Әхәт әндиҗан әпәнди түркийә - хитай мунасивәтлири һәққидә тохталди
Мухбиримиз ирадә
2010.10.12
2010.10.12
Әмма түркийә - хитай мунасивәтлири болса бир мәһәл совуп қалди. Аридин бир мәзгил өткәндин кейин хитай даирилири түркийигә арқа - арқидин вәкил әвәтип мунасивәтләрни яхшилашқа тиришти. Хитай баш министири вен җябавниң бу қетимлиқ зияритиму һәм мана шуларниң давами һесаблиниду. Икки дөләт рәһбәрлириниң бу қетимлиқ учришишида төмүр йол, техника, ташйол қатарлиқ 8 саһә бойичә келишимләр түзүлгән.
Буниңдин сирт икки дөләт оттурисидики тиҗарәт соммисиниң 2015 йилиға кәлгәндә 50 милярд долларға чиқирилидиғанлиқи қәйт қилинди вә һәтта икки дөләт арисида истратегийилик шериклик сөз ибарисиму ишлитилди.
Мәлум болғандәк, түркийә әзәлдин хитай билән йеқин мунасивәт орнитишқа тиришип кәлгән. Әмма, хитай буниңға анчә йеқин кәлмигән болуп, икки дөләт арисида өз - ара ишәнмәслик хаһишиниң барлиқи илгири сүрүлгән иди. Ундақта немишқа шунчә вақиттин бери бәрпа болмиған бу ишәнч вә бу истратегийилик ортақлиқ 5 - июл үрүмчи вәқәсидә түркийә тәрәп өзиниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини наһайити очуқ вә қаттиқ бир тил ипадә қилғандин кейин әмәлгә ешип қалди ? биз бу соални түркийидики дөләт әрбаби, сабиқ дөләт министири әхәт әндиҗан әпәндидин соридуқ.
У бизниң зияритимизни қобул қилип соалимизға мундақ җаваб бәрди:
-- 5 - Июл үрүмчи вәқәси мәйданға кәлгәндә түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған түркийидә барлиққа кәлгән күчлүк җамаәт пикриниң бесими нәтиҗисидә хитайға " ирқий қирғинчилиқ " дегән сөзни ишләтти. Йәни мундақчә ейтқанда, түрк җамаитиниң һөкүмәттин күткән тәлипини биҗа кәлтүрди. Әрдоған у вақитта мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға охшаш хәлқаралиқ органларға көтүрүп чиқидиғанлиқи һәққидә бәзи сөзләрниму қилған, әмма уларниң һечбири әмәлийләшмиди. Әлвәттә әмәлийләшкән болсиди, хитай билән болған сиясий мунасивәтләргә җиддий дәриҗидә зиян йәткән болатти. Әмма, мәйли немила болсун, хитай түркийиниң бу қаттиқ позитсийисиниң хәлқарада бәлгилик дәриҗидә тәсир яратқанлиқини көрди. Шуңа хитай қолидики әң муһим козири болған иқтсадий мунасивәтләр козирини ойнашқа башлиди. Йәни хитай түркийә билән муһим тиҗарий вә истратегийилик һәмкарлиқимиз болған болсиди, түркийә 5 - июл вәқәлиригә һәргизму бундақ еғир позитсийә билдүрмигән болатти дәп ойлап, түркийә билән йеқин иқтисади мунасивәт орнитиш йолини таллиди. Йәни һазирчә көрүнүватқан сәвәб мана бу.
Бу қетим икки баш министирниң ортақ баяннамисида түркийә баш министири әрдоған асасән тиҗарәт үстидә тохталди. Әмма хитай баш министири вен җябав болса тиҗарәттин башқа йәнә террорлуққа қарши ортақ күрәш мәсилисиниму тилға елип өтти. Бу икки тәрәпниң нишаниниң йәнила охшимайдиғанлиқини көрситип бәрмәмду. Сизчә әрдоған хитайниң террорға қарши бирликтә күрәш қилиш тәливини қобул қилдиму?
