“ишәнгин, һаман азадлиқ теңи атиду!” : уйғур сәнәткарлириниң ирқий қирғинчилиққа қарши садаси
2022.04.22

Кириш: һөрлүк чиллаватқан сәнәткарлар
Хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум сиясәтлири 2016-йилдин буян һәссиләп күчийип, ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә берип йәтти. Болупму әң алди билән уйғурларниң кимлики, ана тили, миллий мәдәнийити, маарипи вә өзигә хас турмуш усули хитай һакимийитиниң йоқитиш нишаниға айланди. Уйғурлар тарихниң әң қийин, әң қараңғу вә һаят-маматлиқ мәзгиллиридә туруватқан бүгүнки күндә, дуняниң һәрқайси әллиридә яшаватқан уйғур сәнәткарлар өз иҗадийәтлири арқилиқ уйғур кимлики вә миллий мәдәнийитини қоғдап қелишқа, шундақла уйғурларниң бешиға кәлгән бу қабаһәтлик реаллиқни дуняға аңлитишқа тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.
Австралийәдики уйғур муқам вариси, даңлиқ сазәндә шөһрәт турсун, әнглийәдики паалийәтчан сәнәткар рәһимә мәхмут, қазақистанлиқ яш уйғур рәссам гүлназ турсун қатарлиқлар өзлириниң мол мәзмунлуқ иҗадийәтлири, гүзәл саз-күйлири, ярқин рәң-сизиқлири билән уйғур хәлқини чирмап алған чарәсизликләргә қарши һәрикәткә өткән уйғур сәнәткарлиридин һесаблиниду.
Уларниң бәзлири өзиниң пүткүл зеһнини хитайниң мәдәнийәт қирғинчилиқи сәвәблик йоқап кетиш тәһдитигә дуч келиватқан “уйғур он икки муқам” қатарлиқ йеганә мәдәнийәт мираслирини сақлап қелиш вә тарқитиш йолиға беғишлиған болса; бәзлири өзиниң муңлуқ күйлиригә ана юртиниң нидасини сиңдүрүп, боғулған хәлқиниң авази болмақта. Уларниң йәнә бәзилири өзиниң гүзәл сизмилири арқилиқ уйғур яш-өсмүрлирини һөрлүккә туташқан кәлгүсигә үмид вә ишәнч бағлашқа йетәклимәктә. Улар бирдәк: “хәлқимиз ирқий қирғинчилиққа учраватқан, мәвҗутлуқ билән йоқилиш гирдабида иңраватқан, тарихтин буян яратқан пүткүл мәдәнийәт мираслири хитай һакимийити тәрипидин инкар қилиниватқан бүгүнкидәк қийин күнләрдә, уларниң авази болуш, сәнәт арқилиқ уларға үмид вә ишәнч беғишлаш-биз сәнәткарларниң виҗданий мәсулийитидур,” дәйду.
“бир милләт өз-өзигә ишәнгәндила, андин чарәсизликни йеңәләйду”
Хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан юқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлири өзөткән 5 йилдин буян һәссиләп күчәйди. Уйғурларни асас қилған милйонлиған йәрлик мусулман түркий хәлқләрниң лагерларға қамилиши вә коллектип җазалиниши, уйғур районини “дунядики әң чоң үсти очуқ түрмә” кә айландурди. Уйғур хәлқи пүткүл милләт гәвдиси билән хитай һакимийитиниң ғайәт зор юқири техникалиқ тәқиб системиси алдида чарәсиз вә амалсиз қалди. Тарихта дуня мәдәнийитигә өчмәс төһпиләрни қошқан бир хәлқ, дунядики иккинчи номурлуқ иқтисадий гәвдә-хитай дөлити тәрипидин пиланлиқ вә системилиқ түрдә елип бериливатқан “дөләт террорлуқи” ниң зәрбә бериш нишаниға айланди. Һалбуки, хитайниң йеқинқи йиллардин буян һәссиләп күчәйткән юқири бесимлиқ тәқиби вә бастуруш сиясити уйғур хәлқиниң миллий мәвҗутлуқ истики һәм авазини өчүрәлмиди. Муһаҗирәттики уйғур сиясий паалийәтчиләр, тәшкилатлар, шундақла һәр саһәдики сәрхиллар буниңға һәргизму сүкүт қилмиди, болупму муһаҗирәттики бир қисим уйғур сәнәткарлар өзлириниң әң зор имканийәтлири даирисидә уйғурлар учраватқан бу мислисиз зулумларни вә рәһимсиз реаллиқни өз иҗадийәтлиридә әкс-әттүрүшкә тиришчанлиқ көрсәтти.
“ишәнгин, һаман азадлиқ теңи атиду. . . !” дәйду қазақистанлиқ яш уйғур рәссам гүлназ турсун өзиниң мәзкур темидики бир йүрүш әсәрлири һәққидә соралған соаллиримизға җавабән.
Муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлири арисида өзлириниң мол мәзмунлуқ иҗадийәтлири арқилиқ пүткүл уйғур җәмийитини орап алған чарәсизликни ипадиләштин көрә, уйғурларни өзидин техиму пәхирлинишкә, өзигә ишинишкә вә кәлгүсигә үмидварлиқ билән қарашқа чақириватқан кишиләрму аз әмәс. Шуларниң бири өзиниң ярқин рәңлири, аддий әмма гүзәл сизиқлири билән уйғур яш-өсмүрлириниң қәлбидә ишәнч ойғитиватқан, әсәрлиридә һөрлүк чиллаватқан, азадлиқ теңиниң һаман бир күни атидиғанлиқини ипадә қиливатқан яш рәссам гүлназ турсундур.
Өзиниң йеқинқи йиллардин буянқи рәсим иҗадийити һәққидә соралған соаллиримизға чоңқур ишәнч билән җаваб бәргән рәссам гүлназ турсун мундақ дәйду: “йеқинқи йиллардин буян иҗтимаий таратқуларда уйғурлар учраватқан еғир зулумларни вә дәрд-әләмләрни дуняға аңлитиш үчүн сизилған көплигән рәсимләр тарқиливатиду. Бу хил рәсимләрдә пут-қоллири кишәнләнгән, интайин чарәсиз қалған, пүтүн дуня тәрипидин ташливетилгән уйғурларниң ечинишлиқ әһвали ипадә қилиниватиду. Мән ойлаймән, бу хил рәсимләр гәрчә уйғурларниң әһвалини сәнәт арқилиқ дуняға аңлитишта мәлум рол ойнисиму, әмма уйғур хәлқигә нисбәтән, болупму уйғур яш-өсмүрлиригә нисбәтән амалсизлиқниң һәм чарәсизликниң аччиқ реаллиқни һес қилдуриду, уларни үмидсизләндүриду. Пүтүн дуняниң өзлиригә тәтүр қаривалғанлиқидин, һечкимниң ярдәм қолини сунмайватқанлиқидин азаблиниду. Чарәсизлик үстигә чарәсизлик қошиду. . . Мән ойлаймәнки, бир шәхс өзигә өзи игә чиққандила, андин өз қийинчилиқлири үстидин ғалип келиду, һаятини өзгәртәләйду. Худди шуниңға охшашла бир милләтму өзигә өзи игә чиққанда, өзигә өзи ишәнгәндә, андин өз қийинчилиқлирини йеңәләйду, өзигә ишәнч туғулиду. Һәрқандақ бир ғәлибә ишәнчидин башлиниду. Шуңа мән кейинки мәзгилләрдә сизған рәсимлиримдә уйғур яш өсмүрлиригә үмид вә ишәнч беғишлайдиған, уларға кәлгүсиниң чоқум парлақ болидиғанлиқидин бешарәт беридиған рәсимләрни сиздим. Қисқиси, уларға өз рәсимлирим арқилиқ: ‛ишәнгин, азадлиқ теңи һаман атиду! ‚ дәп хитаб қилдим.”
Шөһрәт турсун австралийәдә яшаватқан көп қирлиқ уйғур сәнәткарлириниң бири. У уйғур классик музикиси “он икки муқам” ни вайиға йәткүзүп орундаш билән бир вақитта йәнә, уйғур хәлқ нахшилири вә қериндаш хәлқләрниң нахша-музикилириниму юқири сәвийәдә орундап, дуняниң һәрқайси җайлиридики тамашибинларниң алқишиға еришкән. Хитай һөкүмити уйғур диярида ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә кәң көләмдә тор йейиватқан 2019-йили 7-айниң 20-күни шөһрәт турсун австралийәниң сидней шәһиридә “австралийә уйғур муқам ансамбили” ниң йопуқини ачқан. Униң башламчилиқида қурулған “австралийә уйғур муқам ансамбили” уйғурлар дуч келиватқан еғир зулумларни сәнәт арқилиқ дуняға аңлитишта, уйғур хәлқиниң бай мәдәнийәт-сәнәт мираслириға игә бир хәлқ икәнликини намаян қилишта муһим рол ойниған иди.
Шөһрәт турсун “австралийә уйғур муқам ансамбили” ниң ечилиш мурасимида сөзлигән нутқида мундақ дегән иди: “хитай компартийәси вәтинимизни қанға бояватқан, хәлқимизгә мислисиз еғир зулумларни селиватқан, динимизни чәкләп, тилимиз, мәдәнийитимиз вә сәнитимизни дәпсәндә қиливатқан, сәнәткарлиримизни йоқ қиливатқан мушундақ бир һалқилиқ пәйттә, биз әҗдадларниң йүзини йоруқ, әвладларниң йолини очуқ қилиш өзүчүн қолимиздин кәлгинини қилишқа тириштуқ. Дәл мушу сәвәбтин ‛австралийә уйғур муқам ансамбили‚ ни қуруп чиқтуқ.”
