Шаирә гүлнарә авутова: “мениң тунҗи шеирим тәбиәт мәнзириси һәққидә болған иди”
2020.12.18
Мәлумки, өткән әсирниң болупму 80-йиллири қазақистан уйғур әдәбиятиға бир түркүм яш шаирлар, язғучилар кирип кәлгән иди. Уларниң һәммиси дегүдәк шәһәр вә йезилардики уйғур мәктәплирини тамамлиған яшлар болди. Әнә шу мәктәпләрдә қурулған әдәбият уюшмилири яш иҗадкарларниң талантиниң өсүшигә һәм уларниң әсәрлириниң һәр қандақ җайларда елан қилинишиға сәвәб болған иди. Буниңдин ташқири, алмута шәһиридә орунлашқан алий оқуш орунлирида мәхсус уйғур бөлүмлириниң ечилиши, шундақла уйғур тилидики нәширләрниң, радийо-телевизийәниң мәвҗут болушиму яш язғучиларниң үнүмлүк иҗад қилишиға кәң мумкинчиликләрни яратти. Алмута шәһириниң йәнә бир алаһидилики шуниңда болдики, бу йәрдә көплигән уйғур язғучилири олтурақлашқан болуп, улар қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң әтрапиға топланған иди. Улар нәшир қилған әсәрләр оқурмәнләрдә зор қизиқиш һасил қилса, йәнә бир тәрәптин, яш язғучиларға чоң үлгә-ибрәт болди. Шуниң нәтиҗисидә яшлар ичидин пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки униң сиртидиму кәң тонулған язғучилар, шаирлар йетилип чиқти. Шуларниң бири гүлнарә авутова һазир алмута шәһиридә яшайду.
Алмута шәһиригә орунлашқан абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң филологийә вә көп тиллиқ билим бериш институтида чоң оқутқучи болуп хизмәт қиливатқан филологийә пәнлириниң намзат доктори, шаирә гүлнарә авутова ханим радийомиз зияритини қобул қилди. У өзиниң шеирийәткә болған қизиқишиниң туғулған юртидики мәктәпниң 7-синипида оқуватқан чағлиридин башланғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “әдәбият дәрисини оқутидиған устазимизниң ‛әдәбият уюшмиси‚ ни уюштуруп, шеир вә һекайиләрни язғуси келидиған оқуғучиларниң бешини қошуши мениң иҗадийәт, шеирийәт дунясиға дәсләп қәдәм ташлишимға чоң сәвәб болди. Биз бир нәччимиз өзимизниң тунҗи балилиқ ой, көз қарашлиримиздин яритилған шеир-һекайилиримизни устазимизға көрсәттуқ. У бизгә шеир тоғрисида, қапийә тоғрисида бир аз чүшәнчә бәрди. Мениң тунҗи шеирим тәбиәт мәнзириси һәққидә болған иди. Йезимизниң қиш, баһар, яз, күз пәсиллиридики гүзәл көрүнүшлирини өзүмчә тәсвирләп, шеир тоқудум. Әтрапимдики тәбиәткә, униң һәр пәсилдики өзгиришлиригә диққәт билән алаһидә зәң қоюп, қарайдиған болдум. Биз уюшма әзалири ‛дәсләпки қәдәм‚ дегән там гезитиниму чиқиришқа башлидуқ. Униңда бизниң иҗадимиз һәммигә көрүнүшкә башлиди.”
Гүлнарә авутованниң ейтишичә, у өзиниң дәсләпки шеирлирини шу вақитларда “или вадиси” дәп атилидиған районлуқ гезиткә, шундақла җумһурийәт даирисидә тарқилидиған “коммунизим туғи”, йәни һазирқи “уйғур авази” гезитлириға әвәткән икән.
