Тарихни өзгәрткән мәктуплар намлиқ китаб нәшр қилинди

Йеқинда тарихни өзгәрткән мәктуплар намлиқ китаб йәдивәрән нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китабни түркийилик язғучи хақан боз әпәнди түрк тилида язған.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.05.26
tarihni-ozgertken-mektuplar-305.jpg Йеқинда “тарихни өзгәрткән мәктуплар” намлиқ китаб йәдивәрән нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.
RFA/Arslan

Язғучи хақан боз тарихни өзгәрткән мәктуплар намлиқ китабниң кириш сөзидә мундақ язған: тарих пәқәт ибрәт елиш үчүнла әмәс, бәлки қудрәт вә күч елинидиған бир мәктәп. Әһвал бундақ икән, әслини билмигән бир нәсилниң тарихтин күч вә ибрәт елиши мумкин болмайду. Шуниң үчүн кәлгүси әвладлиримизға миллий кимлик туйғуси һес қилдурушниң бирдин-бир йоли өз тарихимиздин сәһипиләр тәқдим қилиш. Тарихниң алтун сәһипилиридә йәр алған тарихниң еқишини шәкилләндүргән түрк тарихида әһмийәтлик, әмма унтулуп кәткән муһим тарихи мәктупларни оттуриға чиқиришқа тиришчанлиқ көрсәттуқ.

Бу китаб 3 бөлүмидин тәркиб тапқан болуп, биринчи бөлүми һонларниң хақани мәтәханниң хитай императорлуқиға әвәткән мәктуплири, һонларниң шаһзадиси билгәхақанниң йүрүш қилиши, хитай сарийида йиғин ечиш, хитай императориниң мәтәханға язған мәктуплири дегәнгә охшаш темиларни өз ичигә алған.

Китабниң иккинчи бөлүми болса, дөләт һакимийити вә мәзлум милләтләр, қибрис арилиниң фәтһи қилиниши, шәрқий түркистанда османли излири, османли дөлити вә қәшқәрийә әмирлики, султан абдулһәмидниң ислам бирлики сиясити, султан 2‏-абдулһәмидниң хитай сиясити, архипларда османли вә түркистан мунасивәтлири, қан, пул вә тупрақ, вәтән туприқи пулға сетилмайду дегәнгә охшаш темиларни өз ичигә алған.

Китабниң үчинчи бөлүми болса, ататүркниң муһим мәктуплири, әнвәр пашиниң ата түрк мустапа камалға язған мәктуплири, тарихи һөҗҗәтләр, йеңи бир дуня қурулиду, түркийә у дуняда орнини тапиду дегәнгә охшаш темиларни өз ичигә алиду.

Китабта һонлар билән хитайларниң оттурисидики мунасивәтләр тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: “миладийидин илгири 176 йилиниң ахирлирида һонлар хақаниниң шаһзадиси сағ билги хақан хитай тупрақлириға киргән вә қоманданлири билән бирликтә алдиға учриған йәрләрни вәйран қилған вә миңлиған хитай әскәрлирини әсир елип кәткән. 15 Йиллиқ тинчлиқтин кейин йүз бәргән бу вәқәләрниң сәвәблириниң бири, хитайдин панаһлиқ тиләп қечип кәткән һонлар билгә хақанниң аччиқини кәлтүргән болуп, һонлар бу сәвәбтин хитай тупрақлирини ишғал қилиш үчүн әмәс, қачқан һонларға панаһлиқ бәргән хитайларниң һәрбий қоманданлирини әсир елип қайтип чиқип кәткән. Шуниңдин кейин хитайлар һонларниң хақани мәтәханға бу тоғрида шикайәт қилип икки мәктуп язған.”

Һон императори мәтәхақанниң хитайға язған мәктупи

Мәтәхан хитайниң мәктупиға җаваб йезип мәхсус әлчи билән хитайға әвәткән. Бу мәктуп һон тарихиниң иҗтимаий һаятини билиштә интайин әһмийәткә игә болуп, мәктупни әлчи хитай императориға елип берип өзи оқуп бәргән, мәтә хақан бу мәктупта хитайни қошна вә бойсунған бир дөләт дәп баһа бәргән. Мәтәхан мәктупида,өзини кичикләрни чоң қилиш, яшанғанларға раһәт ичидә яшаш имкани яритиш үчүн издәнгән бир хақан дәп тонуштурған.

