Меһрибанлиқ инсан тәбиитиниң мукәммәлликидур
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.06.19
2008.06.19
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулкерим һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулкерим һаҗим билән сөһбәт
Абдулкерим һаҗим меһрибанлиқниң инсан тәбиитидики есил әхлақларниң бири икәнлики һәққидә тохтулуп мундақ деди: " инсан инсанийәткила әмәс, бәлки пүтүн җанлиқларға меһрибан вә көйүмчан болушқа тегишлик. Шуңа инсан дуняда әқиллиқ вә әң етибарлиқ мәвҗудат. Җанлиқлар ичидә мукәммәллик инсанға хас алаһидиликтур. Инсанлар бир - биригә көйүнүш вә меһрибанлиқини көрситиш арқилиқла бу һаятлиқта өзиниму вә башқиларниму бәхтлик яшиталайду. Чүнки меһрибанлиқ туйғуси болмиған қәлбтин яхшилиқ күткили болмайду. Навада, инсанниң туйғуси хунукләшсә у өзини башқа җанлиқлардинму интайин төвән орунға чүшүрүп қойған вә җансиз металларға охшаш һеч нәрсә тәсир қилмайдиған вә һеч нәрсини һес қилмайдиған болуп қалиду. Чүнки инсандин башқа җанлиқлардиму меһрибанлиқ, көйүмчанлиқ вә өз ара һәмкарлишиш бар болған йәрдә, инсан шу җанлиқларчиликму болалмиса, униң инсанлиқ хусусийити вә етибари қалмиған вә башқа җанлиқлардиму төвән орунға чүшүп қалған болиду. Каинатниң яратқучиси әң меһрибандур. Меһрибанлиқ униң сүпәтлиридин биридур. Чүнки у меһрибанлиқни яратқан вә қәлибләргә уни бәхш әткән заттур. Кишиләр арисидики өз ара көйүнүш вә меһрибанлиқ әшу меһрибанлиқниң изнасидур."Меһрибанлиқ қилмайдиғанлар меһрибанлиқ көрәлмәйду
Абдулкерим һаҗим меһрибанлиқниң инсаний зөрүрийәт икәнлики һәққидә тохтулуп мундақ деди:" адәм бәзидә өз достлириға учрашқанда хуш чирай ачиду, өз пәрзәнтлиригә көйүниду, өз әһлигә меһрибанлиқ көрситиду. Бу һәммә кишидә ортақ тепилидиған әқәлли иш. Буни һәрким қилалайду. Әмма пүтүн инсанларға көйүнүш, тонумайдиған бири болсиму униңдин ярдәм сориса, униң һаҗитини рава қилиш, башқиларниң пәрзәнтлиригә, хусусән йетимлар өз пәрзәнтим әмәсқу демәстин меһрибанлиқ вә ғәмхорлуқ қилиш, хошнилириға, хизмәтдашлириға вә учрашқан һәр қандақ кишигә меһрибанлиқ көрситиш гүзәл әхлақ даирисидә иш елип баридиған пәзиләтлик кишиләрниң хислитидур. Мундақ кишиләр аллаһниң вә хәлқниң сөйгүсигә сазавәр болидиған кишиләрдур. Бир һәдистә:" кишиләргә меһрибанлиқ қилмиған адәмгә аллаһ меһрибанлиқ қилмайду"дәп кәлгән. Бәзи кишиләр өзлиригә совға қилинған бу меһрибанлиқтин ибарәт есил хисләтни қобул қилмастин, униң йолиға таш тосуқларни қоюп униң еқинини үзүп ташлайду. Һәтта кишиләрниң чирайиға тәбәссум билән қараштин ибарәт һечқандақ күч яки бәдәл тәләб қилмайдиған, аддиғинә меһрибанлиқ ишарисини көрситишкиму бехиллиқ қилиду. Әтрапидикилиригә очуқ чирай ачмайду, пәрзәнтлиригә қопал муамилидә болиду. Достлирини рәнҗитиду. Хошнилирини бизар қилиду, хизмәтдашлирини раһәтсиз қилиду. Ахирида мундақ инсанлар өзлириниму вә башқиларниму бәхтсиз қилғандин башқисиға еришәлмәйду. Аллаһниң вә хәлқниң нәзиридин чүшүп қалиду."Меһрибанлиқ пүтүн җанлиқларда ортақ болған хисләт
Абдулкерим һаҗимниң ейтишичә, меһрибанлиқ пүтүн җанлиқларда болидиған ортақ хисләттур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бу һәқиқәтни баян қилип бир һәдистә:" аллаһ меһрибанлиқни йүзгә бөлүп, униң бирини земингә әвәткән. Ашу бири билән мәхлуқатлар өз ара меһрибанлиқ қилишиду. Һәтта һайван балисиға дәссәп селиштин әнсирәп туйиқини көтүриду," дәп көрсәткән.Демәк, меһрибанлиқ инсанларғила хас бир хисләт болмастин, униңға пүтүн җанлиқлар иштирактур. Меһрибанлиқниң даириси интайин кәң болуп, йетимләрниң бешини силаш, аҗизларға ярдәм қилиш, һаҗәтмәнләрниң һаҗитини рава қилиш, һәтта һайванларға шәпқәт қилишниму өз ичигә алиду. Иккинчи хәлипә өмәр ибни хәттаб бир адәмниң бир қойни өлтүрүш үчүн путидин сөрәп кетиватқанлиқини көрүп:" һәй сени! уни өлүмгә силиқ йетиләп бар"дегән. Чүнки һайванму худди инсанға охшаш ағриқ һес қилған икән, униң җенини ағритмаслиққа тиришишму меһрибанлиқниң бир түридур.