Көп қирлиқ әдиб илахун җәлилофниң өмүр баяни
2020.10.16
“бир уйғур күлсә, көңүллүк демә,
Пүткүл хәлқиниң йүрики сунуқ.
Бир уйғур өлсә, артуқ ғәм йемә,
Тириклириниң һәсрити улуғ.”
Мана бу нөвәттә аллмутада истиқамәт қиливатқан уйғур әдиб илахун җәлилоф уйғурларниң трагедийәлик рияллиқидин һәсрәтлинип, қәләмгә алған сансиз мисраларниң бир қисмидур.
Илахун җәлилоф 1942-йили қазақистанниң алмута вилайити уйғур наһийәсиниң кәтмән йезисида деһқан аилисидә дуняға кәлгән. У икки яш вақитлирида униң дадиси җелил әпәнди сталинград уруш сепидә қурбан болғанлиқи үчүн пүтүнләй аниси мәнишханниң тәрбийәсидә чоң болған. Илахун 1959-йили мәктәпни тамамлап, колхозда икки йил ишлигәндин кейин, алмутаға җайлашқан абай намидики педагогика институти филологийә факултетиниң қазақ бөлүмигә оқушқа киргән.
Илахун җәлилоф бир мәзгил оқутқучилиқ қилғандин кейин, 1980-йили өзбекистан радийо комитети хәлқара бөлүминиң қазақистанда турушлуқ мухбири, 1982-, 1985-йиллири “җазуши” нәшрияти уйғур тәһрир бөлүминиң баш муһәррир қатарлиқ вәзипиләрдә болған.
У йәнә 1985-, 2000-йиллири “уйғур авази” гезитидә 2000-, 2006-йиллар арилиқида җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири тәрипидин нәшр қилинидиған “сәнәт” гезитиниң баш муһәррири болуп ишләп, дәм елишқа чиққан.
Илахун җәлилофниң шаир болуп йетилишидә пешқәдәм педагоглар, алимлар, язғучилардин һаким мәшүроф, бүвихан әлахунова, илия бәхтия вә башқилар муһим рол ойниған.
Әдибниң дәсләпки әсәрлири мәктәптә оқуватқан чағлирида мәтбуатта елан қилинишқа башлиған. Кейин униң “йәргә тәзим”, “интилиш”, “салам хәлқим”, “вәсийәт”, “мирас” намлиқ китаблири нәшр қилинған.
Әдиб по’езийә биләнла чәклинип қалмай, проза иҗадийити биләнму шуғулланған вә тонулған композитор қуддус ғоҗамярофниң һаяти вә иҗадийитигә беғишланған “йеңичә яңриған аһаңлар”, уйғур хәлқиниң қәһриман қизи ипарханға беғишланған “ипархан” қатарлиқ тарихий повестларни қәләмгә алған. У һазир алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисидә яшимақта.
Надамәт
Илахун җәлилоф
Бир уйғур күлсә, көңүллүк демә,
Пүткүл хәлқиниң йүрики сунуқ.
Бир уйғур өлсә, артуқ ғәм йемә,
Тириклириниң һәсрити улуғ.
Үгдәп қалғандәк җәңгивар туйғу,
Өзини өзи унтуди бәлким.
Пүткүл вуҗудин игиләп қайғу,
Чирайи солғун, беқиши ғәмкин.
Ичимни татлап күндә туғулар,
Җанни қейниған җавабсиз соал.
Дуняда орнуң нәдә, уйғурлар?-
Миң йил аввалқи бичарә шу һал.
Һәрикәт, идрак, пәйлигә беқип,
Талай өзгәрди адәмләр, заман.
Турмушниң гүнсиз чириқин йеқип,
Өзгәрмәй келәр уйғурум һаман.
Һөрлүк күрәштә қучмиғач зәпәр,
Хатирҗәм, тинчлиқ қилмиған несип.
Һәр күни келәр тәшвишлик хәвәр,
Вуҗудни дағлап, йүрәкни қисип.
Әл бешин қошқан оғузхан хақан,
Пәрман чиқарған уйғур аташқа.
Хәлқиниң даңқин аләмгә яйған,
Тарихин йезип мәңгүлүк ташқа.
Әҗдадлар бәргән мираслар улуғ,
Шуни махтинип керимиз көкрәк.
Барлиқ иҗтиһат-аллаһқа қуллуқ,
Оқәт, әмгәктин той, мәшрәп көпрәк.
Моюнчур, мәһмут, йүсүп хас һаҗиб,
Нава’ий даңлиқ җаһан әһлигә.
Һә, биз, атилар йолидин даҗип,
Ихтияр бәрдуқ гаслиқ мәйлигә.
Илим өгинип, игиләп һүнәр,
Башқилар қурди билим тәхтини.
Мурат-мәқсәткә кәбә йәткүзәр,
Уйғурлар көзләп маңар мәккини.
Аллаһ җекиләп ейтқан бәндигә:
“яритиш мәндин, ярилиш сәндин.”
Бизләр һәммини артип тәқдиргә,
Саадәт, әрк издидуқ диндин.
Тәпәккур көзин, гараңлиқ торап,
Көрмәс бурундин нери-йеқини.
Туйғу, сәзгүни биғәмлик орап,
Айралмас рәңниң қара-еқини.
Һәммини өз дәп, ақкөңүл санап,
Ечип ташлайсән ички сириңни.
Дүшмән қойнида йүрәр таш сақлап,
Атиду көзләп аҗиз йериңни.
Өгәй аталдиң боғулуп үнүң,
Өзүң беғида әркин сайралмай.
Қара түнәккә айланди күнүң,
Достни, дүшмәнни техи айралмай.
Тенидиң ана маканға патмай,
Билмәй ким салған қуллуқ сәвдаға.
Азаб, күлпәткә қарши оқ атмай,
Дәрдкә издәйсән ғайиптин дава.
Ишәнч артқан “дост” ниң пәйлидин,
Талай алдинип чүштүң бу койға.
Әгәшкән ширму қойниң кәйнидин,
Кимликин унтуп, айлинар қойға.
Вәтәнсиз әлни мәнситмәс дуня,
Көзгә илмайду әрзимәс қәдриң.
Қанлиқ яш төкүп, қахшиғин, зарла,
Һеч ким қәлбини тәврәтмәс дәрдиң.
Өз дияриңда кәлгинди йәкләр,
Дәпсәндә қилип номус, ғурурни.
Уйғур нәслидин таралған әлләр,
Әмди мәнситмәй, хорлар уйғурни.
Гөдәктәк йеңи кәлгән һаятқа,
Тәмтирәп очуқ йәрдә адаштуқ.
Бүйүк тағларни тартқузуп ятқа,
Өз-ара пакар дөңни талаштуқ.
Яла чаплинип изгү ишиңға,
Сәндин башлинар қара тизимлар.
Чүшкән күлпәтләр аздәк бешиңға,
Наһәқ теңилди хунүк “измлар”.
Зораван тәхткә олтурған заман,
Адаләт, һәқлиқ, һәқиқәт зә’иб.
Шуңа қаяшсиз, игисиз қалған,
Тәнһа уйғурға теңилар әйиб.