“кечә” : шиветсийәдә йоруқ көргән тунҗи уйғурчә шеирлар топлими
2019.11.15
Бүгүнки сәһипимиз йеқинда шиветсийәдә нәшридин чиққан “кечә” намлиқ уйғурчә вә шветчә шеирлар топлими һәмдә мәзкур топламни тарқитиш мурасимидики һаяҗанлиқ минутлар һәққидә болиду. Бәлки бу хуш хәвәр радийо аңлиғучилиримизниң зимистан вә уйғур вәзийити һәққидики мудһиш хәвәрләрдин музлиған қәлблиригә азрақ болсиму иллиқлиқ ата қилалиса әҗәб әмәс.
Мәзкур топламниң рояпқа чиқишиға баш болуп әмгәк сиңдүргән шиветсийәдики уйғур шаири абдушүкүр муһәммәтниң ейтишичә, хитайда уйғур язғучи-шаирлири түрмиләргә ташлинип, уйғур тили мәсилисиз дәриҗидә зиянкәшликкә учраватқан ушбу минутларда илгири хитайниң зиянкәшликигә учриған, хитай түрмилиридә азаб чәккән вә нөвәттә түрмидә йетиватқан уйғур шаирлириниң әсәрлири асаслиқ салмақни игиләйдиған бу топламниң швет вә уйғур тилида нәшр қилиниши интайин муһим әһмийәткә игә икән.
Мурасим 12-өктәбир стокһолм шәһиридә өткүзүлгән болуп, мурасимда чимәнгүл авут қатарлиқ китабқа әсәрлири киргүзүлгән уйғур шаирлириниң бир қисим ширлири швет вә уйғур тилида оқулған, уйғурлар һәққидә мәлуматлар берилгән.
Китабни шиветсийәдики “нарин” нәшрияти нәшр қилған болуп, бу, уйғур шеирлириниң тунҗи қетим швет тилида нәшр қилиниши болуп һесаблинидикән.
Бу һәқтә тохталған абдушүкүр муһәммәт бундақ топламларниң явропаниң башқа әллиридиму нәшр қилинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.
“нарин” нәшриятиниң башлиқи ларш нарин әпәндим милйонлиған уйғурлар лагерларға бәнд қилинған бүгүнки күндә бу китаб арқилиқ уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләрни шиветсийәдики һәр саһә затлириға билдүрүшни мәқсәт қилғанлиқини ейтти.
У мундақ деди: “бир йилдәк вақит илгири бир муһакимә йиғиниға қатнаштим. Йиғинда сөзләнгән темиларниң бири уйғур шаирлар вә уйғур шеирийити һәққидә икән. Шу чағда немишқа буларни топләп бир шеирлар топлими чиқармаймиз дегән ойған кәлдим. Мана бир йилдин кейин бу китабни нәшр қилишқа мувәппәқ болдуқ. Бәхткә қарши бу шаирларниң бир қисми аталмиш‛ қайта тәрбийәләш лагерлири‚ ға қамилипту. Уларниң тәқдиридин хәвәрсизмиз. Шу сәвәбләрдин бу китаб нәшр қилинди. Бу китаб швет сиясийонларға, черкав рәһбәрлиригә әвәтилди. Бундақ қилишимиздики мәқсәт уларни уйғур вәзийити һәққидә мәлумат билән тәминләш. Мән буниң иҗабий нәтиҗә беришини үмид қилимән.”
Уйғур шаирларниң шеирлири илгири, америка вә японийә қатарлиқ әлләрдә тәрҗимә қилип нәшри қилинған иди.