Шәрқий түркистан мәсилисиниң һәл қилинишида түркийә вә ислам дуняси
Мухбиримиз арислан
2010.08.11
2010.08.11

RFA Photo / Arslan
Язғучи әһмәт әмин дағ әпәндиниң бу мақалиси мундақ башланған: тарихниң аҗайип нәқишлиридин бири болса керәк, түрк дунясиниң әң ғәрбий вә әң шәрқий учидики түркийә билән шәрқий түркистан арисида җуғрапийилик мусапә тосалғу болалмиған йеқинлиқ туйғуси вә роһий бирлик бар. Әмма мәниви җәһәттә көпрәк һес қилинған бу йеқинлиқниң сиясий вә иқтисадий җәһәттә әкс етишигә көпинчә һалларда бир қатар мәсилиләр тосалғулуқ қилмақта.
Османийлар императорлуқиниң ахирқи мәзгиллиридә мәйданға кәлгән сиясий йеқинлишиш паалийәтлири узун мәзгиллик һәмкарлиққа айлиналмиди. 19 - Әсирдә, шәрқий түркистанниң йәрлик һөкүмдарлири османийлар императорлуқиға бәйәт қилип, султан намиға хутбә оқутти вә сиясий мунасивәтниң күчлиниши үчүн тиришчанлиқ көрсәтти. Султан абдуләзизхан шәрқий түркистанниң әмири яқуб бәгкә һәрбий һәйәт әвәтип, рәқиб дөләтләргә қарши яр йөләк болди.
Абдулһәмидхан мәзгилидә болса, шәрқий түркистанда бир ислам университети қуруш пилани оттуриға қоюлди. Әмма османийлар императорлуқиниң заваллиққа йүз тутқан зәип күчи йирақ җуғрапийилик районларға көңүл бөлүшигә яр бәрмигәнниң үстигә йәнә асияда йүксилишкә башлиған хитай һакимийити вә шәрқий түркистан ишғалийити бу икки дөләт арисидики мунасивәтниң күчийишигә тамамән тосалғулуқ қилди.
Әһмәт әмин дағ әпәнди мақалисидә хитай - түркийә мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ язған:
20 - Әсирниң кириши билән тәң пүткүл ислам дунясиниң ятлар ишғалийитигә учриши бәкму начар вәзийәт бәрпа қилди. Әнә шу дәврдин башлап түркийә билән шәрқий түркистанниң арисидики мунасивәт тамамән үзүлүп қалди. Түркийә һәр җәһәттин пүтүнләй ғәрбкә йүзләнгәчкә, асиядики дөләтләр билән болған мунасивити интайин зәиплишип кәтти. Сиясий вә иқтисадий җәһәттила әмәс, мәдәний җәһәттиму чоңқур һес қилинған бу бурулуш сәвәбидин асиядики түркләр билән пәқәт романтик мунасивәт беғила қелип қалди. У мәзгилләрдә, түркийиму өз мәвҗудийитини қоғдап қелиш кризисиға дуч келиватқачқа, русийә вә хитайға охшаш дөләтләрниң күнсери ешип бериватқан күчигә қарши көрүнәрлик дәриҗидә пут тирәп туралиши мумкин әмәс иди. Шуңа ташқи дуня түрклири билән болған мунасивити әң төвән сәвийигә берип йәтти, шәрқий түркистанму бу әһвалдин мустәсна әмәс әлвәттә. Мана бу мәзгилдә, түркийә өзиниң йеқин әтрапида йүз бәргән бир мунчилиған вәқә һадисиләргиму пәрвасизлиқ қилди.
