“миллий вә территорийилик аптономийини бикар қилиш һәққидә”
2011.07.26

Бу кишиләр бир тәрәптин хитай коммунист партийисиниң аз санлиқ милләтләр сияситини тәнқид қилса, йәнә бир тәрәптин хитай коммунист һакимийитидин кейинки аз санлиқ милләт сияситиниң қандақ болуши керәклики һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қоймақта. Бу һәқтә уйғур зиялийлириму мақалә елан қилип буниңға болған өз көз қарашлирини оттуриға қойди.
Түркийә измир әгә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди уйғурун сәси йәни уйғурниң авази намлиқ тор бетидә елан қилған “миллий вә территорийилик аптономийини бикар қилиш һәққид” мавзулуқ мақалисидә, уйғурлар үчүн хитай зиялийлири оттуриға қоюватқан федератсийә аптономийә мәсилисиниң муназирә темиси әмәсликини баян қилип мундақ дәп язиду:
Алди билән шуни әскәртип өтүшимиз керәкки , бу йил бәшинчи айда вашингтонда чақирилған “шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши” йиғининиң қарарида “аптономийә тилға елинмайду” дейилди. Шуңа хитай зиялийлири оттуриға қоюватқан федератсийә, аптономийә мәсилиси биз үчүн муназирә темиси болалмайду. Лекин хитай демократлири, хитай зиялийлириниң миллий сиясәт һәққидики чүшәнчә вә көз қарашлириниң хитай коммунистлиридин көп пәрқләнмәйдиғанлиқини оттуриға қоюш үчүн, муназирә қилиниватқан көз қарашларни нәзәрийә вә сиясәт билим җәһәттин анализ қилип өтүш зиянлиқ әмәс.
Бошун тор бетидә елан қилинған бир мақалидә, миллий аптономийини бикар қилип территорийилик аптономийини йолға қоюш, әгәр кәлгүсидә федератсийә түзүми йолға қоюлидиған болса, буни пәқәт тәйвән үчүнла йолға қоюп башқа милләтләр үчүн аптономийә билән чәклиниш керәклики илгири сүрүлгән. Бу көз қарашлар ма руңниң территорийилик аптономийини пүтүнләй бикар қилиш тоғрисидики тәклипи билән шәкил җәһәттин қариму-қарши болсиму, маһийәт җәһәттин көп пәрқлиқ әмәс.
Алимҗан инайәт әпәнди мақалисидә миллий аптономийини бикар қилип территорийилик аптономийини йолға қоюш дегәнлик уйғурларни пүтүн һәқ-һуқуқидин мәһрум қалдуруш дегәнлик икәнликини баян қилип мундақ дәп язиду:
Миллий аптономийини бикар қилип территорийилик аптономийә түзүмини йолға қоюш тоғрисидики көз қараш, аптономийә һоқуқиниң бир етник милләткә әмәс, территорийилик районға берилишини тәшәббус қилидиған, у районда қайси милләт көпчиликни игилисә, аптономийә һоқуқини шу милләтниң йүргүзүшини тәшәббус қилидиған көз қараштур. Бу көз қараш бойичә, һазир “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән намда миллий аптономийә йәни уйғур миллитини асас қилған миллий аптономийә тәкитләнгән. Әгәр миллий аптономийә бикар қилинип территорийилик аптономийә түзүми йолға қоюлса, “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән намни өзгәртип пәқәтла “шинҗаң аптоном райони” дәп аташқа тоғра келиду вә у чағда хитай нопуси уйғур нопусидин ешип кәткәндә аптономийә һоқуқи тәбиий һалда хитайларға өтүп кетиду. Бу пәқәт уйғур аптоном райони үчүнла әмәс, башқа миллий аптономийилик районларниму өз ичигә алиду. Бу хил көз қарашниң тегидә аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқини дәпсәндә қилидиған, сөздә болсиму берилгән һәқ-һоқуқларни қайтурувалидиған милләтчи, ирқчи, фашист яман нийәт йошурунған.
Алимҗан инайәт әпәнди мақалисидә хитайларниң территорийилик аптономийә түзүмини бикар қилиш көз қаришиниң хитайниң әсли нийитиниң ашкарилиниши икәнликини баян қилип мундақ дәп язиду:
Территорийилик аптономийә түзүмини бикар қилиш тоғрисидики көз қарашқа кәлсәк, бу ирқчи, милләтчи бир көз қараш. Бу һазирқи коммунист партийиниң позитсийидинму һалқип өткән фашст бир позитсийә. Чүнки бу, хитайдики башқа милләтләр өзини башқуруш һәқ-һоқуқиға игә әмәс, буниңға лайиқ әмәс дегәнликтин ибарәт. Бу хитай зиялийлириниң каллисидики аз санлиқ милләтләрни ассимилятсийә қилиш нийитиниң бир ипадиси. Бу әйни заманда йәнә хитай милләтчиликиниң тәрәққий қилип йәткән йеңи пәллисиниму әкс әттүрүп бериду.