Китабта йезилишичә, миладийидин илгири 176-йили һон императори мәтәханниң хитайға язған мәктупида хитайни өзигә қарашлиқ вә бойсунған бир дөләт дәп қарайдиғанлиқини ипадилигән: “худа тәрипидин тәхткә чиқирилған бүйүк һон императори санйо, хитай императориниң һал-әһвалини һөрмәт билән сораймән, хитай императори илгири мән билән тинчлиқ вә достлуқ тоғрисида учришатти, мәктуп йезип аңлиған-көргәнләрни маңа аңлитатти, шундақ қилиш арқилиқ өз-ара чүшиниш һасил қилаттуқ. Әмма силәрниң чеградики әскәрлириңлар мениң сағ билгә шаһзадәмгә һуҗум қилип начар муамилә қилған, сағ билгә шаһзадәм мениң рухситимни алмастин чеградики қоманданларға буйруқ берип достларчә болмиған бир һәрикәт қилған, шуниң билән икки хақан оттурисидики келишим бузулди вә достлуқ мунасивәтлиримизму кесилди. Сиз бу вәқә тоғрисида шикайәт қилип язған икки мәктупни тапшуруп алдим вә җаваб йезип мәхсус бир әлчи билән әвәттим, нәтиҗидә мән әвәткән әлчи қайтип кәлмиди һәмдә сиз тәрәптинму маңа башқа бир әлчи кәлмиди, шу сәвәбтин хитай императори бизгә достларчә муамилә қилмиди. Шуниң билән қошна дөләт болған хитай бизниң игидарчилиқимиздин чиқип кәткән болди.”

Мәктупниң давамида йәнә мәтәхан һон императорлуқиниң оттура асиядики һөкүмранлиқини мундақ язған: “худаниң мәрһәмити билән қомандан вә әскәрлиримни юқири сәвийидә тәрбийиләп күчлүк атлирим билән сағ билгә шаһзадәмниң қоманданлиқида йүечиликләргә һуҗум қилиш үчүн әвәттим. Бизниң қошун йүечиликләрни йеңип уларни бойсундурди. Буниңдин кейин, лоу-лан, вусун, һу-каи билән булардин башқа уларниң йеқин әтраптики 26 дөләтниң һәммиси һон императорлуқиға бойсундурулуп түзүм астиға киргүзүлди”. Мәтәхан мәктупта йәнә хитайдики бирқанчә шәһәрни өз ичигә алған өлкиләргә чоу дәп нам бәргән, мәтәхақан бу йәрдә шималий вә ғәрбий өлкиләрни өзигә бойсунған өлкә дәп қарайду. Мәктупниң давамида йәнә мундақ дейилгән: “әгәр хитай императори һонларниң хитай қоғдиливатқан сепилға йеқинлишишни халимиса, һәрбий қоманданлири билән у йәрдә яшайдиған хәлқ у сепилидин узақ бир йәрдә олтуруши үчүн буйруқ беримән. Әлчимни сизгә әвәттим, уни зинданға ташлимастин қайтуруп бериң, әлчим 6-айниң оттурилирида чеградики һсин-ваң дегән йәрдә болуши керәк.”

Хитай сарийида йиғин

Мәтәханниң бу мәктупини тапшуруп алған хитай императори чоң бир йиғин ачти. Йиғинда, мәсилини уруш билән һәл қилиш керәкму яки тинчлиқ биләнму дегән темида бәс-муназирә қилди. Нәтиҗидә хитайлар шундақ хуласә чиқириду, мәтә йүечиликләрни урушта йеңип бойсундурған, бу ғәлибисигә ишинип өзини йеңилмәс дәп ойлайду, патқақлиқ вә тузлуқ чөллүкләргә қапсилип яшиялмаймиз, әң яхшиси һонлар билән тинчлиқ вә достлуқ қуруш керәк дегән қарарға кәлгән.

Хитай императориниң һон хақаниға язған мәктупи

Миладийиниң илгири 174-йили хитай императори һонларға шундақ мәктуп язған: “хитай императори һонларниң бүйүк хақаниниң аман-есәнликини һөрмәт билән сорайду, әлчи сүпити билән әвәткән сарай вәзири һси-фу-чу келип сизниң мәктупиңизни тәқдим қилди. Мәктупта шаһзадә сағ билгә бизниң чеграни бесип һәрбий қуманданлиримизни өлтүрүп әсир алғанлиқидин хәвириңиз йоқлуқини, уруш тохтитип, чеградики хәлқниң һузур ичидә яшишини халайдиғанлиқиңизни йезипсиз, бу пикирлириңизни хушаллиқ билән қобул қилимиз вә кона келишимни йеңилашни халаймиз, чүнки илгирики хитай императориниң чүшәнчилириму мушундақ иди. Мән һонлар билән чоң-кичик қериндаш болуш тоғрисида бир келишим түзгән, шуниң үчүн һон хақаниға қиммәтлик һәдийиләр әвәттим. Келишимләр, қериндашларчә достлуқ давамлиқ һонлар тәрипидин бузулуп келиватиду. Тинчлиқ вә достлуқ келишимнамини йеңилашни халаймиз.”

