"Алтә империйиниң елишиши, шинҗаң үчүн җәң" (5)
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.18
2008.06.18
Рус тарихчиси вадим обуховниң " алтә империйиниң елишиши , шинҗаң үчүн җәң" мавзулуқ, 2007 - йили москвада нәшир қилинған китабида оттуриға қоюлушичә, совет һөкүмити иккинчи җаһан уруши ахирлишиш һарписида америкиниң японийигә атом бомбиси ташлишидин кейин, әсәбийлишип, совет алимлириниң тездин атом бомбиси яшиши һәм уран канлирини издәп тепишини буйриған.
Шәрқий түркистан миллий армийиси или, алтай, чөчәкни азад қилғандин кейин, совет иттипақи геологлири алтайда уран қезишни күчәйткән болуп, бу уранлар сталинниң атом бомба пилани үчүн ишлитилгән.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз үмидварниң тәпсилий мәлуматини аңлайсиз.