Шөһрәт турсун нөвәттики қийин әһвалда уйғур хәлқи үчүн өз-өзигә болған үмид вә ишәнчниң һәммидин муһим икәнликини тәкитләп мундақ дәйду: “йеқинқи йиллардин буян вәтәндә хәлқимизгә йүргүзүлүватқан еғир зулумлар вәтән ичидикиләрнила әмәс, һәтта муһаҗирәттики уйғурларниму роһий җәһәттин қаттиқ азаблиди, һәммимиздә мислисиз дәриҗидә бесим вә чүшкүнлүк пәйда қилди. Худайим, муһаҗирәттә яшаватқан барлиқ хәлқимизгә үмид вә бирлик ата қилсун, бизни вәтинимизниң азадлиқи үчүн күрәш қилишқа несип әйлисун! . . .”
Рәһимә мәхмут ханим 20 йилдин буян әнглийәдә актип паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилириниң бири. Нахша-музика сәнити униң күндилик һаятидики әң муһим иштин сиртқи паалийәтлириниң бири. У шунчә узун йиллардин буян “лондон уйғур ансамбили”, “әнглийә йипәк йоли ансамбили” қатарлиқ сәнәт мунбәрлиридә актип хизмәт қилип кәлмәктә. Хитай һөкүмити 2017-йилиниң башлиридин башлап уйғур районида ғайәт зор тутқунға тор селип, милйонлиған уйғурларни лагерларға бәнд қилғандин кейин, рәһимә мәхмут ханим уйғур сәнитини қорал қилип, уйғурлар дуч келиватқан бу ирқий қирғинчилиқни дуняға аңлитип кәлмәктә.
“бир милләт өзиниң кимлики вә миллий мәдәнийитиниң һаяти күчини тонуп йәткәндила, асарәттә қалған вәтининиң һаман бир күни һөрлүккә еришидиғанлиқиға ишәнгәндила, шундақла ашу хил үмидни қорал қилип күрәштин ваз кәчмигәндила, андин өз мәвҗутлуқини сақлап қалалайду,” дәйду, рәһимә мәхмут ханим зияритимиз әснасида. У бу сөзлирини техиму конкретлаштуруп мундақ дәйду: “хәлқимиздә бир сөз бар, у болсиму ‛үмидсизлик шәйтанниң иши! ‚ мән бу сөзни даим тәкрарлаймән. Бизниң сәнитимизму бизгә үмид беғишлайду. Шуңа мән сәнәт арқилиқ бу еғир күнләрдә хәлқимизгә үмид вә ишәнч беришкә тириштим.”
“нахша-музика қайғуни күчкә айландуридиған бир қоралдур”
“нахша-музика мән үчүн қайғуни күчкә айландуридиған бир қоралдур” дәйду рәһимә мәхмут ханим зияритимиз әснасида. У өзиниң буниңдин 22 йил илгири вәтәндин айрилип әнглийәгә кәлгән чағдики һессиятини әсләп мундақ деди: “мән 2000-йили оқуш үчүн әнглийәниң манчестер шәһиригә кәлдим. Шундин башлап мениң муһаҗирәт һаятим башланди. Айродромдин мәктәпкә барғучә йолда такси шопуриға хәлқимизниң шу чағдики әһвалини аңлатқан идим. У чағлардиму хитай даирилириниң уйғурлар үстидики зулумлири охшашла мәвҗут иди, әмма бу зулумларниң техиму күчийип бүгүнкидәк ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәриҗисигә берип йетишини һеч тәсәввур қилмиған идим. Шәхсән өзүмниңму вәтәндин шу айрилғанчә иккинчи қайталмайдиғанлиқимни, кейинки һаятимни чәтәлләрдә яшайдиғанлиқимни һеч ойлимиған идим.”
У сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: “мән әнглийәгә кәлгән дәсләпки чағлиримдила нахша-музика сәнитиниң уйғурларниң әһвалини дуняға аңлитиштики әң үнүмлүк бир көзнәк икәнликини чоңқур тонуп йәткән идим. 2002-Йили магистирлиқ оқушумни пүттүрүп лондонға көчүп кәлдим. Лондон университетида уйғур нахша-музикилирини тәтқиқ қилидиған рачел һаррис (Rachel Harris) ханим билән тонуштум. Арқидин лондондики уйғур сәнәткарлар билән бирлишип кичик бир музика өмики тәшкилләшни қарар қилдуқ. Буниң нәтиҗисидә 2004-йили ‛лондон уйғур ансамбили‚ қурулди. Шундин башлап биз лондонда вә әнглийәниң башқа шәһәрлиридә, иреландийә, италийә қатарлиқ башқа явропа дөләтлиридә нурғун консертларни қойдуқ. Һәр қетимқи консертта алди билән уйғурларниң кимлики, мәдәнийити вә тарихи һәққидә қисқичә сөзлигәндин кейин, мән ейтмақчи болған бир уйғурчә нахшиниң текистини инглизчиға тәрҗимә қилип, тамашибинларға тонуштураттим, андин нахшини ейтаттим. Буниң тәсири толиму яхши болди. Уйғурлар һәққидә бирәр университетта яки илмий тәтқиқат орунлирида лексийә бәргәндә аңлайдиған адәмләр чәклик болатти, әмма биз консерт қойсақ яки нахша-уссул кечилики өткүзсәк йүзләрчә, һәтта миңларчә киши аңлайтти. Шу пурсәттә биз уйғур нахша-музикилириниң сеһрий күчи арқилиқ арқилиқ уйғурларниң кимликини вә һазирқи әһвалини нурғун кишиләргә аңлитип кәлдуқ. Мән бу җәрянда сәнәтниң бир хәлқниң әһвалини аңлитиштики әң яхши қорал икәнликини чоңқур һес қилдим.”
Шөһрәт турсун уйғур нахша-музика сәнитиниң түрлүк саһәлири бойичә юқири маһарәт йетилдүргән кәспий бир сәнәткар. Әмма у 1999-йили австралийәгә келип олтурақлашқандин кейин, яшаш үчүн нурғун кәсип вә түрлүк ишлар билән шуғуллинишқа мәҗбур болған, өй-җай қурулуши вә бинакарлиқ кәспиниң түрлүк саһәлиридиму ишлигән. Һалбуки, у өзиниң кәспий бир сәнәткар, уйғур нахша-музика саһәдики юқири маһарәт игиси икәнликини, шу сәвәбтин өз зиммисигә йүкләнгән мәсулийәтниң интайин зор икәнликини әсла унтуп қалмиған.
У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “мән австралийәгә кәлгәндин кейин һәммә ишни қилип бақтим, өй-җай ясашни өгәндим, бинакарлиқниң түрлүк саһәлиридә лайға милинип йүрүп ишлидим, тамчилиқ, лайчилиқ, безәкчилик қатарлиқ нурғун ишларни қилдим, әмма өзүмниң бир кәспий сәнәткар икәнликимни, сәнәттин ибарәт бу күчлүк қорал арқилиқ йирақтики мәзлум хәлқим вә вәтиним үчүн бирәр иш қилишим керәкликини әсла есимдин чиқармидим. Шуңа чәтәл һаятида өз кәспимгә қайтиш, бу саһәдә тонулуш үчүн узун мәзгиллик җапалиқ җәрянларни баштин кәчүрдүм. Ахирида ‛австралийә уйғур муқам ансамбили‚ ни қуруп, чәтәлләрдә уйғур нахша-музика сәнитини яңритишқа, сәнәт арқилиқ уйғурларниң авазини аңлитишқа мувәппәқ болдум.”
У йәнә мунуларни тәкитлиди: “мениң ата-бовилиримдин тартип һәммиси сәнәт билән шуғулланған, уйғур хәлқ нахшилирини вайиға йәткүзүп ейтип кәлгән, шундақла музика саһәсидики уста сазәндиләрдин иди. Мәнму кичикимдин башлапму қоюқ сәнәт муһитида өсүп-йетилдим. Сәнәтни һаятимниң муһим бир қисми дәп билдим. Шу сәвәбтин мән үчүн сәнәттин айрилип яшаш худди белиқ судин айрилғандәкла бир қийин иш. Шу сәвәбтин чәтәл һаятимда өмүрлүк йолум болған сәнәткә қайтиш үчүн нурғун йиллар еғир бәдәл төлидим. Бәзидә ‛вәтәндики хәлқимдин айрилип чәтәлдә қандақму уйғур сәнитини давамлаштуримән?‚ дәп көңлүм йерим болған вақитлар болди, әмма һәргиз ваз кәчмидим. Болупму уйғур хәлқи тарихниң әң қараңғу мәзгиллиридә яшаватқан бүгүнкидәк қийин күнләрдә, кимликимизни, мәдәнийитимизни, һес-туйғулиримизни вә азаб-оқубәтлиримизни сәнәт арқилиқ техиму җанлиқ ипадә қилғили болидиғанлиқини техиму чоңқур чүшәндим.”
