Көк бөрә роһиға сеғинған шаирә-ташгүл һезиярова

Мухбиримиз җүмә
2020.09.18
Tashgul-Heziyarowa03.jpg Шаирә ташгүл һезиярова.
RFA/Oyghan

Бүгүнки сәһипимиздә қазақистанда яшап иҗадийәт билән шуғуллиниватқан уйғур шаири ташгүл һезиярова ханимни тонуштуруп өтимиз.

Бүгүн сени әсләп кәлдим, баһадир, 
Қәбрәңдин дәрдкә дәрман тапай дәп. 
Сени туғқан көк бөриниң әвладин, 
Шеир билән ғәзәлләргә қатай дәп. 

Мана шаирәниң шәрқий түркситан миллий армийисиниң қәһримани ғени батурниң роһини сеғинип қәләмгә алған “ғени батур” намлиқ шеирдин елинған бир мисрадур, 

Ундақта шаирә ташгүл ким? 

Шаирә ташгүл данахун қизи һезиярова 1954-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридики һәрәмбағ мәһәллисидә дуняға кәлгән. 1956-Йили аилиси билән сабиқ совет иттипақиға көчүп чиққан. Мәктәптә оқуватқан йиллиридин башлап униң шеирлири наһийәлик, вилайәтлик, җумһурийәтлик гезит сәһипилиридә бесилишқа башлиған, 1978-йили “көңүлдә қалмисун арман” намлиқ омумий топламда бир түркүм шеирлириға киргүзүлгән, кейинки йилларда униң һекайилири, шеирлири, очерклири бир қатар топламларда, шундақла “уйғур авази”, “йеңи һаят”, “әмгәкчи қазақ” гезитлиридә, “интизар”, “мәрипәт” журналлирида елан қилинип, мушу күнгичә оқурмәнләрниң яқтуруп оқушиға еришкән. 

2006-Йили тиҗарәтчи дилмурат қузийефниң маддий ярдими билән униң “қәлбим нидаси” намлиқ тунҗи шеирлар топлими йоруқ көргән вә “илһам” мукапатиға еришкән.

Шаирә өзиниң “долана”, “ахирқи япрақ” намлиқ топламлирида инсанлар арисида учрайдиған ‍илләтләрни паш қилип, замандашлирини бир-бириниң қәдир-қиммитини билип яшашқа дәвәт қилиду.

Ташгүл һезиярова нөвәттә қазақстан җумһурийәтлик мустәқил “асия бүгүн” гезитиниң баш муһәррири, “әмгәк чиқазақ наһийәсиниң пәхрий пуқраси”, “тинчлиқ дуняси” хәлқаралиқ қазақ иҗадий тәшкилати тәрипидин тәсис қилинған хәлқара журналистлар иттипақиниң әзаси, шундақла “баласағун” ордениниң саһиби.

Ғени батур

Ташгүл һезиярова

Ғулҗа йоли, ғулҗа йоли сениңдә, 
Әҗдадимниң бесип өткән изи бар. 
Мәшәл болуп янған ғени батурдәк, 
Қирчин кәткән ончә оғул-қизи бар.

Шуңа һәрким роһлирини яд әйләп, 
Дуа қилар тупрақларға йәткәндә. 
Қәдрин билмәй терикидә яхшиниң, 
Әмди йиғлап йүримизкән кәткәндә.

Сәндә меңип ала хурҗун мүридә 
Әҗдадимниң тапанлири тешилгән. 
Панаһ издәп кәлгән ғени батурниң, 
Тәқдириму бир өзәңдә йешилгән.

Өз бағриңға елип тинч ятисән, 
О, ана йәр, йолвас йүрәк ғенини. 
Әвладлириң тиз пүкүп, баш егиду, 
Әләм отта өртәп отлуқ дилини.

Бүгүн сени әсләп кәлдим, баһадир, 
Қәбрәңдин дәрдкә дәрман тапай дәп. 
Сени туғқан көк бөриниң әвладин, 
Шеири билән ғәзәлләргә қатай дәп.

Көтүр башни, қәддиң пүкмә, әвладим, 
Излар бесип яш ғенилар келиду. 
Әркинликни бүйүк қазақ хәлқидәк, 
Бизгиму һәм рәббим аллаһ бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.