Тонулған язғучи вә драматург әхмәтҗан һашири вә униң әдәбий иҗадийити
2020.08.14
Қазақистан яки оттура асия уйғур әдәбияти һәққидә тохталғинимизда, мәзкур районға сиясий сәвәбләр билән уйғур районидин көчүп чиққан зор бир түркүм пешқәдәм язғучилар тунҗи болуп ядимиздин кечиши мумкин. Һалбуки, бу райониниң уйғур тили вә әдәбий иҗадийитиниң тәрәққиятиға өчмәс изларни қалдурған вә зор төһпиләрни қошқан әдибләр арисида әсирләрдин буян һазирқи қазақистан тәвәсидә яшап өткән йәрлик уйғурларниң пәрзәнтлириниң барлиқиму рәт қилишқа болмайдиған бир һәқиқәттур.
Қазақистанда туғулуп шөһрәт қазанған уйғур язғучиси, драматург әхмәтҗан һашири әнә шуларниң җүмлисидиндур.
Әхмәтҗан һашири ким?
Тонулған язғучи вә драматург әхмәтҗан һашири 1938-йили алмута вилайитиниң челәк райониға қарашлиқ маливай йезисида дуняға кәлгән. 1956-Йили панфилоф наһийәсиниң яркәнт шәһиридики педагогикилиқ техникомини тамамлап, андин һазирқи әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң филологийә факултетиға оқушқа чүшкән. У 1961-1962-йиллири қазақ радийосида диктор болуп ишләп, андин 1962-1965-йиллири ибрай алтинсарин намидики педагогика пәнлири илмий-тәтқиқат институтиниң аспирантурийәсидә оқуған. 1970-Вә 1982-йиллар арилиқида “уйғур авази” гезитидә әдәбият вә сәнәт бөлүминиң башлиқи болуп ишлигән. 1982-Йилдин башлап у қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти бойичә әдәбий мәслиһәтчи, андин язғучилар иттипақи башқармисиниң катипи болған. Әдиб 1991-йилдин башлап “арзу” журналниң баш муһәррири болуп ишлисә, ахирқи йилларда язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишини башқурған.
Әхмәтҗан һашириниң “яшиғиним яшиған” (1965-йил), “кәчмәс көңлүм” (1969-йил), “солмас гүл” (1977-йил), “нур ана” (1988-йил) повестлири, “ялғуз ялпуз” (1987-йил) романи, “идиқут” намлиқ тарихий романиниң биринчи китаби 2003-йили нәшр қилинған. 2013-Йили болса униң иккинчи китаби “барчуқ арттекин” романи нәшр қилинди.
Муәллипниң “ялғуз ялпуз” романи рус, “идиқут” романи рус, түрк вә әзәрбәйҗан тиллирида йоруқ көрди, “йәргә төкүлгән яш” повести болса, 1989-йили уйғур елиниң хәлқ нәшрияти тәрипидин бесилди.
Әхмәтҗан һашири қазақистан уйғур миллий драматургийәсиниң тәрәққиятиға зор төһпә қошқан язғучи. Униң “өлмәс болуп туғулғанлар”, “муқамчи”, “деһқан”, “идиқут”, “ялғуз ялпуз” сәһнә әсәрлири қазақистанлиқ вә чәтәллик тамашибинларниң зор алқишиға сазавәр болған. У шундақла рус язғучиси антон чехофниң “алучилиқ бағ”, испан шаири вә драматурги гарсиа лоркиниң “қанлиқ той”, қазақ шаир вә драматурги қуандиқ шанғитбайефниң “паһ, йигитләр!” әсәрлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилған.
Әхмәтҗан һашириниң қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музикилиқ комедийә тиятирида сәһниләштүрүлгән “идиқут” әсири 2010-йили оттура асия мәмликәтлириниң 3-хәлқара тиятерлар фестивалиниң саһиби аталған.
Униң “идиқут” романи 2003-йили “илһам” мукапатиға, шу намлиқ сәһнә әсири 2012-йили қазақистан язғучилар иттипақиниң хәлқара “алаш” әдәбият мукапатиға еришкән. Әдиб “һөрмәт” ордени вә бир қатар юқири дәриҗилик медаллар билән тәқдирләнгән. 2015-Йили язғучи “қазақистан җумһурийитиниң әмгәк сиңдүргән әрбаби” дегән пәхрий намға сазавәр болған.
