Пакистан германийидә ечилған афғанистан йиғинини байқут қилди

Кейинки он йилда афғанистанға давамлиқ ярдәм беришни җакарлиған, йүздин артуқ дөләтниң вәкиллири қатнашқан афғанистанниң кәлгүси һәққидә мәслиһәт қилиш хәлқаралиқ йиғини пакистан байқут қилған.
Мухбиримиз вәли
2011.12.06

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, буниңдин 10 йил бурунқи афғанистандики талибан һакимийити америка, әнглийә урушчи айропиланлириниң 11‏-сентәбир вәқәсидин кейин қозғиған шиддәтлик һуҗумиға бәрдашлиқ берәлмәй гумран болған иди. Шуниңдин кейин афғанистанда демократик сайлам түзүми тикләнди. 2004‏-Йилидин башлап дөләтниң президентини хәлқ биваситә сайлап чиқидиған болди. Афғанистанниң бихәтәрликиму, тәдриҗий һалда өз һәрбий қисимлириниң қолиға өтти. Бу тарихий өзгириштин кейин, нәччә миң йиллиқ қәдимий мәдәнийәтниң игиси болған афғанистан шәһәрлири давамлиқ тәрәққий қилиштин үмидләнди. Әмди америка 2014‏-йили афғанистандин әскәр чекиндүрүш алдида турғанда, афғанистанда һакимийити гумран болған талибанлар афғанистан-пакистан чегралирида қайтидин баш көтүрүп, афғанистанда тикләнгән демократик түзүмгә хирис қилишқа башлиди. Дәл мушундақ вәзийәттә, афғанистанниң буниңдин кейинки тәрәққиятини музакирә қилидиған тарихий әһмийәтлик афғанистан йиғини, түнүгүн германийиниң бон шәһиридә ечилди.

С н н телевизийисиниң баян қилишичә, германийиниң бон шәһиридә өткүзүлгән афғанистан йиғиниға америка вә башқа нато дөләтлири, афғанистанниң истратегийилик сәпдиши һиндистан қатарлиқ йүздин артуқ дөләтниң вәкиллири қатнашти. Һәтта афғанистандики талибан һәрикити билән мунасивити бар дәп қарилип келиватқан иранму бу йиғинға қатнишиштин баш тартмиди. Пәқәт пакистанла -талибанларниң афғанистанғила әмәс, пакистанғиму паракәндичилик селишиға учрап, террорчилиққа қарши туруш байриқини көтүрүп чиққан пакистанла бу хәлқара йиғинни байқут қилидиғанлиқини билдүрүп учур әвәтти.

Бон шәһиридә ечилған афғанистан йиғинида, германийә ташқи ишлар министири гуйдо вестервел вә афғанистан ташқи ишлар министири залмай расул, германийидә ечилған афғанистан йиғининиң, буниңдин кейин давамлиқ түрдә афғанистанниң бихәтәрлики вә тинчлиқиға капаләтлик қилиш нишани, пакистан үчүнму пайдилиқ иди, әмма пакистанғиму интайин пайдилиқ болған бу йиғинни пакистанниң байқут қилғанлиқиға әпсиусланғанлиқини билдүрди.

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, германийиниң бон шәһиридә ечилған афғанистан йиғинида, афғанистан президенти хамит карзай, афғанистан һазир 11‏-сентәбир вәқәсидин бурунқи вәзийәт тәкрарлиниши мумкин болған вәзийәттә туруватқанлиқини вә афғанистан буниңдин кейинки он йил ичидә йәнә хәлқараниң давамлиқ ярдимигә моһтаҗ икәнликини көрсәтти.

Германийиниң бон шәһиридә 12‏-айниң 5-күни ечилған афғанистан йиғиниға қатнашқан йүздин артуқ дөләтниң миңдин артуқ вәкили, буниңдин кейин афғанистанға болған һәрбий вә иқтисадий ярдәмни 2023‏-йилғичә һәтта униңдин узун вақитқичә тохтатмаслиқ һәққидә қарар мақуллиди. Германийә баш министири ангила меркил, нато афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейинму, германийә йәнила афғанистанға беридиған һәрбий вә иқтисадий ярдәмни тохтатмайдиғанлиқини җакарлиди.

Хитай радио стансиси германийидә ечилған афғанистан йиғинини, пакистанни қатнаштурмиған йиғин дәп бурмилап хәвәр қилди. Униңда ейтилишичә, америка һазир афғанистандин әскәр чекиндүрүш алдида туруватиду, әмди натому бу дөләттин ғайиб болиду. Лекин афғанистан та һазирға қәдәр техи талибанлар билән тинчлиқ келишими имзалиғини йоқ. Буниңдин кейин афғанистанда немә иш болидиғанлиқини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. Афғанистан билән пакистан чегралириға җайлашқан қәбилиләр районидики пәштун миллити афғанистанда нопуси көп милләт һесаблинипла қалмай, пакистандиму пәштунлар нопуси хели көп милләт һесаблиниду. Афғанистанда йүз бәргән вәқәләрниң көпинчиси пакистандин ярдәмгә еришип вуҗудқа чиққан вәқәләр. Бу мәсилә буниңдин кейинму афғанистан дуч келидиған мәсилә. Әмди афғанистан йүзлиниватқан бундақ мәсилини пакистан қатнашмиған һалда һәл қилиш мумкин әмәс. Хитай учур васитилири хәвәрлиридә йәнә, германийидә ечилған афғанистан йиғинида, һәр қайси дөләтләр афғанистанға давамлиқ ярдәм бериду дәп елинған қарарни қамлашмиған қарар дәп тәсвирлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.