Рәссам гүлназ турсун: “мән хәлқимниң қәлбидә азадлиққа ишәнч турғузушни истәймән”
2022.04.08

Алдинқи қетимлиқ аңлитишимизда қазақистанда яшап иҗадийәт билән шуғуллиниватқан яш уйғур рәссам гүлназ турсун ханимниң сәнәт қариши вә униң иҗадийитидә 2017-йилидин кейин көрүнгән өзгиришләр һәққидә ишләнгән программини һузуруңларға сунған идуқ. Бүгүн гүлназ турсун ханим билән униң йеқинқи бир қисим әсәрлириниң сизилиш сәвәби вә униң бу арқилиқ ипадилимәкчи болған мәзмунлар һәққидә өткүзгән сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз. Рәссам сөһбәт җәрянида әсәрлиридики рәңләр вә бәзи символлуқ елементлар һәққидә тохталди.
У зияритимиз җәрянида, өз әсәрлири арқилиқ кишиләрниң қәлбидә азадлиққа болған ишәнч турғузушни истәйдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мән балилиримизға бизниң чарәсиз қалғанлиқимизни, пүткүл дуняниң бизгә ярдәм қилмай тәтүр қаривалғанлиқини әмәс, бәлки уйғурларниңму тарихта қудрәтлик империйәләрни қурған улуғ хәлқ икәнликини, уйғурларниң бу қийин күнләрни атлитип, һөр болидиған кәлгүсигә еришәләйдиғанлиқиға ишәнч туйғузушни арзу қилимән.”