Һөрлүк ишқида янған шаир-вилям молотоф
2020.10.30
“әзиз вәтән, һалиң мүшкүл, тениңдә җан қалмиди,
Қан биқсиған түрмиләрдин һеч ким пинһан қалмиди.
Адәм сүпәт явузларниң зулумида хорландиң,
Тәқипләргә учримиған бирәр инсан қалмиди.”
Мана бу уйғурлар вәтининиң нөвәттики ечинишлиқ әһвалидин қәлби өртәнгән қазақистандики уйғур шаири вилям қурванҗан оғли молотоф қәләмгә алған муңлуқ мисралардин бир қәтрә.
Шаир вилям қурванҗан оғли молотоф 1976-йили алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ ават йезисида дуняға кәлгән. У ават оттура мәктипини тамамлап, 1994-1999-йиллар арилиқида қаниш сатпайеф намидики қазақ миллий техник университетиниң технологийә факултетида оқуған. Вилям молотоф алий мәктәпни пүттүргәндин буян мәктәп вә банка қатарлиқ һәр хил хизмәт орунлирида бихәтәрлик техника инженери болуп ишләш билән бир вақитта әдәбий иҗадийәтни изчил давамлаштурған.
1998-Йили униң әсәрлири җәнубий қазақистанниң түркистан шәһиридә өткән дуня түрк яшлири қурултийиниң тәвсийәси билән әзәрбәйҗан вә түркийәдә елан қилинған. Шу йили у дуня түрк яш язғучилар бирлики рәисиниң биринчи орунбасари болуп сайланған.
Вилям молотоф “сирлиқ аләм”, “көк бөрә әвладимән”, “юлтузларда арманлар”, “қәлбим асмини” шеирлар топламлириниң аптори. Униң шеирлири қазақ, әзәрбәйҗан, өзбек, түрк, рус тиллириға тәрҗимә қилинип, қазақистан, әзәрбәйҗан, түркийә, белорусийә, өзбекистан қатарлиқ мәмликәтләрдики һәр хил мәтбуатларда елан қилинған.
2013-Йили вилям молотоф “тинчлиқ дуняси” хәлқара қазақ иҗадий бирләшмисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән җумһурийәтлик мушаирәниң ғалиби аталған. 2014-Йили у қазақистанниң әдәбият вә сәнәт әрбаплириға берилидиған дөләт мукапатиға еришкән. У 2017-йилдин буян уйғур яш шаир-язғучилириниң “варис” әдәбий иҗадий бирләшмисини башқуруп кәлмәктә.
Хош, вәтән
2012-Йили вәтәнгә берип қайтқанда
Алдиратмай турғин мени киракәш,
Униңсизму ичим тит-тит, көңлүм ғәш.
Қенивалай һавасиға вәтәнниң,
Бесилсун сәл йүрәктики от-атәш.
Күтәлмәймән, кәттуқ чапсан бол, -дәйсән,
Вақит дегән һазир қизил пул, -дәйсән.
Баш ағрийду миң бир түрлүк ойларда,
Һә, әлвәттә буниғу сән билмәйсән.
Тапалмастин җенимға җай қоярға,
Көңүл зади унимиди қиярға.
Қериндишим, бәргин маңа бир пурсәт,
Әнди қачан келимән бу диярға?!
Хошлишишқа вақит кәлгән күн бүгүн,
Сүкүт сақлап, җимҗит қатай үн бүгүн.
Көктә қуяш нурлар чечип турсиму,
Қәлб асминим булут япқан түн бүгүн.
Мән кетимән, мәғрур тағлар хәйр-хош,
Дәря-көлләр, йешил бағлар хәйри-хош.
Ата-ана иссиқ меһрин сәзгәндәк,
Қайтиланмас есил чағлар хәйри-хош.
Хош бол вәтән, тоймидимғу саңа мән,
Муңлиримни һапаш қилип маңимән.
Көрүшәрмиз йоруқ атқан таңларда,
Аман болсам, һөр бағриңға янимән!
Қалмиди
Әзиз вәтән, һалиң мүшкүл, тениңдә җан қалмиди,
Қан биқсиған түрмиләрдин һеч ким пинһан қалмиди.
Адәм сүпәт явузларниң зулумида хорландиң,
Тәқипләргә учримиған бирәр инсан қалмиди.
Бегунаһлар көз йешидин көлләр һасил болсиму,
Қанхорларниң йүрикидә қилчә виҗдан қалмиди.
Динсизларниң қоллиридин вәйран мәсчит, мәдрисә,
Тартмиғану дәрт-әзийәт бир мусулман қалмиди.
Қилмиши йоқ, сот-сорақсиз четидинла қамалди,
Зиялий һәм оқуғучи, ишчи-деһқан қалмиди.
Қери һәм яш, һәтта өсмүр азабланди қийнашта,
Вәһшиликни көрмигән һәм аҗиз-җуван қалмиди.
Йәр җәннити-гөзәл земин чоң түрмигә айлинип,
Миллйонлар патмай әмди, бир бош зиндан қалмиди.
Аңлимасқа селивелип бәзи туғқан йүрсиму,
Уйғур дәрдин аңлимиған пүткүл җаһан қалмиди.
Тәғдиримиз келип қалди егиз ярда гирвәккә,
Йә йүксилиш, йә йоқ болуш-башқа имкан қалмиди.
Ойлап, ойлап тиңшап көрсәм йүрикимни, дилимни,
“күрәш қилғин!” дегән сөздин өзгә пәрман қалмиди.
Чидалмасмиз бу күлпәткә, еһ, я өлүм я көрүм,
Бөләк қарар болушиға әнди гуман қалмиди.
Хушландурмас бу һаятниң қизиқлири, пеқирни,
Вәтинимниң һөрликидин башқа арман қалмиди!