Гүлназ турсун уйғурларниң вәтән сиртидики әң чоң миллий топлуқи яшайдиған қазақистанда туғулған. У кичикидин тартипла қазақистанниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан байсейит районида, қоюқ уйғур мәдәнийәт муһитида чоң болған. Кичикидә дадисиниң тәсири билән рәсим сәнитини өзиниң өмүрлүк кәспи қилип талливалған гүлназ, йеқинқи 5 йилдин буян өзиниң рәсим темилирини уйғур хәлқи дуч келиватқан еғир реаллиқ билән зич бағлиғанлиқини тәкитләйду: “мениң рәсимгә, гүзәл сәнәткә болған қизиқишимни вә муһәббитимни дадам ойғатқан. Дадам мениң биринчи устазим. Бүгүнки күндә мән шуни чоңқур һес қилдимки, адәм немигә ишәнсә, һаятида шуни көриду. Әгәр биз зулумға ишәнсәк, һаятимиз зулумдин қутулалмайду. Шәхсән мән азад вәтинимизни көрмигән, мениң дадам вә бовилиримму азад вә һөр вәтимизни көрүп бақмиди һәм яшимиди. Мундақчә ейтқанда, зулум вә әрксизлик бизниң қан-қенимизға сиңип кәтти. Зулум узунғичә давам қилса, инсанниң һаятидики үмид вә йоруқлуқлар ғайиб болиду. Шуңа мән рәсимлирим арқилиқ хәлқимизниң роһийитини ойғитишқа, зулумниң мәңгүлүк болмайдиғанлиқини билдүрүшкә, бир тамчә болсиму хәлқимизгә үмид, ишәнч вә җасарәт беғишлашқа, азадлиқ теңиниң һаман йоруйдиғанлиқиға ишинишкә чақиришни мәқсәт қилдим.”
Рәһимә мәхмут ханим уйғур нахша-музика сәнитиниң уйғурларниң кимлики, миллий мәдәнийити, тарихи вә нөвәттики әһвалини әң җанлиқ усулда ипадә қилип берәләйдиған бир қорал икәнликини тәкитләп мундақ дәйду: “һеч бир йәр инсанниң өз өйигә вә өз вәтинигә охшимайду, уни һечнәрсигә селиштурғили болмайду. Мениң аиләм билән алақәм үзүлгили бәш йил болди, һазир мән һәтта өзүм әң яхши көридиған кишиләрниң чирайиниму тәсәввур қилалмаймән, әмма бир сәнәткар болуш сүпитим билән шуниңға ишинимәнки, музика мән үчүн қайғуни күчкә айландуридиған бир қоралдур.”
Худди рәһимә мәхмут ханимға охшашла қазақистанлиқ яш рәссам гүлназ турсунму сәнәтниң чәксиз сеһрий күчигә вә чәксиз мәнә мумкинчиликигә чоңқур ишиниду. У бу һәқтә мундақ дәйду: “мән ойлаймәнки, бизниң һазирқи әһвалимизда һәр бир кәсип игиси өзи қилалайдиған ишларни вайиға йәткүзүп қилиши керәк. Һәр бир кәсип игиси өз кәспиниң имканийәтлиридин пайдилинип, хәлқимизгә үмид, мәдәт вә илһам берәләйдиған, шундақла уларни ишәнчкә йетәкләйдиған әсәрлирини тәқдим қилиши керәк. Шәхсән өзүмни елип ейтсам, мән бир рәссам болуш сүпитим билән өз рәсимлирим арқилиқ хәлқимизгә, болупму яш-өсмүрлиримизгә үмид беғишлайдиған рәсимләрни сизиватимән. Рәсимлиримни иҗтимаий таратқуларға үзлүксиз тарқитип, яш әвладларниң пәхирлинишигә сунуватимән. Мана бу мән таллиған вә қилалайдиған йол, йәни рәсим сәнити арқилиқ хәлқимгә күч вә ишәнч бериш йоли.”
“көк асминимизда қуяш парлайдиған күнлиримиз келиду!”
Уйғур хәлқиниң улуғ шаири абдурәһим өткүр (1923-1995) 1940-йилларда язған “баһар чиллаймән” намлиқ шеирида уйғур хәлқиниң азадлиққа вә әркинликкә болған чәксиз тәлпүнүшлирини муну мисралар арқилиқ ипадә қилған иди:
Нә тақитим бар, нә сәврим әмди,
Қайнақ бир қазан йүриким әмди.
Гоя бир волқан тиликим әмди,
Шу волқанимдин баһар чиллаймән.
Шуни күйләймән зимистандиму,
Тилим зәнҗирдә бағланғандиму,
Көкрәккә нәйзә қадалғандиму,
Иссиқ қенимдин баһар чиллаймән!
Аридин йерим әсирдин артуқ вақит өткән вақит өткән, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити йәниму күчийип, “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәриҗисигә йәткән бүгүнки күндә муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлири өз иҗадийәтлири арқилиқ хәлқи үчүн йәнила “баһар чиллимақта”.