Нур ана
(Повестин парчә)
Нур ана өз көмичигә чоғ тартишни билмәйдиған бәәйни алтундин соқулған, кәмтәр, сәвир-тақәтлик, юрт ғемини қилидиған аял иди. Дәрәхләрниң сериқ йопурмақлири шилдирлап йәргә чүшүп, шамал билән һәр яққа учқанда, мәшкә от қалап өйни исситалмай, кочилардики қарларни сүпирип йүрүп, ой-хиялға бериләтти. Бу ирадиси чиң аялниң чачлири бара-бара бешидики ақ яғлиқтин һеч пәриқ қилмайдиған болди. Лекин аптап чирайидин нур кәтмигини билән, қәлб шатлиғиниң оти өчүп күл болған. Бирақ у үмид билән һаятни қәдирләйду. Сөз-дориға охшаш, артуқи зәрәр кәлтүриду дегәндәк, ана көп сөзлимәйду. Униң терикиш аччиқ әләмлири түгимәйду. Начар адәмләрни адәм, инсан қатариға қошматти. Аниниң пәрәз қилишичә, улар юртниң томурини қийған қуртлар. Улар нур аниниң йүрәк-өпкисиниңму қурутти. Бирақ улар униң нәпәсини боғалмиди, боғсиму униң ирадисини сундуралмиди. У тәнһа өтүватқан болсиму өмригә ечинған, өкүнгән әмәс. Шуниңдәк көңлиму, чеһрисиму бир қетимму ечилған әмәс. У юртниң зилдәк йүкини зиммисигә артқан инсан. У чаһарбағни ғазаң болмайдиған, баһари қайтип келидиған, тирилидиған зумрәттәк сулири йәнә ақидиған ават юрт болиду дәп һес қилиду.
Сәксән яшлар қарисини көргән егиз бойлуқ, җүдәң, әгмә қаш бу момайниң қуяш нури чаһарбағни тәкши йорутқанда, кичик деризилири кочиға қариған пакар вә кона өйниң өгзисигә чиқип алидиған адити бар. “ташқа ямғур яғса көкәрмәс” дәтти яқа юртларда йүргән кишиләр уни заңлиқ қилип. Нур ана чаһарбағниң ташлирини техичә санап болмиса керәк. Нәдин санап түгәтсун, асмандики юлтузлардинму көп таш турса.
Ана таш санимиди, юлтуз санимиди. У чаһарбаққа кәлгән иллиқ язниң, йеқимлиқ күзниң, қәһритан қишниң қайси күни қандақ атти, әнә шуларни ядида тутти. У дәрәх көкәрсә-юрт көкәрди, йәр көкәрсә-юрт көкәрди дәп яшавәрди. Ана бу қәдимий юртта немишқа өзи ялғуз яшаватиду? буни өзила билиду. Сир сақлаш-тил астиға чоғ елип туруштинму мушәқәтлик дегәндәк, аниниң қәлбидики сир униңдинму еғир. Бирлири уни: “әқлидин азған аял, болмиса, тәнһадин-тәнһа әски тамларни сақлап йүрәмду десә, йәнә бирлири: “һә-й, бәхтсиз бечарә” дәп еғир тинатти. . . Әмма у шундақ дегәнләргә: “топини, ташни, суни қәдирлимигән, силәр бәхтсиз!” дәйтти. . . У өгзидә олтуруп алиқанлирини ечип қариди вә униңдики түз вә қийсиқ, алмишип, чирмишип кәткән сизиқларни өз өмригә охшатти вә териси непиз, инчикә сизиқлар чирмиған маңлийиға қолини сайә қилип, нури рошән көзлирини йирақ-йираққа тикип қариди. Униң көзи һәмишә байсейитқа, маливайға қадилип, шу яқларға кәткән юртдашлирини сеғинип йиғлайти. У һәр күни өгзигә үч қетим чиқип йолға қарайду, униң яшқа толған меһрибан көзлири йә маливайдин, йә байсейиттин чаһарбағ тәрәпкә қарап, йә яяқ, йә ешәккә, йә атқа минип чиққан кишиләрни көрмигили нәвақ. Улар немишқа кәлмәйду? немишқа шундақ?. . Бу йәрдә йүригидә оти бар кишилар яшиған идиғу!” -дәп әндишә билән беарам болиду. Бирақ аһу-пәрядқа чүшүп кәтмәйду. юртдашлиридин үмидини үзмәйду. “һә, мәйли, бир күни болмиса, бир күни йүригидә оти бар чаһарбағлиқлар мени йоқлап келәр. Мени сеғинмиса, киндик қени төкүлгән йериниң тописини, сүйини сеғинип келәр”, дәп йәнә үмидлиниду. . . . Бирақ униң кечилири, күндүзлири чаһарбағни ялғуз арилап йүргәндә арзу-хиялларға берилип һәсрәтлинип йиғлиған күнлириму болған. Бундақ чағларда юртдашлирини тәсәввур қилип, көз алдиға кәлтүрәтти вә өткән күнлирини әсләп, ой-хиялларға чөмәтти.