Уйғур аял вә балилириниң һоқуқ мәнпәити қандақ шәрт астида капаләндүрүлиду?
2011.07.25

Болупму аял вә балиларниң җисманий вә җинсий зораванлиқниң қурбаниға айлиниш мәсилилири уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған чәтәлләрдики бир қисим уйғур зиялийлири уйғур аял вә нарсидиләрниң һәқ-һоқуқлириниң дәхли-тәрузға учраш мәсилилириниң еғир болуватқанлиқи һәмдә буниң сәвәблири һәққидә тохталди.
Уйғур елидики хитайчә чиқидиған һөкүмәт учурлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида 23-вә 24-июл күнлири ечилған, аяллар вә қурамиға йәтмигәнләр хизмити хуласә йиғинида, 2001-йилидин 2010-йилиғичә, уйғур елида балилар вә аялларниң һоқуқ мәнпәәтини, сиясий, иҗтимаий, иқтисади, аиливи вә җисманий қатарлиқ алтә саһә бойичә капаләтләндүрүшкә даир хизмәт вә мәсилиләр оттуриға қоюлған.
Йиғинда әдлийә даирилириниң тәминлигән доклатиға қариғанда, 10 йилдин буян уйғур ели җамаәт хәвпсизлик даирилири тәрипидин хатириләнгән, аял вә қорамиға йәтмигән балиларниң җисманий җәһәттин һәқ-һоқоқлириниң дәхли-тәрузға учраш делолири 11599қетим йүз бәргән, буниң ичидә қорамиға йәтмигән балиларниң һоқоқиниң таҗавузға учраш делоси 917 гә йетидикән. Доклатта йәнә хитай даирилириниң бу он йилда адәм бедиклири вә яман нийәтлик кишиләр тәрипидин алдап кетилгән вә сетиветилгән аял вә балилардин 4305 нәпәрни қутқузғанлиқи тилға елинған.
Йиғинда йәнә уйғур елиниң нопуси 21 милйон 813 миңдин ашқанлиқи, буниң ичидә қорамиға йәтмигәнләр 7 милйон 110 дин артуқ болуп, уйғур елида һәр үч нопусиниң бирини қорамиға йәтмигән дәп һесаблашқа болидиғанлиқи көрситилгән.
Буниң, уйғур елидә аяллар вә қорамиға йәтмигәнләрниң һоқуқ мәнпәәтини капаләтләндүрүш вә уларға қаритилған һәр саһә хизмәтлириниң тәң маслишип тәрәққий қилиши зөрүрлүкидин бешарәт икәнлики көрситилгән шундақла һазир һөкүмәтниң сиясити вә аял һәм балилар хизмитигә мәсул даириләрниң уйғур елида 10 йил хизмәт ишлиши нәтиҗисидә, аял вә балиларға уйғур районида иззәтлик, муқим, сағлам вә мәдәний яшаш вә өсүп йетилиш муһити бәрпа қилинди дейилгән.
Әмма чәтәлләрдики уйғурлар, уйғур аяллири вә қорамиға йәтмигәнләрниң вәзийитигә пүтүнләй башқичә баһа бериду,бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америкидики уйғур зиялий илшат һәсән әпәнди уйғур аял вә балиларниң хитайниң қанунида бекитилгән һоқуқ мәнпәәтлиридин мәһрум қалғандин башқа, инсаний һәқ-һоқоқлириниңму хитай һөкүмитиниң таҗавузчилиқиға учрап келиватқанлиқини шәрһлиди:
Мәркизи америкидики хәлқара уйғур инсан һәқлири вә демократийә фондидин зубәйрә ханим болса, уйғур аяллар, балиларниң иҗтимаий, сиясий, вә аиливи орни җәһәттин чүшәндүргәндә, уйғур аяллириниң аилидики орни юқири болсиму, әмма сиясий, иқтисади вә иҗтимаий орниниң төвәнлики сәвәблик, җисманий җәһәттин қоғдиниш һәқ-һоқоқиғиму игә болмайватқанлиқини, буниң мисалини пиланлиқ туғут сияситидинла көрүвалғили болидиғанлиқини чүшәндүрүп “уйғур аяллар вә балилар хитай һөкүмитиниң миллий қирғинчилиқ сияситиниң биваситә қурбанлири болмақта” деди.