Рәссам гүлназ турсун өзиниң 2017-йилидин буян иҗтимаий таратқуларда елан қилған бир қисим әсәрлири үстидә тохталғанда, “баһар” вә “келәчәктики азад вәтинимниң омақ балиси” намлиқ рәсимлирини алаһидә тилға алиду. У зияритимиз җәрянида “баһар” намлиқ рәсими һәққидә мундақ дәйду: “бу әсиримгә ‛баһар‚ дәп нам бәрдим. Бу рәсимдә ипадә қилмақчи болғиним шуки, һаман бир күни асминимиздики қара булутлар тарқилип қуяш парлап чиқидиған күнлиримиз келиду; қушлиримиз әркин-азадә вә егиз-егиз учидиған вақитлиримиз келиду; бағлиримиздики дәрәхлиримиз чечәкләп, мевисини йәйдиған заманимиз келиду, дегән бир учурни беришни мәқсәт қилдим. Қисқиси, яш көрүрмәнлиримизгә көк асман астида һүппидә ечилған чечәкләрни пурап турған доппилиқ бир уйғур қизниң рәсими арқилиқ үмид вә ишәнч беришни ойлидим.”
Әнглийәдики нахшичи рәһимә мәхмут ханимму өзиниң көплигән консертлирида “левән ярлар” намлиқ уйғур хәлқ нахшисини көп қетим орундиғанлиқини тилға елип мундақ дәйду: “әнглийәдә вә башқа мәмликәтләрдә өткүзүлгән консертларда мән әң көп ейтқан уйғур хәлқ нахшиси-‛левән ярлар‚ дегән нахшидур. Чүнки бу нахша уйғур хәлқ нахшилири ичидики символлуқ характери интайин күчлүк, һөрлүккә болған тәлпүнүш чоңқур әкс әткән, аммибаблиқи наһайити юқири болған нахша һесаблиниду. Мән һәр қетим бу нахшини ейтиштин илгири текистини инглизчиға тәрҗимә қилип, алди билән аңлиғучиларға чүшәндүрәттим, андин нахшини ейтаттим. Мәсилән, нахша текистидики ‛тағлардин орун алдуқ, бағлардин орун тәгмәй, көргән күнимиз мушу, дүшмәнгә боюн әгмәй. . . ‚ дегән мисралар бизниң әһвалимизни интайин образлиқ әкс әттүрүп берәтти. Чүнки бу нахшиниң текисти тарихта хитай һөкүмранлириниң зулумиға чидимай, уларға баш егип яшашқа рази болмай әркинлик издәп яқа юртларға мусапир болуп кәткән уйғурларниң һаятини мәзмун қилған иди. Шуңа мән бу нахшини уйғур муһаҗирлириниң һаятини әкс әттүрүп беридиған символлуқ нахша дәп қарап, көп қетим ейттим. Қисқиси, мән уйғур нахша-музикилирини уйғурларниң кимлики, реаллиқи вә нөвәттики әһвалини әң яхши ипадә қилидиған бир васитә дәп қарап кәлдим.”
Шөһрәт турсун йеқинқи йиллардин буян чәтәлдә уйғур классик музикиси “он икки муқам” ни юқири маһарәт билән орундап келиватқан сәнәткардур. Хитай һөкүмити уйғур районида кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитигә тор яйған, юқири техникалиқ тәқиб системиси арқилиқ районни “үсти очуқ түрмә” кә айландурған, милйонлиған бигунаһ кишиләрни лагерларға қамаватқан 2018-йилиниң сентәбир ейида, у сиднейдики риверсайд (Riverside) тиятерида яңрақ авази билән “рак муқами” ни орундап, “уйғур он икки муқам фестивали” ниң пәрдисини ачқан иди.
У муқам садалири арқилиқ уйғурларниң миң йиллардин буян үзүлмәй давам қилип кәлгән муқам сәнитини давамлаштурушқа, шундақла бүгүнки күндә хитайниң еғир тәһдитигә дуч келиватқан уйғур мәдәнийәт-сәнитини уйғур хәлқи билән биргә яшитишқа бәл бағлиған иди. Бу уйғур муқамлириниң австралийәдики бу даңлиқ тиятирда тунҗи қетим орундилиши иди. Шөһрәт турсун уйғур муқамлири вә нахша-музика сәнити һәққидә тохталғанда мундақ дәйду: “мумкин болса бүгүнки күндә уйғур сәнити, чалғу әсваблири, миллий мәдәнийити вә кимликини пүтүн дуняға тонуштурсам, уйғур муқам сәнити вә музика мәдәнийитимизниң варислирини йетиштүрүп чиқсам дәп арзу қилимән. Бүгүнки қийин күнләрдә уйғур мәдәнийәт-сәнитини сақлап қелиш вә техиму раваҗландуруш үчүн бир кишилик хизмәт қилалисам дәймән.”