Түркийиниң ташқи сиясәт әһдинамилири хитай билән күнсери йүксиливатқан тиҗарий вә сиясий мунасивәтлири сәвәбидин шәрқий түркистан мәсилисидә сәлбий рол ойниди. Шуңа, 2000 - йиллардин етибарән йүксилишкә башлиған түркийә хитай мунасивәтлири сәвәбидин түркийиниң шәрқий түркистан һәққидики иҗабий паалийәтлири нисбий сәвийигә чүшүп қалди. 2003 - Йили түркийидә һакимийәт бешидики партийиниң алмишиши, түркийә ичидила әмәс, сиртидиму иҗабий тәсир пәйда қилғачқа, шәрқий түркистан мәсилиси һәққидики үмидләр қайтидин җанлинишқа башлиди. Йеңи һакимийәтниң бурунқисидин айрип туридиған әң чоң пәрқ шуки, шәрқий түркистанлиқлар түркийидә бурунқидин әркин паалийәт елип баралайдиған болди. Йеңи һөкүмәт бурунқи чәклимиләрни сәл - пәл әркин қоюп бәргән болсиму, мәсилиниң түптин һәл болуши үчүн көрүнәрлик дәриҗидә алға илгирилийәлмиди. Түркийиниң шәрқий түркистан мәсилисидә ойниялайдиған ролини хитай билән болған мунасивәтләрдин айрип қариғили болмиғачқа, аввал икки дөләт арисидики мунасивәтләрдин пайдилиниш майиллиқи шәкилләнди. Хитайни әң болмиғанда уйғур хәлқиниң турмуш шараитиниң яхшилиниши үчүн болсиму бәзи қәдәмләрни елишқа зорлаш әң мувапиқ сиясәт дәп қаралди. Бу сиясәтниң чәтәлләрдики уйғурларниң үмидини йәрдә қойғанлиқи һәммигә аян. Әнқәрәниң йеңи сияситидики асасий нишан һәр икки тәрәпниң әң әқәллий арзу үмидлирини мувапиқ шәкилдә бирләштүрүштин ибарәт.
Түркийә билән хитай арисида 40 қа йеқин келишим вә 20 милярд долларлиқ иқтисадий мунасивәт бар. Бу келишимнамиләр түркийиниң һәрикәт даирисини тарлаштурувәтсиму, әң болмиғанда, ислам дөләтлириниң ортақ программисида мәсилиниң инсаний тәрәплириниң һәл қилиниши үчүн һәрикәт қилишқа тосалғу болмайду.
Әһмәд әмин дағ әпәнди мақалисидә ислам дөләтлириниң шәрқий түркистан мәсилисигә қарита көз юмуватқанлиқиниң сәвәблирини оттуриға қоюп мундақ язған:
Ислам дунясиниң мусулманларға мунасивәтлик һәр мәсилигә охшашла шәрқий түркистан мәсилиси һәққидиму пүтүн сүрүк муамилиси яки сиясити йоқ. Шуңа ислам кеңиши тәшкилатиға әза 57 дөләтниң ортақ пикрини әкс әттүридиған позитсийини ипадиләшниң орниға, һәрқайси ислам дөләтлириниң өз алдиға тутқан позитсийилирини мундақ үч түргә айрип хуласилашқа болиду.
1) Прагматик (сүйиистемалчи) позитсийә: бу категорийигә тәвә дөләтләр хитайниң биваситә тәсиригә учриғанлиқи вә нопузи астида қалғанлиқи яки хитайдин келидиған маддий мәнпәәт түпәйлидин шәрқий түркистан давасини дөләт сүпитидә қоллимайду, әмма хәлқи қизғин һесдашлиқ қилиду. Бу категорийә ичидики әң йеқин чәмбәрни оттура асия дөләтлири шәкилләндүриду. Совет иттипақиниң парчилинишидин кейин пәйда болған истратегийилик бошлуқ оттура асияға қошна болған шәрқий түркистанниң бейҗиң һакимийити нәзиридики әһмийитиниң техиму ешишиға сәвәб болди.
Хитай һакимийити совет иттипақи чекинип чиққан барлиқ нопуз даирисини өз илкигә өткүзүвелиш үчүн пүтүн зеһнини бу дөләтләргә мәркәзләштүрди. Бу җәрянда, шәрқий түркистан земини оттура асияға тутишип туридиған муһим өткәл болғачқа, бу районға қаратқан хитай көчмән сиясити техиму күчәйтилди. Совет иттипақидин кейин пәйда болған истратегийилик һаңни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ тиндурмақчи болған хитай һөкүмити оттура асия дөләтлириниң иқтисадий вә сиясий муқимлиқиға яр йөләк болуш сиясити йолға қойди вә иқтисадий нопузини ашурушқа тиришти.
Йәнә шу мәзгилләрдики сиясий муқимсизлиқ вәзийитидә бу дөләтләрдә күнсери күчлинип кетиватқан исламий еқимларниң қандақла қилип болмисун шәрқий түркистандики уйғурларғиму тәсир көрситишидин хәвпсиригән хитай һакимийити бихәтәрлик вә учур ахбарат саһәлиридә оттура асия дөләтлирини мувәппәқийәтлик һалда индәккә кәлтүрүвалди. Бу сәвәбтин оттура асияда яшаватқан нурғунлиған көчмән уйғур зор қийинчилиққа дуч кәлди.
