Бир уйғур зиялийсиниң ана тил һәққидә ейтқанлири

Нөвәттә уйғур елидики тор бәтлиридә, "қош тил маарипи" намидики хитай тили маарипиниң мәҗбурий йолға қоюлуши, һөкүмәт органлири, идарә - мәктәпләрдә хитай тилиниң әслидики уйғур тилиниң орниға дәсситилиши қатарлиқ бир қатар мәсилиләр һәққидә бәс - муназириләр елип берилмақта.
Мухбиримиз миһрибан
2009.05.13
Pakistan-ana-til-mektep-305 Пакистандики өмәр уйғур вәхпи ачқан уйғур ана тил мәктипи дәрисханисидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Вәтиним тор бетидә елан қилинған " тилға тиғ салған өзимиз " намлиқ мақалә, уйғур зиялийлириниң уйғур тилини қоғдаш, уйғур тилиниң қәдир - қиммитини әслигә кәлтүрүш йолидики издинишлириниң бир ипадиси дейиш мумкин.

Мақалидә аптор 20 йиллиқ тәрҗиманлиқ хизмити җәрянида, өзи учратқан уйғур пешқәдәмлири, уйғур һөкүмәт кадирлири, диний затлар, сиясий кеңәш әзалири, хәлқ вәкиллири қатарлиқ кишиләрниң уйғур тилиға тутқан позитсийисидики бәзи әмәлий мисалларни сөзләш арқилиқ, уйғур тилиниң бүгүнки күндә учраватқан паҗиәлириниң сәвәбини көрситип беришкә тиришқан.

Аптор мақалисини мундақ башлайду, "мәмликәтлик вә аптоном районлуқ хәлқ қурултийи вәкиллири вә сиясий кеңәш әзалири ичидә, муәййән салмақни игиләйдиған уйғурларниң гепини қилишқа һоқуқ берилгән уйғур вәкилләр вә уйғур әзалар бар. Мән уларниң чоң йиғинларда, гуруппа йиғинлирида сөзгә чиқип пикир баян қилғанда бирәрсиниңму ана тилда сөзлигинини учратмидим, уларниң қолашмиған наһайити қаттиқ хәнзучә тәләппузи бәзиләргә хуш яқмиса, бәзиләрни көлдүрүвитәтти."

Аптор йәнә, тибәт вәкиллирини уйғур вәкиллири билән селиштуруп мундақ дәйду :" әмма тибәт хәлқидин болған хәлқ қурултийи вәкиллири, сиясий кеңәш әзалири һәргиз бизниңкиләргә охшимайду, улар ана тилида сөзләйду, тәрҗиманлиридин толуқ пайдилиниду."

Аптор уйғур кадирлириға мәхсус тәрҗиман аҗритип берилгән туруқлуқ уларниң йәнила қийнилип туруп хитай тилида сөзлишидиғанлиқини мундақ баян қилиду.

" Уларға хил тәрҗиманлар сәпләп берилгән туруқлуқ, йәнә шундақ қолашмиған тәләппузини көз - көз қилип, худди шу тилда сөзлимисә вәзиписидин елип ташлайдиғандәк тәхирсиз қияпәттә хәнзучә сөзләйду. Шуғиниси қиззиқки, аптоном районлуқ сиясий кеңәш яки аптоном районлуқ партком уларни хәнзу тилида сөзләшкә қистимайду, әксичә йиғин үчүн 42 тәрҗиман аҗритип берип, уларни ана тилида өз җайидики хәлқниң турмушида сақланған мәсилиләрни әйнән йәткүзүп беришни, бу һәқтә партком, һөкүмәтниң тәдбир бәлгилишини илмийлаштуруш үчүн иҗадий тәклипләрни беришини тәләп қилиду, шундақ турсиму улар йәнила өзлириниң функсийисини унтуп, қолашмиған хәнзучә тәләппузини көз - көз қилишиду. Ашу әзалиримиз ( вәкиллиримиз ) ана тилниң тәқдири һәққидә ойлишипму бақмайду. Демәк, тилимизға тиғ уруватқанлар өзимиз болмай ким ? бала йиғлимиса ана әмчәк салмайду, улар өзлирини шундақ санап һакимийәт ишлириға қатнашқандикин, һакимийәт ишлирини муһакимә қилғандин кейин, партком, һөкүмәт, ' уйғур миллитигә вәкил болған бу йолдашларниң қизғинлиқидин қариғанда пүткүл хәлқ мушундақ ойда охшайду ' дәп ойлап, уйғур тилиға болған еһтияҗни суслаштуруп қойған ... "

Апторниң бу мақалиси елан қилинғандин кейин тордашлар арисида бәс - муназириләр қозғиған болуп, башқа уйғур тор бәтлири бу мақалини көчүрүп өз тор бәтлиридә елан қилған.

Биз издәш арқилиқ мақалиниң әсли аптори билән сөһбәтлишиш пурситигә ериштуқ, шундақла мақалә аптори өз қарашлирини баян қилип, кәң аммиға сунди. 

Уйғур зиялийлири арисида уйғур тилини тәшәббус қилиш, уйғур тилиниң қәдир қиммитини сөзләш, қандақ қилғанда ана тилни қоғдап қалғили болиду дегән мәсилиләр һәққидә издиниш, тәдбир елиш кәйпияти омумйүзлүк қозғалған болуп, уйғур тор бәтлиридә бу хилдики мақалиләрни көпләп учритиш мумкин.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.