Шеирийәт асминидин вақитсиз сарқиған нурлуқ юлтуз - ғоҗимуһәммәд муһәммәдни әсләп

Мухбиримиз җумә
2020.06.19
Ghojimuhemmed-Muhemmed-1.jpg Мәрһум шаир ғоҗимуһәммәд муһәммәд әпәнди.
Photo: RFA

Сәргәрданмән намим таралған,

Маканим йоқ йәрдә, әрштә.

Ухлап қалимән бир тал япрақта,

Чүш көримән юлтуз көзидә.

Бу лирик мисралар чәтәлләрдики уйғурларға анчә көп тонушлуқ болмиған, әмма бүгүнки заман уйғур шеирийәт дунясини ақар юлтуз кәби йорутуп кәткән мәрһум шаир ғоҗимуһәммәд муһәммәдниң қәләмгә алған сансиз муңлуқ сәтирлириниң бири.

Ғоҗимуһәммәд муһәммәд һәққидики мәлуматларға қариғанда, у 1971-йили гума наһийәсидә дуняға кәлгән вә1990-йиллири “йеңи қаштеши” журнилиға бесилған “мениң җәннитим” намлиқ шеири билән иҗадийәт сепигә қәдәм қойған.

Униң, 2017-йили 12-июн бу дуня билән туюқсиз видалашқанға қәдәр икки миң парчидин артуқ һәрхил жанирдики шеирлири елан қилинғандин башқа, “муқам хумари” қатарлиқ бир нәччә топлиминиң нәшр қилинғанлиқи мәлум.

“у бир тил устиси иди, шунчә көп шеирларни язған бир шаирниң һәр бир шеирида бир йеңилиқ болса, бу бир мөҗизә,” дәйду америка принстон университетиниң оқутқучиси, тарихшунас җашува фриман вақитсиз аләмдин өткән уйғур шаири ғоҗимуһәммәд муһәммәд һәққидә тохталғинида.

Шаир һәққидики мәлуматларға қариғанда, ғоҗимуһәммәд һаятини хотән вилайәтлик йолучилар бекитидин алидиған азғина мааш билән ғоригил өткүзгән. Җашува фриманниң сөзи билән ейтқанда, шуңлашқиму униң шеирлирида аптобус, бекәт вә биләт дегәнгә охшаш имагларму көзгә челиқидикән.

Җашува фириман әпәнди уйғур һазирқи заман шаирлириниң көплигән әсәрлирини инглиз тилиға тәрҗимә қилип, ғәрб дунясиға тонуштуруп келиватқан америкалиқ тәтқиқатчиларниң бири. У ғоҗимуһәммәдниң бир қисим шеирлириниму инглиз тилиға тәрҗимә қилған.

Ғоҗимуһәммәдни билидиған чәтәлләрдики бәзи уйғурларниң ейтишичә, уни пүтүн вуҗудини шеирийәткә беғишлап шаиранә өткән инсан дейишкә болидикән.

Тарих

Ғоҗимуһәммәд муһәммәд

Варақлидим тән гүлханлирини

Қуяш музлап ятқан асманни көрдүм

Варақлидим чөл барханлирини

Йилтизи сарғийип кәткән иманни көрдүм

Варақлидим роһ исянлирини

Мәшрәп дарға есилған җәрянни көрдүм.


Шәһәр сәһралардин кәтти йирақлап,

Ташлар сайда ятар йелиң, янчилап,

Дәрялар ақар үнсиз, қирғақ қағҗирап. . .

Бир сиқим топини алсам қолумға

Вәтиним ююнивитипту киндик қенимда.

Бир сиқим қумни алсам қолумға

Атлар кишнәп кәтти шуан җенимда.

Ечип көксүмни

Өтмә-төшүк боп кәткән қалқанни көрдүм.

Елип қалқанни

Худа ухлап ятқан айванни көрдүм.


Шәһәрдә яшаймән,

Дәря-көлләрни өйүмгә башлап

Дәрәхләрни шешиләргә қачилап йәймән.

Он қәвәт бинаниң пәләмпийидә

Қарап сәдиқә тиләватқан икки адәмгә

Уйғур чөлидә

Төгисигә минәлмәйватқан карванни көрдүм.

Шеирниң инглизчә нусхиси:

 

History
by Ghojimuhemmed Muhemmed

I paged through body bonfires
.and saw the sky with an ice-bound sun
I paged through desert dunes
.and saw faith with withered roots
I paged through rebellions of the soul
.and saw Mashrab on a gallows hanged

,The city withdrew from the countryside
,threadbare stones lying cramped in the ravine
…rivers with parched banks running silently
I took up a handful of dust
…and my homeland bathed in my umbilical blood
I took up a handful of sand
.and just then horses neighed in my soul
I opened my chest
.and saw armor full of holes
I took off the armor
.and saw God sleeping on a porch

,I live in the city
,I bring home rivers and lakes
.I bottle and eat the trees
I watched two people begging for change
on a ten-story building’s front steps
and saw a caravan of riders struggling to mount
.their camels in the Uyghur desert

Translated by Joshua L. Freeman

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.