Пидакар шаир - нимшеһит һәққидә

Мухбиримиз җүмә
2019.08.17
NIMSHEHIT.jpg Пидакар шаир, җамаәт әрбаби армийә ели сайрами - нимшеһит.
Photo: RFA

Бүгүнки сәһипимиздә алди билән өзиниң узун йиллиқ әдәбий иҗадийити арқилиқ уйғур һазирқи заман әдәбиятиға зор төһпиләрни қошқа пешвалардин бири шаир, җамаәт әрбаби армийә ели сайрами, йәни нимшеһитни әсләп өтимиз.

“белим ишқида” намлиқ нахша уйғурлар арисиға худди хәлқ нахшисидәкла омумлишип болған, уйғурлар сөйүп аңлайдиған вә оқуйдиған нахшиларниң бири, дәйду нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан уйғур зиялийси абдушүкүр муһәммәт. 

Мәлуматларға қариғанда, “билим ишқида” намлиқ бу мәшһур шеирни шаир 1936-февралда қәләмгә алған болуп, 1980-йиллиридин кейин нахша қилип ишләнгән. 

Абдушүкүр муһәммәтниң қаришичә, мәзкур шеир әйни заманда билимгә чаңқиған уйғурлар дунясида тез омумлашқан.


Ундақта, нимшеһит ким?

Мәрһум шаир нимшеһит 1904-йили ақсу бай наһийисиниң сайрам йезисида дуняға кәлгән. яшлиқида кучада мәдрисидә оқуп, 1930-йиллири әйни замандики елим мәркәзлиридин болған қәшқәргә келип, “ханлиқ мәдәрс” тә йәниму илгириләп елим тәһсил қилған. 

1933-Йили қәшқәрдә миллий инқилабқа иштирак қилип, яриланған вә шундин кейин, “нимшеһит”, йәни “йерим җан” дегән сөзни өзгә тәхәллус қилип таллиған.

1945-Йили өктәбирдә ақсуға йүрүш қилған шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийисигә қошулуп ғулҗаға кәткән.

Һалбуки, у аталмиш “мәдәнийәт инқилаби” пүткүл уйғур диярини қаплиған қара күнләрдә мислисиз хорлуқ вә азаб-оқубәткә муптила болған. Қаттиқ хорлуқ түпәйли 1971-йили 24-авғуст бу аләм билән мәңгүлүк видалашқан. 

Нимшеһит өзиниң иҗадий һаятида “билим ишқида”, “қизим йиғлимаң”, “унтума”, “алдида”, “миң өй вә пәрһат-ширин” қатарлиқ шеир, дастанларни йезип қалдурған.

Абдушүкүр муһәммәтниң қаришичә, “алдида” намлиқ дастан уйғур дияри вәзийити интайин мурәккәпләшкән бир мәзгилдә йезилған болуп, униңда илгири сүрүлгән “җанан” вәтәнгә тимсал қилинған икән.

Төвәндә шаир таһир һамутниң декламатсийә қилишида мәрһум шаир нимшеһитниң “алдида” намлиқ мәшһур шеиридин арийә аңлаймиз.


Алдида

Нимшеһит армийә ели сайрами 


Вәсилдин өзгә керәкмәс маңа җанан алдида, 

Арзуюм сән ерурсән тән билән җан алдида. 

Бир гүли рәна ерурсән бағу-бостан алдида, 

Та зиярәт қилмисам мән сени имкан алдида, 

Йүзлирим шәрмәндә болсун таңла субһан алдида. 

Дуняға тәң әйлимәсмән тағлириңниң ташини, 

Сени дәп ташқа қошармән дүшминиңниң башини, 

Сән үчүн дәря еқитсам шум рәқибләр яшини 

Мумкин олғайму көрүшкә айға охшаш қашини ?! 

Қара бәхтим ақ боларди шунда рәһман алдида. 

Сән идиң дуняда бир һөсни гүзәл назук бәдән, 

Иккимиздә бағлиниш гояки әрди җану-тән, 

Аһ! . . . Гүзәл яр ойниған қәшқәр, куча, йәкән, хотән, 

Немиләр болди икин иплас аяғда пак вәтән ?! 

Сән үчүн көзгә көрүнмәс қанчә қурбан алдида.

Вадәриха, қайси күндүз, шум рәқиб басти аяқ, 

Сән кәби һөр назининләр үстигә салди таяқ, 

Мән қучақиңда туруп тарттим әҗәб дәрди пирақ, 

Немәтиң ләззәтлиридин айрилип қалдим йирақ, 

Бир тиләмчидәк қисилдим күздә хаман алдида.

Йиғладим шундин буян түн-кечиләр бидар болуп, 

Рәһимсиз өгәйгә қалған қиз йетимдәк хар болуп, 

Һәвзикәвсәрни кечибан тамчә суға зар болуп, 

Тарлишип кәткән җаһанға сиғмайин бимар болуп, 

Бойни бағланған мүшүктәк саңда чашқан алдида.

Мәйли мән барғунчә йиртқучлуқ билән хәлқимни ат, 

Мәйли мәһбум бешида қанлиқ қиличиң парқирақ, 

Мәйли вәһшийлик билән адәмчилик аңни йоқат, 

Интиқам алғум сениңдин та җеним тәндә һаят, 

Һечқачан адәм йеңилмәс вәһший һайван алдида.


Күришим һеч тохтимас та қәтрә қаним қалғучә, 

Тәсириңни йоқ қилурмән қәлбим арам тапқучә, 

Әзраил “пүтти ишиң” дәп таки җаним алғичә, 

Тән совуп йүрәк, томур, қан, һәрикәт тохталғичә, 

Шунда әвладим турар дәваға султан алдида.

Мән барурмән әй нигарим сән үмидни үзмигин, 

Дүшминиңни ур! пәқәт әркинғина йүргүзмигин, 

Алдинип дүшмән билән сән әйши-ишрәт түзмигин, 

Шүм рәқибгә бағлиримниң мевисин үзгүзмигин, 

Пат йеқинда тепишармиз гүл-гүлистан алдида. 

Әр әмәсмән таки дүшмәнниң қенин аққузмисам, 

Хаинларниң әйибини көксигә таққузмисам, 

От зәһәрлик нәштәрилә өзини чаққузмисам, 

“әлләй етип” йәр бөшүктә һәммисин ятқузмисам, 

Шунда “мәрд” намини алғум шаһимәрдан алдида. 


1946-Йил авғуст, ғулҗа

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.