“келәчәктики азад вәтинимниң омақ балиси” намлиқ рәсим, рәссам гүлназ турсунниң йеқинқи мәзгилләрдә сизған вә көплигән кишиләр тәрипидин яхши көрүлгән вәкиллик әсәрлириниң бири. У бу рәсимдә оюнчуқ ойнаватқан икки балиниң легодин ‛ойған роһ‚ дегән икки сөзни тизип чиқиватқан көрүнүшини сизған. Рәсимниң арқа көрүнүшигә уйғур тарихидики җәңгивар көрүнүшләр устилиқ билән қистурулған. У бу рәсими һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “мән тарихқа қизиқимән, тарих сәһипилиридин миллитимизниң роһини издәймән. Уйғур хәлқиниң бешиға келиватқан бүгүнки еғир зулумлар тарихтики тунҗи зулумлар әмәс, уйғур хәлқи өз тарихида көп қетим таҗавузға, мәһкумлуққа вә бастурушларға учриған, әмма уйғур әҗдадлири қанлиқ күрәшләр арқилиқ өз мустәқиллиқини қолиға алған, қанчилиған дөләтләрни қурған вақитлири болған. Шуңа тарих бизгә күч-қуввәт бериду, роһ бериду. Тарихтики шанлиқ сәһипилиримизни әслисәк, бүгүнки чәрәсизликимиз вә амалсизлиқимизға боюн егип олтурушқа һеч орун қалмайду. Шуңа тарих бизгә мәсулийитимизни вә бурчимизни һес қилдуриду, ‛бизгә игә чиқ! ‚ дәп башқиларға йиғлиғандин көрә, ‛өзимизгә өзимиз игә чиқайли‚ дегән ғәйрәткә башлап маңиду. Мән шуниң үчүн рәсимлиримгә тарихий символларни қошуп сизимән.”
2017: “сәнәт үчүн сәнәт” тин “һөрлүк үчүн сәнәт” кә
2017-Йилиниң башлирида хитай һөкүмити уйғур районида тарихта мисли көрүлмигән зор тутқунниң пәрдисини яйғандин кейин, муһаҗирәттики уйғур язғучи-сәнәткарлириму өз әсәрлириниң темисини илгирики “сәнәт үчүн сәнәт” тин “һөрлүк үчүн сәнәт” кә йөткиди. Улар сәнәттин ибарәт бу өткүр бәдиий қоралдин пайдилинип, уйғур хәлқи дуч келиватқан дәһшәтлик реаллиқни дуняға аңлитишқа, уларниң авази болушқа бәл бағлиди.
Әнглийәдики сиясий паалийәтчи вә сәнәткар рәһимә мәхмут ханим өзиниң 2016-йилидин кейинки нахша темилирида рошән бурулуш болғанлиқини, өзиниң бир сәнәткарла әмәс, бәлки кәскин бир сиясий паалийәтчигә айланғанлиқини илгири сүриду.
“һечким туғулушидила сиясий паалийәтчи болимән дәп туғулмиған” -дәйду у зияритимиз җәрянида “мән әнглийәгә кәлгили 20 йилдин ашти. Дәсләпки йилларда вәтинимгә, аиләмгә қайтимән дәп ойлиған идим, әмма кейинки реаллиқ һәммини өзгәртивәтти. Оқушни, сәнәт билән шуғуллинишни яхши көридиған мәндәк бир аял ахири бир сиясий паалийәтчигә айландим. Болупму 2016-йилидин кейин, бир тәрәптин өзүм яхши көридиған нахша-музика сәнитини қорал қилип, уйғурларниң қийин әһвалини дуняға аңлитишқа тиришчанлиқ көрсәткән болсам, йәнә бир тәрәптин бир сиясий паалийәтчи сүпитидә оттуриға чиқтим. Мәвҗут реаллиқимиз мени буниңға мәҗбур қилди. Вәтәндә зулум қанчилик күчәйгәнсери, бизниң хәлқимизгә болған мәсулийитимиз вә әркин дуняда авазсиз хәлқимизниң авазини аңлитиш мәҗбурийитимиз шунчилик күчәйди. 2017-Йилидин кейин мениң нахшилиримниң темисиму рошән өзгириш болди, йәни илгирики универсал темилардики нахшиларни ейтиштин көпрәк вәтән темисидики нахшиларни ейтишқа йүзләндим. Өзүмму көпрәк уйғурларниң сиясий дәва йолидики паалийәтләргә иштирак қилдим.”