У йәнә мундақ деди: “лекин улар бирдинла гезитта бесилғини йоқ. Болупму ‛коммунизим туғи‚ гезитидин шу чағларда әдәбият бөлүмидә ишләватқан пешқәдәм шаир, мәрһум савутҗан ака мәмәтқулофтин маңа хәт кәлди. Униңда ‛мениң шеир маһаритидин хәвиримниң барлиқи, лекин шеирлиримда бәдиийликниң йәтмәйдиғанлиқи‚ йезилған иди. Мән ‛шеирдики бәдиийлик‚ дегән соални әдәбияттин дәрис беридиған муәллимгә қойған идим. У хели узақ чүшәндүрди, лекин мән анчила чүшинәлмидим. Шуниңдин кейин мән шеир топламлирини елип, уларни наһайити диққәт қоюп оқудум. Шаирларниң қандақ язидиғанлиқини өз алдимға өгинишкә башлидим. Пәқәт шуниңдин кейинла маңа хелә нәрсиләр чүшүнүшлүк болған иди.”
Гүлнарә авутованиң “мәңгүлүк баһар”, “өмлүк”, “қиш хушаллиқи”, “биллә яшисун”, “мән вә ерән”, “қариғоҗа” намлиқ тунҗа шеирлири әйни вақитларда мәтбуат сәһипилиридә елан қилинип, көпчиликниң диққитини тартқан иди.
Шаирәниң дейишичә, у һаятта көргән, һес қилған, өзигә алаһидә тәсир қилған, тәврәндүргән, һаяҗанға салған, ойландурған бирәр һадисә яки вәқә болсун, адәмләр, уларниң һаятиға бағлиқ мавзуларда шеир йезип кәлгәникән. Униң әсәрлириниң тема даириси наһайити кәң болуп, шулардин бирәр мавзуни өзи үчүн алаһидә әһмийәтлик дәп һесаблимиған. Әмма кейинки вақитларда у өзидә бирәр муһим мәсилини мәйданға елип чиқидиған мавзуда әсәр яритиш арзусиниң пәйда болғанлиқини оттуриға қойди.
Гүлнарә авутова башқиму язғучилар охшаш бир тәрәптин аилә ғемини қилса, иккинчи тәрәптин әдәбий иҗадийәт билән, үчинчи тәрәптин илмий паалийәт билән, йәнә бир тәрәптин болса, оқутқучилиқ билән шуғуллинип кәлмәктә. Бир адәмниң мунчилик көп нәрсиниң һөддисидин чиқиши еғирму дегән соалға у мундақ дәп җаваб бәрди: “әлвәттә, оңай әмәс. . . Униңға шараит, вақит вә чидамчанлиқ, интизамчан болуш керәккән. Шуңа мән һазир мумкинчиликимниң баричә, шараит вә вақтимниң яр беришичә, иҗад вә тәтқиқат ишлириға арилишишқа тиришип йүримән. Бир әпсуслинидиғиним, бу ишлар билән көпрәк шуғуллинишқа интилсамму, бәзи обйектип, субйектип сәвәбләргә көрә, өзәмни пүтүнләй иҗадқа, тәтқиқат ишлириға беғишлалмайватимән.”
Гүлнарә авутова йәнә өзиниң савутҗан мәмәтқулоф, савут искәндәроф, долқун ясин, хуршидә илахунова, патигүл сабитова, маһмут абдурахманоф, әхмәтҗан һашири вә башқиму көплигән шаир-язғучилар һәм уларниң иҗадийити билән яхши тонуш болғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “мән дәсләп қәләмни қолумға елип, шеирниң немә екәнликини чүшинишкә интилған чағлиримда маңа иҗади билән мәктәп программисида тонуштурулған вә көпчиликкә мәлум болған шаирларниң һәммиси устаз болди, десәм, хаталашмаймән. Уларниң йезиш услуби, дәриҗисидин қәтийнәзәр, мән өзәмгә керикини елип, улардин өгәндим. Мениңчә болса һәр бир иҗадкар шундақ қилишқа тегиш. Әлвәттә, тәпәккүри кәң вә чоңқур шаирлиримизниң иҗадийити һәммә үчүн чоң мәктәп. Шундақларниң бири савутҗан мәмәтқулофтур. У көплигән шаирларниң устази болғидәк салаһийәткә игә әдиб.”
Гүлнарә авутованиң әсәрлири рус тилиға тәрҗимә қилинип, униң иҗадийити һәққидә тәтқиқатлар қазақистанлиқ алимлар тәрипидин нәшир қилинған илмий әмгәкләрдә өз ипадисини тапти.