Әдәп - әхлақ вә мәниви мәдәнийәт
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.05.21
2008.05.21
Һәр қандақ бир хил яшаш усули вә иҗтимаий түзүм кишиләрниң есил әхлақи вә йүксәк иш - һәрикити билән мукәммәллишиду. Әдәп - әхлақ қурулуши вә иҗтимаий реаллиқниң бир пүтүнлүки һәр қандақ бир дин вә һәр қандақ бир қанунниң муһим тәркибидур. Хусусән мусулманларниң өз әхлақи қурулуши болмиса, улар етиқад қилип келиватқан динниң түп идийиси өзиниң мәниви һәрикәтләндүргүч күчи, әқлий ярдими вә етиқад капалитидин мәһрум болиду.
Роһий тәрбийилиниш билән җәмийәтниң бирлики
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд нияз һаҗим роһий тәрбийә һәққидә мундақ деди:" җәмийәт тәрәққияти җәрянида, маддий мәдәнийликниң улғийиши билән биргә кишиләр мәниви мәдәнийәтниму әркин таллап, өзиниң хилму- хил риқабәт еңини мунасип ашуриду, бу обйектип җәһәттә пүткүл җәмийәтниң мәниви турмуши мол, көп хил болған һаләтни шәкилләндүриду, лекин шуниң билән бир вақитта, кишиләр маддий вә мәниви җәһәтләрдә тәңпуңлуқни йоқитип қойиду. Шуңа униңдики һалқилиқ мәсилә роһий тәрбийилиниш болуп қалиду. Әгәр инсанниң роһи өз вақтида йетәкчиликкә еришәлисә, мөлчәрләп болғусиз иҗтимаий үнүм һасил қилип, мувәппәқийәткә еришиду. Роһ пак һәм тоғра болидикән, тәбиий һалда, җәмийәт тинч - аманлиққа игә қилинип, иҗтимаий иш - һәрикәтләрниң һәммиси яхшилиниду. Шуңа қуран кәримдә:' и мөминләр! өзүңларни гунаһтин сақлаңлар, силәр қачаники тоғра йолда болсаңлар, башқиларниң адашқини силәргә зиян йәткүзәлмәйду,' дәп көрситилгән. Буниңдин көрүвелишқа болидуки, шәхсләрниң роһий тәрбийилиниши иҗтимаий әхлаққа мас келидиған шәхсий мәниви мәдәнийлик болуп, улар иҗтимаий әмәлийәт давамида, уни өзиниң ички иш - һәрикитиниң өлчими вә қиммәт нишаниға айландуруп, өзлиригә хас шәхсий әхлақ қилип шәкилләндүриду. Мана бу роһий тәрбийилиниш билән иҗтимаийлиқниң бирликидур."Әнәнигә варислиқ қилиш билән үлгилик ролниң бирлики
Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, аллаһ тәрипидин кәлгән динлар вә иҗтимаий қанунлар җәмийәтни яхшилаш мәқситигә йетиш үчүн, кишиләрниң өзлириниң есил әнәнилиригә варислиқ қилиши вә уларни җари қилдурушиға бәкму әһмийәт бериду. Улардин кәмбәғәлләрни йөләп, хейимхәтәргә учриғанларни қутфузушни, зораванларға қарши чиқип, аҗизларни йөләшни, кәң қорсақ, мәрданә болуш, кишиләргә хошаллиқ кәлтүрүш, һесдашлиқ роһиға бай болуштәк әнәниви гүзәл әхлақларға варислиқ қилиш вә уни җари қилдурушни, өзини қурбан қилалайдиған пидакарлиқ роһқа, җапа - мушәққәттин қорқмайдиған пәзиләткә вә иттипақлишип илгирләйдиған идийигә игә болушни тәләб қилиду.Шуңа қуран кәримдә:" силәр яхши ишқа вә тәқвалиққа ярдәмлишиңлар, гунаһқа вә зулумға ярдәмләшмәңлар"дәп көрситилгән.
Мәвҗуд нуқсанларни билиш билән әмәлийәтчиликниң бирлики
Тарих шуни испатлидики, һәр қандақ иҗтимаий форматсийидә әң ачқучлуқ нуқсан әхлақ - етиқад буһранидур. Тәрбийә аввал шәхс асасий бирлик қилинған әхлақ қурулушини алдинқи орунға қойидиған болғачқа, униңда тәшәббускарлиқ билән иҗтимаий мәдәнийликкә маслишиш җәһәттә күчлүк уйғунлишиш иқтидари бардур.Шуңа һәр қандақ тәрбийәдә мәниви әхлақ қурулушини шәхсни асас қилип қанат яйдуруп, шәхсниң ички тәрбийилинишигә әһмийәт берилиду. Иҗтимаий әмәлийәткә әһмийәт бериш һәр қандақ тәрбийиниң үнүм беришиниң асасидур.