Вилям молотоф: “шеирийәтниң гүзәллики, әң назук туйғуларни ипадә қилиши мени өзигә мәптун қилди”
2020.10.30
Мәлумки, 2000-йиллардин тартип қазақистан уйғур әдәбиятида йеңи әвлад шаир-язғучилири йетилип чиқишқа башлиған иди. Совет иттипақи йимирилип, униң тәркибидики башқа җумһурийәтләр қатарида қазақистанму мустәқиллиқ елип, җәмийәтниң барлиқ саһәлиридә өзгиришләр йүз бәрди. Мундақ өзгиришләр көп милләтлик қазақистан әдәбиятидиму өз әксини тапқан иди. яш шаир вә язғучилар әнә шу йеңидин мустәқиллиқ алған мәмликәттә алий билим елип, әдәбият мәйданиға йеңи мәзмунлар, йеңи йөнилишләр билән кирип кәлди. Йәнә бир тәрәптин, улар мустәқиллиқниң дәсләпки йиллири пәйда болған бәзи иқтисадий боһранларғиму дәч кәлди. Әнә шу синақларда тавланған шаирларниң бири вилям молотоф һазир алмута шәһиридә яшайду. У уйғурлар зич олтурақлашқан алмута вилайити уйғур наһийәсиниң ават йезисида туғулған болсиму, тәқдир тәқазиси түпәйли алмута шәһиридә туруп қалған.
Мәлум болушичә, вилям молотоф һазир қазақистанда пәқәт уйғур оқурмәнлиригила әмәс, бәлки башқиму милләтләргә тонулуп келиватқан һәм келәчики үмидлик яш шаирларниң бирикән. У кичикидин ана тили вә әдәбиятқа қизиқип, шеир йезишқа һәвәс бағлиған вә өзиниң тунҗи әсәрлирини наһийәлик “или вадиси” гезитидә елан қилишқа башлиған.
Вилям молотоф радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң поизийәгә қандақ кирип кәлгәнлики, шеирлириниң асасий темилири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мениң поизийәни таллап елишимда сәвәбләр көп. Биринчиси, бу шеирийәтниң гүзәллики, алий, есил сезимларни ипадә қилиши мени өзигә мәптун қилди. Шундақла көп китабларни оқушқа қизиқтим. Иккинчиси, дадамниң тәсири. Дәсләптә мән һәҗвий мәнидики қошақларни қетип йүрдүм. Кейинирәк сәл мукәммәл шеирларни йезишқа тириштим. Иҗадимда һәр хил мавзулар мәвҗут болди.”
Вилям молотоф уйғур әдәбиятиниң қәдимий вә бай тарихқа игә икәнликини һәм улуғ, бүйүк шаирлириниң көпләп санилидиғанлиқини оттуриға қоюп, йәнә мундақ деди: “қәдимий уйғур әдәбияти нәмунилири та мушу күнләрдиму өз меғизини йоқатмиди. Мушу күнләрдиму муһим болуп һесаблиниду. Һазирқи вә йеқинқи заман уйғур әдәбиятини инавәткә алғанда вәтәндики абдуреһим өткүр, тейипҗан елийеф, зордун сабир, қазақистандики зия сәмәди, һезимәт абдуллин, долқун ясин вә башқиларниң иҗадийитигә чоңқур қизиқимән һәм наһайити һөрмәт билән қараймән.”
Вилям молотоф башқа хәлқләрдин вилям шекиспир, пушкин, лермонтоф, сергей йесенин, рәсул ғамзатоф, қазақ ақинлиридин абай, мақағали мақатайеф, мухтар шаханоф, өзбек әдиблиридин абдулла арипоф, әһәд қәйюм қатарлиқ шаирларниң әсәрлирини наһайити чоң қизиқиш билән сөйүп оқуйдиғанлиқини билдүрди.
Мәлумки, кейинки вақитларда милләтләр достлуқи қазақистандики һәр хил хәлқләр поизийәсидә алаһидә диққәтни җәлп қиливатқан темиларниң бирикән. Бу җәһәттә һәр хил мушаириләрни, учришишларни өткүзүшкә әһмийәт берилидикән. Вилям молотоф бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Вилям молотоф 2017-йилдин тартип қазақистандики уйғур яш шаир-язғучилирини “варис” әдәбий иҗадий бирләшмиси әтрапиға топлап, һәр хил темииларға беғишланған мушаириләрни, мусабиқиләрни йүргүзүп кәлмәктә. У яш иҗадкарларниң қазақистан мәмликити тәрипидин елан қилиниватқан мундақ паалийәтләргә қатнишишиға барлиқ имканийәтләрниң яритилғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “әмма риқабәт наһайити юқири. Униң үстигә асасән дөләт тилида я рус тилида йезилған бу мушаирә вә мусабиқиләргә қобул қилинғанлиқтин, бу кейинки бир еғирчилиқ болуп һесаблиниду. Әлвәттә, бу өзиниң тәсирини йәткүзмәй қоймайду. Чүнки һәр қандақ иҗадкар өзиниң ана тилида иҗад қилған әсири билән күчлүк болуп тепилиду. Шуңлашқа бизниң уйғур яшлириға бу җәһәттин сәл қийинчилиқлар туғулиду, чүнки бир әсәрни өз ана тилида язмақ я башқа тилда язмақ билән арида пәрқи мәвҗут. Әмди хәлқимизниң сахавәтлик, мәрт-мәрданә инсанлириниң ярдими арқилиқ яшларниң топламлири нәшрдин чиқиватиду, бирақта буму көңүл су ичкидәк дәриҗидә әмәс. яшлар һәқиқәтән һәртәрәплимә ярдәмгә моһтаҗ. Чүнки һазир пәқәт язғучи-шаирлиқ биләнла һаят кәчүрүш мумкин болмайватиду.”
Вилям молотоф һәр һалда әнә шундақ қийинчилиқларға қаримай, яш шаир вә язғучиларниң өз иҗадини давам қиливатқанлиқини, мәзкур “варис” бирләшмисигә әза яшларниң наһайити қизғин иҗадий издинишләрдә болуп, даим яхшилиққа интиливатқанлиқини тәкитлиди.