-- яқ. Мән у мәсилә тоғрисида бир келишим имзаланди яки бирәр мадда түзүлди дәп қаримаймән. Чүнки шәрқий түркистан хәлқиниң һөкүмәткә қарши қилған һәрқандақ бир паалийити, һәтта аддийғина бир йиғилишиму хитай үчүн бир террорлуқ паалийәт дәп һесаблиниду. Йәни хитайниң террор һәққидики тәбириниң немә икәнликини пүтүн дуня билиду, җүмлидин түркийиму билиду. Хитайниң террорлуққа қарши ортақ күрәш дегини әмәлийәттә шәрқий түркистан һәрикәтлиригә вә шундақла уни қоллайдиғанларға қарши күрәш дегән мәнини ипадиләйду. Түркийиму буни билгәнлики үчүн баш министир рәҗәп таййип әрдоған мәнчә бу мәсилини күн тәртипкә әкәлмиди. Болмиған болса әрдоған икки тәрәпниң ортақ баяннамисида террорлуққа қарши ортақ күрәш дегән сөзни қилған болатти. Чүнки түркийиниң оттура асия дөләт рәһбәрлири вә русийә рәһбәрлири билән учришишидин кейин қилған сөзлиридә террорлуққа қарши ортақ күрәш дегән сөзни тапқили болиду. Әмма, хитай билән учришиштики сөзидә у ибарә йоқ.
Сизчә икки тәрәпниң учришишида уйғур мәсилисиму тилға елинғанмиду?
-- Натайин. Чүнки түркийә баш министири мәнпәәтни чиқиш қилип туруп сиясәт йүргүзүп кәлгән бирси. Пәқәтла шәрқий түркистан мәсилисидә әмәс, башқа түркий хәлқләр мәсилисидиму у һәрдаим ички сиясәттә башқа хил, ташқи сиясәттә башқа хил позитсийә тутуп кәлгән. Уяқниң адити шундақ. Мәнчә бу мәсилидиму йәнә шу позитсийисини ишлитиватиду. Түркийидики ички сиясәттә хитайни әйибләп, хитайға еғир бир тил ишләткән баш министирниң икки дөләт арисидики учришишларда бу мәсилини тилға алғиниға анчә ишәнмәймән.
Ундақта хитайчу? хитай тәрәпму қоймиғанмиду сизчә?
-- Хитайниң бу мәсилини оттуриға қоюшиниңму әһмийити йоқ. Чүнки хитай мәйли халисун, мәйли халимисун, шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән һәрқандақ вәқәгә түркийидики хәлқ интайин сәзгүр һаләттә болуп, хитайға қарши һәрдаим бир җамаәт пикри мәвҗуттур. Шуңа түркийә һөкүмитидин бир вәдә алған тәқдирдиму буниң һечқандақ пайдиси йоқлуқини хитайму билиду. Әгәр түркийә рәһбәрлири хитайға "яқ, биз шәрқий түркистан мәсилисидә һечнемә демәймиз, уларға һесдашлиқ қилмаймиз," дәп вәдә бәргән тәқдирдиму буниң һечқандақ пайдиси йоқ. Чүнки вақти келип шәрқий түркистанда йәнә бир вәқә болса, түркийидә буниңға қаттиқ җамаәт пикри һасил болиду. У чағда һөкүмәт бешида мәйли һазирқи партийә яки башқа партийә болсун, ким болушидин қәтийнәзәр түркийидә барлиққа кәлгән бу җамаәт пикригә қарита бир инкас қайтурушқа мәҗбур. Йәни түрк хәлқиниң хитайға болған ғәзипини пәсәйтиш үчүн түрк һөкүмитиниң хитайға қарши позитсийә билдүрүш мәҗбурийити бар. Хитайму буни билиду. Шуңа хитай тәрәпниң мәсилини оттуриға қоюшиму еһтималдин узақ.
Ахирида, сиз бу икки дөләт мунасивәтлириниң һазир кәлгән сәвийисигә қандақ баһа берисиз?
-- Бу йәрдә мәсилигә пәқәт тиҗарий җәһәттин баһа бериш керәк. Хитай һазир дунядики муһим тиҗарәт имканиға игә дөләт һалиға кәлди. Түркийиниң хитай билән милярд доллар қиммитидә тиҗарити бар. Тиҗарәтниң техиму тәрәққий қилдурулуши, түркийиниң хитайға қилидиған екиспортини арттуруши түрк һөкүмити үчүн муһим әһмийәткә игә. Хитайму түркийиниң бу тәлипини қандуруш арқилиқ униң шәрқий түркистан мәсилисидики сәзгүрлүкини йәни һеч болмиғанда қоллинидиған ибарисини юмшитишни нийәт қиливатиду. Һазирқи әһвалдин қариғанда бундин кейин мунасивәтләр мушу асаста давам қилидиғандәк көрүниватиду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.