Шаир җәмшит розахуноф: “яхши йезилған бир мисраму иҗадийитимгә түрткә болиду”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.04.16
Шаир җәмшит розахуноф: “яхши йезилған бир мисраму иҗадийитимгә түрткә болиду” Шаир җәмшит розахуноф(оттурида) кәсипдашлири билән. 2021-Йил, алмута.
RFA/Oyghan

Өткән әсирниң 70-80-йиллири қазақистандики уйғур әдәбияти өз тәрәққиятиниң әң гүлләнгән дәвригә еришкән иди. Бу йиллири зия сәмәди, һезимәт абдуллин, илия бәхтия, җамалидин босақоф, долқун ясин, мәсүмҗан зулпиқароф, қурван тохтәмоф, турған тохтәмоф қатарлиқ шаир вә язғучилар қазақистандики уйғур әдәбиятиниң ярқин вәкиллиридин болуп тонулғанди. Шулар қатарида һазир алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ байсейит йезисида яшаватқан шаир җәмшит розахуноф бүгүнки күндә әнә шу қазақистан уйғур әдәбиятиниң вәкиллиридин бири болуп һесаблиниду. Җәмшит розахуноф өз юртида һәм оттура асия вә дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан уйғурларға тонулған шаирдур.

Җәмшит розахуноф өткән әсирниң 70-90-йиллири өз юртиниң игилик саһәсидә хизмәт қилип, асасий вақтини шуниңға сәрп қилсиму, әмма қәлимини һәргиз ташлимиған әдибләрниң биридур. У бүгүнгә қәдәр қазақистан уйғур җамаәтчилики ичидә чоң абруйға игә, талантлиқ шаирларниң бири болуп һесаблиниду. Әдибниң өмүр баяни вә иҗадийити уйғур тиллиқ мәктәпләрдә вә синипларда мәхсус оқутулиду.

Биз җәмшит ака розахунофни зиярәт қилип, униң өмүр баяни вә иҗадийити һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Җәмшит розахуноф радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң иҗадийәт йолиниң қандақ башланғанлиқи һәмдә иҗадийитидики асасий мавзулар һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мениң иҗадийәткә қәдәм бесишим 1964-йили мәктәпниң 8-синипида оқуватқан вақтимда башланди. Әсәрлиримниң асасий мавзуси дәсләптә тәбиәт тоғрилиқ башланди. Андин һаят, вақит, балиларниң һаяти тоғрилиқ болди. 70-Йиллардин тартип адәмләрниң тәқдири, миҗәз-хулқи, адәмләрниң мунасивәтлири һәққидә әсәрлирим кәң миқияста башланди. 90-Йилларниң бу йеқида өзгәртип қуруш, қазақистанниң мустәқиллиқи иҗадийитимдә муһим тема болди.”

Җәмшит розахуноф өзиниң дөләт хизмитидики паалийити билән иҗадий паалийитини тәң елип барғанлиқини билдүрди.

У әдәбиятниң көплигән жанерлирида иҗад қилип келиватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “мән уйғур әдәбиятидики классик шәкилләрниң туюқ, мусәддәстин башқа түрлириниң һәммисидә өз қәлимимни синап көрдүм. Кейинки вақитларда сонетларни, рубаийларни көпрәк йезиватимән. Бүгүнки күндә сонетларниң гүлчәмбириниң 15 ни яздим. Рубаийлиримниң сани 3500 куплетқа йәтти, 13000 мисрадин ешип кәтти. Мушуларни келәчәктә йиғип, йеңи китабларни чиқиришқа һәрикәт қиливатимән.”

Җәмшит розахуноф өз иҗадийитидә башқиму шаирларниң алаһидә орун тутудиғанлиқини мундақ дәп чүшәндүрди: “мениң бир адитим, мәйли дәсләпки қетим шеир йезиватқан адәм болсун, мәйли пешқәдәм болсун, мән шуларниң язған шеирлирини наһайити тәвринип оқуймән. яхши йезилған бир мисра, яхши йезилған шеир вә китабниң өзи мениң иҗадийитимниң өсүшигә түрткә болиду десәм болиду. Өзүмгә устаз тутқан адәмләрму болди. Мәсилән, аблиз һезим, абдуғопур қутлуқоф, долқун ясин, савутҗан мәмтқулоф, реһимҗан розийеф. Башқа милләт язғучилиридин, мәсилән, қериндаш қазақ шаирлиридин қадир мирзаәлини, туманбай молдағалийефни, мухтәр шаханофни, өзбек шаирлиридин абдулла арипоф билән әркин ваһидофни наһайити сөйүп оқуймән.”

Шаир җәмшит розахуноф уйғур елидики әдибләрдин тейипҗан илийеф, османҗан савут, чимәнгүл авут қатарлиқ шаирларниң иҗадийитини өзигә үлгә тутидиғанлиқини һәм уларни қәдирләйдиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.