Шаир нурәхмәт әхмәтоф: вәтән билән милләт йүрикимдики әң асасий мавзу

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.09.27
Шаир нурәхмәт әхмәтоф: вәтән билән милләт йүрикимдики әң асасий мавзу Шаир нурәхмәт әхмәтоф
RFA/Oyghan

Өткән әсирниң 20-йиллиридин башлап уйғур елидин кейин қалса, уйғурлар әң көп олтурақлашқан қазақистанда уйғур мәдәнийити, маарипи, мәтбуати, сәнити раваҗлинишқа башлап, көплигән зиялийлар йетилип чиққан иди. Шу җүмлидин уйғур әдәбиятиму өзигә хас миллий хусусийәтлирини сақлиған һалда тәрәққий етип, болупму 80-йиллири көплигән утуқларға еришкәниди. Бәзи уйғур тәтқиқатчилириниң пикригә қариғанда, бу вақит қазақистан уйғур әдәбияти үчүн әң гүлләнгән алтун дәвр болуп һесаблинидикән.

Игилишимизчә, қазақистандики уйғур әдәбияти тәрәққиятиниң иккинчи басқучи иккинчи дуня урушидин кейин, йәни 50-60-йиллардин тартип башлинидикән. Бу мәзгилдә хитай һакимийитиниң уйғур елидә елип барған тәқибләш сиясити сәвәбидин көплигән язғучилар қазақистанға келип олтурақлашқаниди. Уларниң мутләқ көп қисми шу вақиттики қазақистанниң пайтәхти болған алмута шәһири вә униң әтрапидики йезиларда мәркәзләшкән иди. Уларниң ичидә зия сәмәди, һезмәт абдуллин, қурбан тохтәмоф, долқун ясин, илия бәхтия охшаш атақлиқ шаир вә язғучилар болған. Аз қисми болса, панфилоф, уйғур, челәк, әмгәкчиқазақ наһийәлиридә яшиғаникән.

Әнә шуларниң бири тонулған шаир нурәхмәт әхмәтоф һазир алмута вилайитиниң панфилоф наһийәсигә орунлашқан яркәнт шәһиридә яшайду. 1951-Йили уйғур елидә туғулған нурәхмәт әхмәтоф өз паалийитини маарип саһәсидә башлиған болсиму, әмма кейинки йилларда журналистика вә әдәбий иҗадийәт саһәлиридә алаһидә көзгә чүшүшкә башлиған. Асасий җәһәттин әдәбиятниң пойезийә саһәсидә иҗад қилған әдиб иҗадийити бәзи әдәбиятшунас алимларниң тәтқиқатлиридинму орун алған. Униң “яхшилиқ истәймән”, “дәрдиң билән яшаймән” намлиқ топламлири қазақистанлиқ оқурмәнләргә яхши тонуш. Әмди униң “рәңму-рәң аләм” намлиқ топлими болса, яш өсмүрләргә беғишланған.

Биз йеқинда яркәнт шәһиридә яшаватқан шаир вә журналист нурәхмәт әхмәтоф билән көрүшүп, униң билән сөһбәтләшкәнидуқ.

Нурәхмәт әхмәтоф өз иҗадийитидә болупму пойезийә саһәсиниң йетәкчи орунни игилигәнликини мундақ чүшәндүрди: “ташкәнтниңму маңа тәсири болуши керәк. Мениң чүшинишим бойичә, ташкәнт сәнәт вә шеир шәһири иди. Биз оқуғанда өзбек курсдашлар коча-кочида өз-өзидин стихийәлик түрдә мушаириләрни өткүзәтти. Униң үстигә уйғур балисиниң шеир йезиши буму тәбиий әһвал. Чүнки һәр қандақ уйғур сәнәт қучиқида өсти, шеир тиңшап өсти. Дәсләпки шеирим бу йили 100 йил толуватқан “яркәнт тәвәси” гезитиниң сәһипилиридә бесилған.”