Бәзи хитай зиялийлириниң хитайдики милләтләрниң, җүмлидин уйғурларниң өзи маңидиған йолини өзи таллиши керәкликини оттуриға қоюватқанлиқиму мәлум. Милләтләрниң өзи маңидиған йолини өзи таллиши тоғрисидики көз қараш милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи дегән принсипқа уйғун, реалист вә хәлқаралиқ вәзийәтниң омуми еқимиға мас келидиған көз қараш. Бу көз қарашни қоллашқа болиду. Уйғур хәлқи хитайдин айрилиш яки айрилмаслиқни өзиниң демократик әркин ирадиси бойичә бәлгилиши керәк. Уйғур хәлқиниң тәғдирини бир қанчә киши яки бир сиясий партийә вә яки башқа бир милләт бәлгиләп бәрмәслики лазим. Чүнки һакимийәт қәдимки көз қараш бойичә тәңридин яки илаһи күчләрдин әмәс, хәлқниң ирадиси, йәни хәлқниң ортақ қараридин келиду. Хәлқниң әркин ирадиси, хәлқниң ортақ қарариға таянмиған һакимийәт қанунлуқ һакимийәт әмәс, қанунсиз һакимийәт болуп һесаблиниду. Һазирқи хитай коммунист һакимийити бу мәнидә қанунсиз һакимийәттур.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди мақалисидә милләтләргә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққи берилиши, милләтләр хитайдин айрилиш яки айрилмаслиқни өз әркин ирадиси арқилиқ бәлгилиши керәк икәнликини аңлитип мундақ дәп язиду:
Юқиридики көз қарашларни оттуриға қоюватқанлар хитайниң парчилинип кетиш хәвпидин әндишә қиливатқан кишиләр. Бүгүнки дуня вәзийити, хитайниң ички тәрәққият әһвали вә ички динамик амиллири хитайниң парчилинип кетишиниң муқәррәр икәнликини көрсәтмәктә. Чүнки хитай коммунистлири бурун коммунистик тәшвиқат, қораллиқ күч вә зораванлиқ арқилиқ хитайни бир йәрдә тутуп туралиған иди, әмма хитай коммунист һакимийити ағдурулғандин кейин хитайни бир йәрдә тутуп туридиған идийә қалмайду, мәтбуаат әркинлики һоқуқи сиясий тәшвиқатни өз күчидин айрип ташлайду, инсан һәқ-һоқуқи сәзгүрлишидиғанлиқи үчүн зораванлиқ қилишму мумкин болмайду, пул-мәнпәәт идео логийиниң орнини алғачқа хитай қораллиқ күчлирини бейҗиң һөкүмитигә беқиндурушму асан болмайду. Хитай һәммини бикар қилип кәйнигә яналмайду, ғәрб демократийиси чүшәнчиси вә демократийә мәдәнийити болмиғанлиқи үчүн һәқиқий мәнидә демократийә түзүмигиму өтәлмәйду, милләтчилик фашистлиққа елип баридиғанлиқи үчүн хитайдики милләтләр мәсилисини һәл қилишиму мумкүн әмәс. Шуңа хитайниң алдида нәгә елип баридиғанлиқи ениқ болмиған үч йол қалди. 1-Мав зедуң дәвригә қайтиш, 2-демократийә түзүмигә өтүш, 3-милләтчиликни бирләштүрүш васитиси қилиш. Буларниң һечқайсиси хитайни ишәнчлик бир йолға елип баралмайду. Бу нуқтидин елип ейтқанда, хитайниң келәчики парлақ әмәс. Хитайниң бу нуқтиға келип қелиши хитай коммунистлирииниң 60 йиллиқ мустәбит һакимийиити. Йәни бүгүнки нәтиҗиниң сәвәби хитай коммунистлириниң 60 йиллиқ хата сиясити. Сәвәбни өзгәртиш имканийити болмиғачқа, нәтиҗини өзгәртишму мумкин әмәс. Шуңа мәйли территорийилик аптономийә түзүмини бикар қилсун, мәйли миллий аптономийә түзүмини бикар қилсун яки башқа бир түзүмгә өтсун, нәтиҗә өзгәрмәйду. Мәнчә хитай зиялийлири болсун яки хитай коммунистлири болсун, өтмүштики хаталиқларни қобул қилиш билән биллә, бу хаталиқларниң нәтиҗисиниму сәмимий бир шәкилдә қобул қилиш керәк. Милләтләргә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққи бериши керәк. Милләтләр хитайдин айрилиш яки айрилмаслиқни өз әркин ирадиси арқилиқ бәлгилиши керәк.