Оттура асия дөләтлири дәсләптә шәрқий түркистан муҗадилисигә дөләт сүпитидә қулақ йопурувелип, хәлқ арқилиқ ярдәм қолини сунған болсиму, 1990 - йиллириниң ахиридин етибарән бу сиясәт пүтүнләй хитайниң арзусиға мас һалда йүргүзүлүшкә башлиди. Уйғурларниң хитай һөкүмитигә қайтуруп берилишидин буни очуқ көрүвелишқа болиду.
Өзлириниң лиңшип турған һакимийитини исламий мухалипәтчиләрдин қоғдап қалалмаслиқтин қаттиқ хәвпсиригән бу дөләтләр уйғурлар еғир хиянәт қилиш бәдилигә хитайниң һимайиси астиға кирди. Йәрлик хәлқниң уйғурларға болған һесдашлиқи давамлашсиму, дөләт сияситиниң тейилғақ земини бу дөләтләрдики уйғурларниң давасини еғир дәриҗидә зәхмиләндүрди.
2) Реалист позитсийә: ислам дунясидики уйғур сиясәтлиридә иккинчи категорийини тәшкил қилидиғини реалист позитсийә болуп, хитайниң күнсери ешип бериватқан күчиниң башқичә сиясәткә рухсәт бәрмәйдиғанлиқини көрүп йәткән яки өзлирини бундақ бир мәсилигә мунасивәтсиз дәп қарап, шәрқий түркистан мәсилисигә бейҗиң һөкүмитиниң көзи билән қарайдиған дөләтләр тутуватқан позитсийисини көрситиду.
Булардин бири һесаблинидиған мисир һөкүмити миңларчә уйғур оқуғучиниң өз дөлитидә оқуватқанлиқини билип туруп, дуняда бундақ бир мәсилидин хәвири йоқтәк позитсийә тутмақта. Ундин башқа, һиндонезийә вә малайшия қатарлиқ дөләтләрму хитайниң биваситә тәсир даириси ичидә болуши түпәйлидин, шәрқий түркистан мәсилисигә хитайниң мутләқ күчини әмәлий чиқиш қилған һалда һәл қилиниши керәкликини илгири сүрмәктә.
3) Идеалист позитсийә: үчинчи категорийә болса, идеалистларниң сиясий бәс муназирилиридин ибарәт. Болупму чәтәлдикиләр үнүмлүк паалийәт йүргүзәләйдиған вә уйғур давасида чоң қоллап қуввәтләшкә еришәләйдиған дөләтләрдики омумий позитсийини ипадиләп бериду. Булардин сәуди әрәбистан вә түркийигә охшаш дөләтләр уйғур давасиға исламий яки тарихий сәвәбләрдин игә чиқмақта вә шәрқий түркистан давасини (мустәқиллиқниму өз ичигә алған һалда) һазирқи хәлқаралиқ мувазинәтниңму нерисида һәл қилишқа тәйяр турмақта. Бу дөләтләрдә уйғурларниң китаб материял нәшр қилиш, шәрқий түркистандики һәқ дәпсәндичиликлирини аңлитиш қатарлиқ иҗтимаий паалийәтлири бималал йүргүзүлмәктә.
Әһмәт әмин дағ әпәнди мақалисиниң ахирида мундақ язған: нәтиҗидә сорашқа тегишлик соал шуки, тилға елинған бу пәрқлиқ позитсийә (муамилә) вә сиясәтләрни ортақ бир нишан үстидә тепиштуруш мумкинчилики барму йоқму? бу нуқтида, яврупа бирлики өтмүштә оттуриға қойған ортақ доклатларға охшаш, бир қутуб шәклидә һәрикәт елип берилса, тунҗи қәдәмдә шәрқий түркистандики һәқ дәпсәндичиликлирини тохтатқили; иккинчи қәдәмдә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққиниң берилишини тәләп қилғили болиду. Әмма бу мәсилигә әң муһим сәһниләрдин бири болуши керәк болған ислам кеңиши тәшкилатиниң бу темини қоллиши йетәрлик болмайватиду. Шәрқий түркистанлиқлар қурған хәлқаралиқ тәшкилатларниң һечбири ислам кеңиши тәшкилатиниң һәрхил программилирида әза яки мәслиһәтчи сүпитидә йәр алалмайватиду.
Тунҗи қәдәмни мушу гуруппиларниң исламий мунбәрләргә елиниши билән башлашқа болиду. Андин ислам кеңиши тәшкилати уйғур җамаәтчиликиниң рәһбәрликидә тәшкилатниң (шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилишқа мунасивәтлик) қисқа, оттура вә узун мәзгиллик пиланлирини түзүп чиқса вә тәшкилатқа әза дөләтләрниң тәстиқиға сунса болиду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.