Һонлардин хитайға җаваб

Һонлар дуняда пәқәт икки дөләтни етирап қилған болуп, хитайға язған мәктупта шундақ дейилгән: “җәнубта бүйүк хитай, шималда күчлүк бир һонлар бар, һонлар кичик ишлар вә қаидә-түзүмләр билән мәшғул болмайду, буниңдин кейин чегралиримизни йеңидин ачайли, кона келишимнамә бойичә хитай һонларға йәнә 10000 күп шараб, 5000 халта гүрүч, 10000 топ һәр хил йипәк рәхт вә башқа нәрсиләрни бәрсун!, шундақ қилғанда андин чегралиримизда булаң-тараҗ вә қаршилишиш болмайду.”

Китабта йәнә һонлар тоғрисида мундақ дейилгән: “һонлар миладийидин илгири 201-йили хитайни муһасиригә алғанға охшаш 176-йили йәни 25 йилдин кейин хитай императорлуқини муһасиригә алған, әмма һонларниң хитайларниң земинини ишғал қилиш нийити йоқ иди, мәқсити хитай императорлуқини агаһландуруп, хитай генерал вә әскәрлирини һонларниң чегра даирисидин узақ турсун дәп агаһландуруш иди. Һонларниң мәқсити пәқәт, оттура асияда оқя туталайдиған қәвмләрни бирләштүрүп өзиниң башчилиқида бир түзүм астиға елиштин ибарәт болуп, ахирида бу мәқситигә йәткән. Һонлар орнатқан бу түзүм түркләрниң арисида кейинки дәврләрдә көктүркләр, салҗуқийлар вә османли дәврлиригичә давам қилған.”

Хитайлар һонларға 15 йил пидийә төлигән

Һонларниң тарихида йезилғиниға охшаш, хитай билән һонлар миладийидин илгири 177-йили 6-айда хитай сарийида учрашқан вә һонлар билән хитайлар чоң-кичик ака-ука болуп, бир-бириниң чеграси ичигә кирмәслик тоғрисида келишим түзгән. Бу келишимдин хушал болған хитайлар һәр йили һонларға сехийлиқ билән қиммәтлик һәдийиләр тәқдим қилған, келишим бойичә хитайлар һонларға 15 йил алван-ясақ, баҗ төлигән.

Бүйүк һон императорлуқи

Китабниң давамида йәнә, һон императорлуқиниң қурулуши тоғрисида мундақ дейилгән: “һонлар орхун вадилири вә өтүкән районида яшиған. Бүйүк һон дөлитини қурған. Уларниң пайтәхти өтүкән болуп, һонларниң тонулған тунҗи һөкүмдари туман (тәоман) миладийидин илгири 220-йили һон императорлуқини қурған. Туман (тәоман) дин кейин орниға оғли мәтә (мау-чун) хақан болған. Миладийидин илгири 209-йили униң һөкүмранлиқи сайисидә дөләт күчләнгән вә кеңәйгән. Мәтә һонлар арисида бирлик һасил қилғандин кейин, моңғулларни вә башқа қәвмләрни бойсундурған. Мәтәхан хитайларниму пидийә төләшкә бағлиған. Мәтәхан дөләтни техиму кәң көләмлик кеңәйткән. Пүткүл түркләрни пәқәт бир байрақниң астиға топлиған. Қошунини системилиқ һалда күчләндүргән. Мәтәхан хитайниң нопусиниң көплүки сәвәбидин у йәрләрни истила қилишниң орниға, хитайни пидийә төләшкә бағлашни мувапиқ көргән. Һонлар дәвридә хитайлар билән түркләрниң оттурисидики асасий күрәш йипәк йолиниң игилик һоқуқини қолға елиш иди. Һонлар тарихта тунҗи қетим дунядики пүткүл түркләрни бир байрақ астиға топлиған. Хитайлар һонларниң бесип келишидин қорқуп миладийидин илгири 214-йили сәддичин сепилини ясиған.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.