Рәссам гүлназ турсунму 2017-йилидин буянқи йеқинқи 5 йил җәрянда өзиниң рәсим иҗадийитиниң темилирида рошән бурулуш болғанлиқини, илгирики турмуш темисидики түрлүк рәсимләрни сизиштин тарих билән бүгүн туташтурулған, уйғурларға үмид вә ишәнч беғишлайдиған рәсимләрни сизишқа йүзләнгәнликини тилға алиду: “ахирқи йилларда иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң ечинишлиқ әһвали вә паҗиәлик қисмәтлирини әкс-әттүридиған рәсим вә сизмилар көпийип кәтти. Бу хил рәсимләр гәрчә башқа милләтләргә уйғурлар дуч келиватқан еғир зулумларни аңлитишта мәлум роли болсиму, әмма уйғур хәлқиниң өзигә чарәсизлик вә амалсизлиқниң аччиқ һәсритини һес қилдуриду. Мәйли сәнәт саһәси яки башқа кәспий саһәләрдә болсун, һазирқи вақитта бизниң хәлқимизгә беридиған учуримиз һәргизму чарәсизлик яки амалсизлиқ темиси болмаслиқи керәк. Бизгә бүгүн әң муһим болғини хәлқимизгә үмид вә ишәнч беридиған әсәрләрдур. Шуңа мән йеқиндин буян иҗадийитимниң темисини көпрәк үмидварлиқ тәрәпкә қарап йүзләндүрдүм. Мән ойлаймәнки, сизған рәсимлирим арқилиқ әгәр бир уйғурниң қәлбидә ишәнч отини яқалисам, бу мениң зор нәтиҗәмдур. Чүнки бүгүнкидәк әң қараңғу күнләрдә қәлбидә ишәнч оти янған шу уйғур кәлгүсидә миңлиған уйғурларға бу отни туташтуриду, уларниң қәлбини йорутиду. Мана бу сәнәткарниң виҗданий бурчидур.”
Хуласә: кәспий мәҗбурийәттин виҗданий мәсулийәткичә
Хитай вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқан тәтқиқатчиларниң тәкшүрүшлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлуматиға қариғанда, хитай һөкүмити 2016-йили күздин башлап уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини шиддәт билән күчәйтипла қалмастин, бәлки униң көлимини мислисиз дәриҗидә кеңәйткән. Бу җәрянда, уйғур тили асасий маариптин алий маарипқичә болған барлиқ саһәлиридин сиқип чиқирилип, уйғурлуқниң һәммә елементлири “җинайәтләштүрүлгән”. 2017-Йилиниң башлиридин башлап һазирға қәдәр 1 милйон 800 миңдин 3 милйонғичә уйғурларни асас қилған райондики түркий тиллиқ мусулманларниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи мәлум.
Шуниңдин башлап, дуня уйғур қурултийини асас қилған муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа иттипақи, америка, канада, әнглийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә юқири дәриҗилик учришишларни елип берип, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилдуруш үчүн җиддий һәрикәткә өтти. Нәтиҗидә, америка башчилиқидики 8 ғәрб дөлити хитайниң уйғурларни йоқ қилиш үчүн елип барған қәбиһ җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп рәсмий җакарлиди.
Хитайниң уйғур районидики “ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәтлири” давам қиливатқан, хәлқарада хитайниң җинайи қилмишлириға чәк қоюш, хитайға қарши иқтисадий вә сода ембаргоси йүргүзүш, райондики ирқий қирғинчилиқта қоли бар болған хитай әмәлдарлирини җазалаш чуқанлири әвҗигә көтүрүлүватқан бүгүнки күндә, муһаҗирәттики бир қисим уйғур сәнәткарлири сәнәтниң түрлүк шәкиллиридин пайдилинип, уйғур хәлқини үмидкә, җасарәткә вә ишәнчкә чақирмақта. Улар өзлириниң әслидики кәспий мәҗбурийәт даирисидин һалқип чиқип, дәврниң виҗдани вә өз хәлқиниң авази болушқа тиришмақта.
Хитайниң 2017-йилиниң башлиридин етибарән уйғурларға йүргүзүп кәлгән ирқий қирғинчилиқи бәшинчи йилиға қәдәм қойған бүгүнки күндә, уйғур сәнәткарлири өзлириниң муқам күйлири, нахша-музикилири, авамниң һәрикитигә маслашқан сәнәт шәкиллири, шундақла өзгичә услубтики сизиш сәнити арқилиқ, уйғур хәлқи дуч келиватқан паҗиәлик реаллиқни дуняға аңлатмақта. Уларниң йеқинқи йиллардин буян оттуриға елип чиққан сәнәт иҗадийәтлири ноқул күй-аһаң, нахша-музика яки сизиш-бояш сәнити болуп қалмастин, бәлки техиму муһими уйғур хәлқиниң инсаний һәқ-һоқуқларға, әркинликкә вә азадлиққа болған тәшналиқиниң сәнәт йүксәкликидики ипадисидур.
***Мәзкур программиға алаһидә һәмкарлашқучилар: гүлчеһрә хоҗа, нуриман абдурешит