Алмутадики уйғур шаири гүлнарә авутова вә униң бир қисим шеирлири

Мухбиримиз җүмә
2020.12.18
Алмутадики уйғур шаири гүлнарә авутова вә униң бир қисим шеирлири Әдәбиятшунас алимә гүлнарә авутова ханим.
RFA/Oyghan

“дутар челип, тойда күлүп,

Яйрисамму,

Муқамимдин дур төкүлүп,

Сайрисамму,

Тәқдир болуп, хәп, пүтүлүп,

Қайрисамму,

Қара булут зәп тутулуп,

Ечилмиди.”

Бу уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин ечинған шаирә гүлнарә авутова қәләмгә алған сансиз мисралардин бир қәтрәдур, халас.

Гүлнарә авутова алмута вилайитиниң уйғур наһийисигә қарашлиқ долата йезисида дуняға кәлгән. У 1987-абай намидики қазақ педагогика институтиниң, йәни һазирқи қазақ миллий педагогика университети филологийә факултетиниң рус-уйғур бөлүмини тамамлиған вә қазақистан пәнләр академийәсидики уйғуршунаслиқ институтиға хизмәткә чүшкән.

У1994-йили “лутпулла мутәллипниң иҗадий мираси” намлиқ илмий тәтқиқати билән филологийә пәнлириниң доктор намзати болған.

Гүлнарә авутованиң иҗадий паалийити мәктәптә оқуп йүргән чағлиридин башланған. Униң шеирлири наһийәлик “или вадиси”, “уйғур авази” вә униң қошумчиси әрәб йезиқидики “йеңи һаят” гезитлиридә, шундақла “пәрваз”, “арзу”, “иҗадкар”, “уйғур пен” қатарлиқ журналларда елан қилинған.

1990-Йили униң “гүлзарим” намлиқ тунҗи шеирлар топлими йоруқ көргән. Униң әсәрлири йәнә “анилар авази”, “шеирийәт гүлзари”, “қазақистан-мениң вәтиним” гә охшаш топламлардин орун алған.

Гүлнарә авутованиң шеирлири рус тилиғиму тәрҗимә қилинип, улар алмута вә москва шәһәрлиридики үч томлуқ “независимий казахстан”, “мадонни турана”,” қатарлиқ топлам вә жорналларда елан қилинған.

2012-Йили башқуртстанда өткән “хәлқара түркий тиллиқ пойезийә” мусабиқисидә шаирәниң қайрат бақбергеноф тәрҗимисидики бир қанчә шеирлири “муһәббәт лирикиси” дәриҗиси бойичә 3-дәриҗилик мукапатлиқ орунға еришкән.

У2015-йилдин бүгүнки күнгә қәдәр абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң филологийә вә көп тиллиқ билим бериш институтида оқутқучи болуп хизмәт қилип кәлмәктә.

Ечилмиди

Гүлнарә авутова

Ечилмиди, мениң көңлүм

Ечилмиди.

Муңлуқ башқа пәләктин нур

Чечилмиди.

Баһар болуп чечәк гүлүм

Ечилмиди.

Ечилмиди мениң гүлүм

Ечилмиди.

Дутар челип, тойда күлүп,

Яйрисамму,

Муқамимдин дур төкүлүп,

Сайрисамму,

Тәқдир болуп, хәп, пүтүлүп,

Қайрисамму,

Қара булут зәп тутулуп,

Ечилмиди.

Ечилмиди мениң күнүм

Ечилмиди.

Әҗдадлирим роһиға миң сүйәнсәмму,

Тарихидин дәрис елип, өгәнсәмму,

Әвлатлирим мәғрурлуқин чүшәнсәмму,

Ечилмиди, мениң сирим

Ечилмиди.

Өзгә достлар көзгә мени

Һеч илмиди.

Һәсритимдин “қизип қени”

Ечинмиди.

Шундиму раст, қәддим мениң

Егилмиди.

Амма көңлүм мискин һели

Ечилмиди.

Үмид юлтузи

Үмид юлтузи, өчүп барамсән,

Көктә парлимай чөкүп барамсән.

Саңа тәлмүргән қара көзләрдин,

Қанлиқ яшларни төкүп барамсән?

Қара түнләрдә гүнсиз нур чечип,

Ишәнч чириқи болуп янамсән.

Нимҗан җанларға күчидин кетип,

Йиқилса, йөләп, сақлап қаламсән?

Үмид юлтузи, болсаңму ғува,

Бар бол, илаһим, күткән бәхиттәк.

Күрмиң қисмәткә өзәңсән гуваһ,

Талишип, йәтмәс алтун тәхттәк!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.