Қазақистан уйғур әдәбиятида мәйли пойезийә, мәйли проза болсун, уйғурларниң тарихий вәтини тәқдириниң, хәлқниң паҗиәлик әһвалиниң асасий мавзуларниң бири сүпитидә келиватқанлиқи мәлум. Шу җүмлидин нурәхмәт әхмәтофниң иҗадийитидиму бу мавзу мәркизий орунни игиләйду. Әдәбиятшунас алим рабик исмайилоф нурәхмәт әхмәтофниң “дәрдиң билән яшаймән” намлиқ топлими һәққидә мундақ дегән иди: “биз китабтики “ғулҗа алмиси”, “әсир босуғисидики ой”, “лутпулланиң хаиниға”, “игисиз өй”, “ана юртқа кәлгәндә”, “һаят ишқи”, “қалғин бир пай оқуп болуп” вә шулар кәби шеирларни оқуғинимизда, шаирниң һәқиқәтәнму өз хәлқиниң дәрди билән яшаватқанлиқиға көз йәткүзимиз. . .”.

Нурәхмәт әхмәтоф мундақ деди: “қолиға қәләм тутқан һәр қандақ уйғур үчүн вәтән тәқдири, милләт тәқдири асасий мавзу болуши керәк. Мәнму тәбиий рәвиштә шуниңдин нери өтәлмәймән. Вәтән вә милләт мениң йүрикимдә әң асасий мавзу болуп һесаблиниду. Әпсуски, униңға лайиқ түрдә иҗад қиливатқиним йоқ. Мәқситим әнә шу вәтәнниң дәрдини өз әйни билән, өз дәриҗиси билән йәткүзсәм, арминим йоқ иди.”

Нурәхмәт әхмәтоф йәнә қазақистандики я болмиса уйғур елидики әдәбият болсун, даим өзигә үлгә тутидиған, алаһидә қәдирләйдиған әдибләрниңму бар икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “мән яшлиқ чеғимдин тартипла хелил ака һәмрайеф билән йеқин арилишип өттүм. Савутҗан мәмәтқулоф билән ака-укидәк өткән. Уларниң шеирлири, ой-пикри маңа һәр қачан тәсир қилған вә қәлбимдә қалған. Униңдин башқа һазир иҗад қиливатқанлардин җәмшит розахуноф, мәмтимин обулқасимоф – бизниң әдәбиятимизниң йоруқ юлтузлири. Тарихий вәтинимизни арилап көргидәк болмидуқ. Һәр һалда кейинки қалаймиқанларғичә нурғун шаирларни көрүп, аңлап йүргән. Османҗан савут, муһәммәтҗан рашидин, чимәнгүл авутлар адәмгә аҗайип тәсир қилидиған улуғ әдәбиятимизниң һәқиқий варислири.”

Шаир бүгүнки күндә язғучиларниң өзлириниң вәтәнпәрвәрлики, милләтпәрвәрлики биләнла иҗад қиливатқанлиқини көрситип, мундақ деди: “сәвәби бизгә һеч қандақ ғәмхорлуқ йоқ. Йезилған нәрсини чиқириш үчүн аптор йүгүрүш керәк. Тарқитиш үчүнму җапа-мушәққәтләрни тартиш керәк. Һазир қазақистандики уйғур әдәбияти һәммә җәһәттин шәкиллинип, өз тәрәққиятиниң раван йолини баштин кәчүрмәктә. Арида әдәбиятимизда чүшкүнлүк һөкүм сүрди. Кейинки вақитта “варис” дегән әдәбий бирләшминиң вуҗудқа келиши бу интайин чоң утуқ болди. У йәрдики яшлар адәмниң һәвисини қозғап, иҗад қиливатиду.”

Уйғур тилидики мәтбуат вә иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, һазир қазақистандики уйғур язғучилириниң сани барғансери азаймақтикән. Қазақистанлиқ уйғурлар миллий әдәбиятни, мәтбуатни, мәдәнийәтни сақлап қелиш үчүн биринчи нөвәттә ана тилини, миллий маарипни сақлап қелишниң зөрүрлүкини чүшәнгән һалда, мушу йөнилиштә һәрикәт қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.