Хитай әзәлдин бизниң дәвалсила болидиған игисиз бағ бармикән?
2012.06.04
Сингапорда инглизчә чиқидиған “асия мулаһизилири” гезитиниң баян қилишичә, бу йилқи шаңгирила сөһбити 6-айниң 1-күнидин 3-күнигичә сингапорда өткүзүлди. Бу сөһбәттин тарқалған әң чоң хәвәр--хитайниң теңирқап қалғанлиқиниң тәсвири. Униңда баян қилинишичә, бу йилқи “шаңгирила сөһбити” гә 30 дөләт қатнашқан. Америка дөләт мудапиә министири панетта, америка деңиз қисимлириниң 50%i һазир атлантик окянда, 50%i тинч окянда. Буниңдин кейин 60% тин артуқи тинч окянда болиду, тинч окяндики, һинди окяндики һәрбий мәшиқләр көпәйтилиду, муһим өткәлләргә қаритилған һәрбий күч ашурулиду, бу истратегийилик өзгириш 2020-йилидин бурун әмәлийләштүрүлүп болиду дәп җакарлиған. Бу йилқи шаңгирила сөһбитиниң мутләқ көп сандики әзалири хитайға ғәзәп ипадилигән.
Америка авазниң баян қилишичә, бу йилқи сөһбәтниң җәнубий деңиз мәсилисигә мәркәзлишидиғанлиқи һәммигә аян иди. Хелидин буян җәнубий деңизда хитай билән башқа қошна дөләтләр арисида, болупму хитай билән филиппин, вйетнам арисида җиддий территорийә маҗираси болуватқанлиқиму сир әмәс. Америка бундақ әһвал астида хитайни, җәнубий деңиздики арал маҗиралирини дипломатик йол билән көп тәрәп сөһбәтлишип һәл қилишқа чақирип келиватқанлиқиму һәммигә аян.
Бу йилқи “шаңгирила сөһбити” гә америкиниң ташқи ишлар министирила әмәс, бәлки америка дөләт мудапиә министири панеттаму қатнашти. Америка баш штаб қоманданлири кеңишиниң башлиқи мартин дәмпси, америка тинч окян қисимлири қомандани смул локлер, америка кеңәш палатаси һәрбий ишлар комитетиниң башлиқи җон меккайнларму кәлди. Әмма җәнубий деңизда йүз бериватқан җиддий мәсилиләрни көп тәрәп сөһбәтлишип һәл қилғили болидиған бу яхши пурсәттә, чоқум қатнишишқа тегишлик болған, 5-айниң 28-күн камбоджада филиппинниң пантаг арили (хәлқарада сикар боро дәп атилидиған арал) ни әзәлдин хитайниң земини дәп җакарлиған хитай дөләт мудапиә министири ляң гуаңле өзи сөһбәткә кәлмиди. Хитай бу сөһбәткә азадлиқ армийә һәрбий пәнләр академийисиниң муавин башлиқи рен хәйчуәнни вәкил қилип әвәтти. Бу, хитайниң җәнубий деңиз мәсилисини һәл қилишта қошна дөләтләрдин өзини қачуруватқанлиқини билдүридикән.
Хитайда чиқидиған “йәр шари вақти гезити”ниң баян қилишичә, америка бу сөһбәттә, өзиниң иттипақчилириға буниңдин бурун бәргән вәдилирини қайтидин җакарлап, уларни дәккә-дүккидин хали қилған. Бир мунчә дөләтләр америкиға тайинип хитайға һуҗум қилған. Лекин бу сөһбәттә хитайму бош кәлмәй, америкини бу райондин чәткә қеқиш мәйданини ипадилигән.
Бу гезиттә йәнә, “соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә, америка 60% һәрбий күчини атлантик (улуғ) окянға қойған иди. У, тиғ учини совет иттипақиға қаратқанлиқ иди, һазир америка 60% дин артуқ һәрбий күчини тинч окянға топлашқа башлиди, бу, тиғ учини хитайға қаратқанлиқ болмай немә?” дәп тәһлил қилинған.
Әмма бу һәқтә қозғалған әркин муназирә бәтлиригә, хитай даирилири дуняда хитай әзәлдин бизниң дәвалсила болидиған мевилик бағ йоқлуқини чүшәндүридиған обзорлар чапланған.
“бирләшмә агентлиқи” ниң бүгүн сингапордин баян қилишичә, америка һазир радарға чүшмәйдиған әң заманиви уруш парахотлирини тинч окянға қоюшқа башлиған.
Сингапордики шаңгирила меһманханисида өткүзүлгән бу қетимқи сөһбәтниң намидики “шаңгирила” дегән сөз оқурмәнләргә наһайити көп ибрәтлик һикайиларниму чүшәндүриду. Вики енсиклопедийисидә баян қилинишичә, “шаңгирила” дегән сөз қәдимки тибәт тилидики шаңгирила дегән бир арзулуқ макан һәққидики ривайәттин кәлгән. 1933-Йили әнглийилик язғучи җәмс хилтон бу ривайәткә асасән “ғайиб болған макан” дегән романни йезип чиққан, кейин бир кино филими ишләнгән. Униңда, һималая тағлиридики “шаңгирила” дегән бир арзулуқ макан (җәннәт)ниң ғайиб болғанлиқиниң җәряни тәсвирләнгән. Шуниңдин кейин, һиндистанниң контроллуқидики ладақни, пакистанниң контроллуқидики балтистанни, һәтта пүтүн хонза җилғисини шу ғайиб болған “шаңгирила” ға охшитидиған әдәбий әсәрләр мәйданға кәлгән. Йүннәндики лиҗаң дәряси бойидиму шундақ бир арзулуқ маканниң ғайиб болғанлиқи тәсвирләнгән йәнә бир әсәрму бар. Һәтта гитлер германийиси ариян қәбилириниң ата-бовилири тибәт-көкнур районидин кәлгән дегән ривайәткә асасән, бу районға йәттә қетим қидириш әтрити әвәткән дегән сөз-чөчәкму йоқ әмәс. Омумән “шаңгирила” дегән бу сөзни, кишиләр йиллардин буян кишиләрниң арзусидики “игисиз бағ” дегән мәнидә қоллинип келиватиду.