Җәмшит розахуноф вә униң һаяти һәққидә

Мухбиримиз җүмә
2021.04.16
Җәмшит розахуноф вә униң һаяти һәққидә Қазақистанда туғулуп, рус маарипида тәрбийә елип, уйғур миллий маарипи вә тил-әдәбиятиниң тәрәққиятиға өчмәс төһпиләрни қошуп келиватқан, нөвәттә оқутқучилиқ билән шуғуллиниватқан шаир җәмшит розахуноф. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
RFA/Oyghan

Қазақистанда туғулуп, рус маарипида тәрбийә елип турупму уйғур кимликини йоқатмай, бәлки уйғур миллий маарипи вә тил-әдәбиятиниң тәрәққиятиға өчмәс төһпиләрни қошуп келиватқан қәдрданларму аз әмәс. Шуларниң бир нөвәттә оқутқучилиқ билән шуғулливатқан шаир җәмшит розахунофтур.

Җәмшит розахуноф 1950-йили 1-январда алмута вилайитиниң челәк тәвәсигә қарашлиқ байсейит йезисида туғулған. У һөкүмәт ишлирини атқуруш билән бир қатарда өз юртиниң мәдәнийәт, маарип, турмуш-тирикчилик ишлирини яхшилаш саһәлиридиму тинмай әмгәк қилған. У 2000-йилдин башлап туғулған йезисидики исмайил таһироф намидики уйғур оттура мәктипидә тарих пени бойичә оқутқучилиқ қилған вә әдәбий иҗадийәт биләнму шуғулланған. Җәмшит розахуноф йәнә көплигән мушаириләргә қатнишип, нәтиҗиләргә ‍еришкән.

Җәмшит розахуноф 1985-йили қазақистан язғучилар иттипақиға әза болған. Униң әсәрлири “аққулар қайтқанда”, “ой тамчилири”, “кәңликни кинәймән”, “үмид билән яшаймән” қатарлиқ сәккиз топламиға, шундақла 20 гә йеқин омумий топламларға вә уйғур мәктәплиригә беғишланған дәрсликлиригә киргүзүлгән.

Әдибниң әсәрлири қазақ, рус, өзбек, украйин тиллириға тәрҗимә қилинған. Униң көплигән шеирлириға музика ишләнгән. Шу җүмлидин совет иттипақиниң хәлқ артиси, мәшһур композитор қуддус ғоҗамярофниң “тәклимакан” намлиқ 4-симфонийәси җәмшит розахунофниң текистигә йезилған. Шундақла екрам мәсимоф, исмаһилҗан исайеф, зәйнуллам сетәкоф қатарлиқ композиторларниң нахшилириму бар.

Роһий мәдәт

Өлмәйдикән уйғурум,

Өлмәйду, яқ!

Май-пиликниң барида өчмәс чирақ.

Аққан дәря соғулмас,

Сай бешида,

Җошқун уруп турғанда миң бир булақ!

Уйғурумниң наму изи өчмәйду, яқ!

Шадмән аңа көзүмниң йәткинигә,

Гуман-ғәшниң көңлүмдин кәткинигә.

Қин-қинимға патмастин хурсән болдум,

Дава тапқан җан охшаш дәрт-ғемигә!

Йүрәттим раст, нәпсим қисилғандәк,

Әмди тәшвиш, әндишәм бесилғандәк.

Роһим өсүп,

Сәздим кәң җаһанниң,

Маңа туюқ йоллири ечилғандәк!

Яшлар баркән.

Биләр әл қиммитини,

Тарихини, әҗрини, һиммитини.

Тонутқидәк аләмгә әҗдатларниң,

Аманәтлик нахша-саз, сәнитини!

Яшлар баркән,

От йүрәк, истедатлиқ,

Тил, вәтини, йеригә һәм етиқадлиқ!

Чиқидиған дуняниң сәһнисигә,

Иқтидари, арзуси қош қанатлиқ!

Яшлар баркән,

Виҗдани қайнайдиған,

Тәқдирини хәлқиниң ойлайдиған.

Йөләп қери-йешини, йол көрситип,

Һәргиз алған бетидин қайтмайдиған!

Яшлар баркән,

Интилгән йүксәкләргә,

Яққан дәвәт отини йүрәкләргә.

Қайил қилип әқил-ой, парасити,

Йетидиған әң алий тиләкләргә,

Ақ йол тиләп қояй шу зерәкләргә!

Яшлар баркән,

Сөйинип, зоқланғудәк,

Мәғрурлинип ишиға, роһланғудәк,

Башқилардәк өзүңни зор сезинип,

Чоққиларға йүрәклик оқланғидәк!

Шадмән хәлқим! камсинмай өткиниңгә,

Шу пәләңгә тиришип йәткиниңгә.

Әмди аҗиз, бечарә әл әмәссән,

Күнүң қарап қалған бир кәтминиңгә,

Яшайдиған боғулуп дәрт-ғемиңгә! ?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.