Шаир илахун җәлилоф: “уруш ғалибийәт билән аяғлашқини билән қорсақму тоймиған иди”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.10.16
ilaxun-jelilof-2.jpg Көп қирлиқ әдиб, шаир илахун җәлилоф әпәнди. 2018-Йиллири.
RFA/Oyghan

20-Әсирдә йүз бәргән иккинчи дуня урушидин, шу җүмлидин совет-герман урушидин кейин сабиқ совет иттипақида яшиған хәлқләр билән бир қатарда уйғурларму қаттиқ зәрдаб чәккән иди. 1941-Йили башланған совет-герман уруши мәйданиға қазақистанниң уйғурлар көп олтурақлашқан районлиридинму миңлиған қиз-йигитләр атланған болуп, уларниң көпчилики уруш мәйданлиридин қайтип кәлмигән иди. Һазир қазақистанда яшаватқан шу уруш гуваһчилириниң ичидә хәлққә тонулған шаир вә язғучиларму бар болуп, улар йешиниң чоңлуқиға қаримай, уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға өзлириниң бир кишилик төһписини қошуп кәлмәктә. Әнә шуларниң бири һазир алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисидә яшаватқан илахун җәлилофтур.

Совет-герман урушиниң дәсләпки йиллири һазирқи алмута вилайити уйғур наһийәсиниң кәтмән йезисида дуняға кәлгән илахун җәлилоф әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң балилиқ чағлирида көргәнлирини мундақ дәп һекайә қилди: “мән алтә айлиқ вақтимда дадам өз ихтияри билдән уруш мәйданиға кәткән икән. Дадам тракторчи болғанлиқи үчүн уларға қелишқа рухсәт берәттикән. Дадам: ‛мән аяллар арисида җүримәнму?‚ дәп, урушқа кәткән икән. 1943-Йили сталинградни қоғдаш урушида оқ тегип қаза қипту. Бизни, йәни үч балини апам мәнишхан колхозда ишләп йүрүп, қатарға қатти. Йешимизға йәткән вақитта оқушқа кирдуқ. Уруш ғалибийәт билән аяғлашқини билән турмуш түзүлүп кәтмигән, қорсақму тоймиған иди. Шундиму биз тиришип оқудуқ.”

Униң ейтишичә, уларни оқутқан муәллимләр интайин вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр болғаникән. Улар өзлириниң турмуш-тирикчиликини чәткә қайрип қоюп, балиларниң оқушиға толиму диққәт бөлгән икән вә оқуштин ташқири қошумчә дәрсләрни, сияһәтләрни өткүзүп, қизиқарлиқ һекайиләрни сөзләп берәттикән һәмдә даим уларниң роһлирини көтүрүп тураттикән.

Шаир илахун җәлилоф өзиниң дәсләпки яратқан әсири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “дәсләпки шеиримни5-синипта оқуватқинимда яздим, ‛атам тоғрилиқ ой‚ дәп 8-йиллиқта оқуватқанда илия бәхтия әдәбияттин дәрс беридиған болди. Мусабиқидә ‛атам тоғрилиқ ой‚ шеиримни оқуп бериведим, биринчи орунни аптимән. Шуниңға илия бәхтияниң маңа маяковскийниң китабини соға қилғини есимда. Шуниңдин кейин шеирийәткә қизиқип кәттим.”

Илахун җәлилоф шу вақитдарда қаҗим җумалийеф, малик ғабдуллин, серик қирабайеф, ниғмәт абдуллин қатарлиқ алимларниң, язғучиларниң вә башқиларниң өз иҗадийитигә қаттиқ тәсир йәткүзгәнликини тәкитлиди. У үчинчи оқуш йилида һәрбий хизмәткә чақиртилип, һәрбий деңиз қошунида төт йил давамида хизмәт қиливатқан чағлирида шеир йезишқа болған иштияқиниң техиму күчәйгәнликини, шуниң ақиветидә кейин “деңиз садалири” вә “деңиз чиллайду” намлиқ икки шеирлар топлимини нәшир қилғанлиқини оттуриға қойди.

Әдибниң ейтип беришичә, униң бу иҗадийитини дәсләпкиләрдин болуп көрнәклик язғучи вә шаир һезимәт абдуллин юқири баһалап, у яш шаирниң уйғур әдәбиятиға деңиз мавзусини елип киргәнликини алаһидә тәкитлигән икән.

Илахун җәлилоф өз иҗадийитиниң тема җәһәттин хилму-хил болғанлиқини, һәр бир шеириниң өзигә хас алаһидилики барлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “мениң асасий мавзуюм ана-вәтән тәқдири. Бу тоғрилиқ нурғун җәрянларни яздим. Тәбиәт темиси шундақла түркүмләр. Түркүм дегән бу бир мавзуға беғишланған шеирлар.”

Мәлум болушичә, қазақистанлиқ язғучилар өз иҗадийитидә әдәбиятиниң һәр хил саһәлиригә мураҗиәт қилсиму, уларниң арисида пәқәт поизийәни, я болмиса прозини, я болмиса драматургийәни талливалған иҗадкарлар баркән. Илахун җәлилоф болса һәм пойезийә һәм проза саһәсидә иҗад қиливатқан икән.

“әдәбиятниң йетәкчиси у проза. Һәр қандақ иҗадкар алди билән шеирдин башлайду. Кейин прозиға өтиду. Прозиға өткүнүм, 1987-йили атақлиқ композитор қуддус ғоҗамярофқа ‛совет иттипақи хәлқ артиси‚ атиқини берипту дәп аңлидуқ. Шуниң билән у тоғрилиқ повест яздим. Андин ипархан тоғрилиқ роман яздим.”

Илахун җәлилоф кейинки йилларда, йәни өткән әсирниң 80-йиллири совет иттипақида өткән аталмиш “турғун йиллири” ға беғишланған “чекиниш” романини, андин 1918-йили йәттису тәвәсидә совет қизил әскәрлириниң уйғурларға қарши йүргүзгән җазалаш йүрүшлиригә беғишланған “уйғур қирғини” романини нәшир қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.