000-йилларниң башлириғичә алмута шәһиридә радийо-телевизийә, нәшрият вә тил саһәлиридә әмгәк қилған. У шуниң билән бир қатарда әдәбий иҗадийәт биләнму шуғулланған.
Биз қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, җумһурийәтлик “асия бүгүн” мустәқил гезити баш муһәрририниң орунбасари, алмута шәһәрлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари телман нурахуноф билән сөһбәтләштуқ.
Телман нурахуноф әпәндиниң ейтишичә, униң әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинишиға мәктәптә оқуватқан чағлирида тил-әдәбиятқа болған қизиқиши сәвәб болғанкән. У язма иш тапшурмилирини орунлиғанда болупму тәбиәтни тәсвирләшкә көп қизиққан болуп, кейинирәк адәм образини яритишқа башлиғанкән.
У өз иҗадийитиниң шеирийәттин башланғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “ана тиллиқ мәктәптә оқуғиним үчүнмекин, язғучилиримизниң китаблири мәктәпкә, йезимиздики кутубханиларға турақлиқ чүшүп туратти. Шу йәрдә көпрәк шеирларни оқушқа тиришаттуқ. Уларниң язған шеирлири зор тәсир көрситәтти. Шуниңдин кейин шеирларни йезип көргәнтим. Шеирлар яхши чиқти дәп ейталмисамму, һәр һалда иҗадимни башлашқа шу пәйтләр тоғра кәлди. Кейин институтта оқуған чағдиму алмутада улар билән учришип, муңдаш, пикирдаш болған чағлирим әдәбиятқа болған һәвәсимни техиму қизиқтурди.”
Телман нурахуноф әнә шуниңдин кейин мәтбуат сәһипилиридә әдәбиятниң һәр хил мәсилилиригә беғишлғанған қисқа һәҗимдики мақалилирини елан қилишқа, әдәбий әсәр йезишниң сирлириға чөкүшкә башлиғанлиқини билдүрди. язғучиниң “қәлбим аһаңлири” намлиқ тунҗи шеирлар топлими униң иҗадийитиниң әң әһмийәтлик вә қиммәт башланмиси болғанкән.
Шаир телман нурахуноф өз иҗадийитиниң шеирийәт вә проза җанрлиридики асасий мавзуларға вә йөнилишләргә тохталди.
Язғучи телман нурахуноф шеирийәт болсун, проза болсун, уйғур хәлқиниң турмуш-тирикчиликини, өрп-адәтлирини, бүгүнки һаятини ипадиләшкә, мәдһийиләшкә тиришқанлиқини билдүрди.
Шаир өз иҗадидики шеирий шәкилләрниң алаһидиликлиригә тохтилип, мундақ деди: “дәсләпки басқучта вә һазирқи күндиму бармақ вәзнидә йезишқа тиришимән. Ахирқи вақитларда бизниң ана-вәтинимиз уйғуристанда шеирийәткә кирип кәлгән ‛гуңга‚ шәкил мени бәкму қизиқтурди. Униңға қазақистандики шаирлардин дәсләпки қетим абдумеҗит дөләтоф мураҗиәт қилған. Кейин мәнму вәтәндики вә мушу йәрдики қәләмдашлиримға әгәштим.”
Телман нурахунофниң пикричә, шеирийәттин проза саһәсигә өтүш бу илгири-кейин яшап, иҗад әткән уйғур язғучилириниң иҗадийитидә шәкиллинип қалған әнәникән. Уйғурларниң болупму проза саһәсидә үнүмлүк иҗад қилған һезимәт абдуллин, мәсүмҗан зулпиқароф вә башқиму мәшһур язғучилири өз иҗадийитини дәсләптә шеирдин башлиған болсиму, кейин улар һәр икки саһәни тәң елип барғаникән.
“мәнму шуларниң қатарида кейинки әвлад болуп қошулдум десәм мубалиғә болмас. Чүнки бир қанчә топлам шеирлирим, бир қанчә прозилирим нәшир қилинди. Шеирийәттин прозиға өтүш әлвәттә асан әмәс. Һәр қандақ язғучи я шаир бирәр әсәрни дуняға елип кәлгән чағда уларниң көз алдида китабханлар туриду. Мениңму һәр қачан көз алдимда китапбханлар туриду. Мән язған әсәрлиримни китабханлар көңлидин чиқишқа тиришип йезип келиватимән.”
Телман нурахунофниң пикричә, һәр қандақ бир әдибниң қайси саһәдә болмисун әсәр яратқанлиқи шу язғучиниң чоң утуқи болуп һесаблинидикән. Йәнә бир утуқ у әнә шу әсәр билән китабханларниң тонушуп, бәргән баһасикән. У шундақла өз иҗадийитидә болупму қазақистан хәлқ язғучиси зия сәмәди, талантлиқ язғучи турған тохтәмоф, уйғур елидә тонулған әдибләрдин зордун сабир, абдуреһим өткүр кәби язғучиларни үлгә тутқанлиқини тәкитлиди.