Канада хитай мунасивәтлиридә бурулуш боламду?

Канада ташқи ишлар министири лавренке каннон хитайға қилған 4 күнлүк зияритини ахирлаштурди. У бу зиярәтни йәкшәнбә башлиғаниди. Дүшәнбә күни хитай ташқи ишлар министири яң җечи билән сөһбәт өткүзгән каннонни, сәйшәнбә күни, хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң қобул қилди.
Мухбиримиз камил турсун
2009.05.14
Stephen-Harper-bush-xu-305 Канада баш министири степһен һарпер, йапониәдики 8 дөләт йиғинида буш вә хулар билән биргә.
AFP Photo

Каннон чаршәнбә күни хитайниң шаңхәй шәһиридә зиярәттә болди. У йәнә бейҗиң дипломатийә университетидә ликсийә сөзлиди вә оқуғучиларниң соаллириға җаваб бәрди.

Канада хитай ташқи ишлар министирлириниң сөһбитидә,икки дөләт мунасивити, хәлқара мәсилиләр вә хитай ‏ - канада мунасивәтлирини яхшилаш һәққидә музакирә елип берилди. Бу көрүшүштә хитай ташқи ишлар министири, канада баш министири степһән һарпәрни хитайни зиярәт қилишқа тәклип қилған хитай һөкүмитиниң рәсмий тәклипини лавренке каннонға йәткүзди.

Канада ‏ - хитай сияси мунасивәтлири үч йилдин бери бир қәдәр соғуқ болуп кәлгәниди. Чүнки степһен һарпәр рәһбәрликидики консерватип партийиси һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин,хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини кәскин тәнқид қилип, хитай даирлириниң оғисини қозғап кәлгәниди. Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити бу қатмал вәзийәтни яхшилашни мәқсәт қилиду.
                                      
Канада ташқи ишлар министири лавренке каннон хитай рәһбәрлири билән көрүшүштин кейин, канада мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғанда,сөһбәтләрниң достанә вә сәмимий өткәнликини, икки тәрәпниң кәлгүсигә нәзәр селиш вә икки дөләт мунасивитини яхшилаш һәққидә ортақ қарашқа кәлгәнликини шундақла хитай һөкүмити үчүн назук болған кишилик һоқуқ мәсилисидә, өзиниң хитай рәһбәрлири билән кәң ‏ - кушадә сөһбәтләшкәнликини вә бу мәсилисидә икки дөләтниң қайтидин өз ‏ - ара һәмкарлишишқа келишкәнликини тилға алди.

Каннон сөзидә, икки дөләт оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитиниң әслигә кәлтүргәнликини, әмма буниң, хитайни биарам қилмайдиған шәкилдә башқа нам билән атилидиғанлиқини, һәтта бурунқи миханизимларда бәзи өзгиришләр болғанлиқини алаһидә әскәртти. У хитай зияритиниң икки дөләт оттурисидики җиддийликни пәсәйтиш вә мунасивәтләрни күчәйтиш ролини ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.

Либерал партийиси һөкүмити 97 - йилидин башлап,хитай даирилири билән елип барған,әмма һечбир үнүми болмиған кишилик һоқуқ сөһбитини консерватип һөкүмити 2006 - йили тохтитип қойғаниди.

Хитай мәтбуатлири болса,икки дөләт әмәлдарлириниң дуняви иқтисади кризис,террорлуқ,йәр шариниң иссип бериши вә юқумлуқ кесәлләр қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт елип барғанлиқини, икки тәрәпниң йоқириқи мәсилләрдә йәниму илгирилигән һалда һәмкарлишишқа қошулғанлиқини илгири сүрди. Адәттә хитай һөкүмити башқа дөләтләр билән мунасивәт қилғанда,террорчилиқ дигән аталғуни қистурушқа алаһидә қизиқиду вә шундақла чәтәлдики бәзи уйғурларни террорлуқ билән бағлашқа уруниду.

Канада мәтбуатлири,хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиңниң лавренке каннонни қобул қилишини хитайниң канада билән мунасивәтни яхшилаш нийитиниң бишарити дәп қаримақта. Чүнки буниңдин илгири хитайни зиярәт қилған канаданиң министирлири униңдәк йоқири дәриҗилик қобул қилишқа еришәлмигәниди.

Канада мәтбуатлири йәнә, хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң билән лавренке каннонниң ванковердә өткүзилидиған 2010 - йилидики қишлиқ олимпик мусабиқиси билән келәр йили шаңхәйдә өткүзилидиған дуня йәрмәнкисини икки дөләт мунасивитини күчәйтиштики бир пурсәт дәп атиғанлиқини вә икки дөләт әмәлдарлириниң мунасивәтни яхшилаш ирадисигә кәлгәнликини әскәртти.

Хитай мәтбуатлири,канаданиң хитай һөкүмитигә ахири тиз пүккәнликини,иқтисади кризис вә өктичи партийиниң қоллаш ниспитиниң йоқири көтүрүлүшиниң аз санлиқлар һөкүмити болған степһен һарпәр һөкүмитини хитай билән мунасивәтни яхшилашқа мәҗбур қилғанлиқини илгири сүрди. Степһен һарпәр һөкүмитиниң хитай билән болған соғуқ мунасивити хитайпәрәс либерал партийиси вә сода саһәсидикиләрниң узундин бери қаттиқ тәнқидигә учрап кәлгәниди.

Канада ташқи ишлар министири лавренке каннон зияритиниң ахирқи күнидә шаңхәйдә,кишилик һоқуқ җәһәттә хитайда илгириләшниң болғанлиқиниму тилға алди. Буниңдин илгири, канада баш министири степһен һарпәр һүсәйин җелил мәсилисидә көрүшүшни рәт қилған хитай дөләт рәиси ху җинтавға "хитай билән болған сода үчүн канада өзиниң қиммәт қариши болған демократийә,әркинлик вә кишилик һоқуқни қурбан қилмайду " дегән иди.

Гәрчә каннон хитай билән болған йеңи мунасивәттә демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ вә қанунниң үстүнлүкигә охшаш канаданиң қиммәт қарашлирида өзгириш болмайдиғанлиқини тәкитлисиму, әмма нөвәттики канада һөкүмити хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә сүкүт қилидиған, либерал партийиси дәвридики җимҗитлиқ дипломатийисигә қайтидиғандәк қилиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.