“шинҗаң омумий тарихи” қандақ арқа көрүнүштә оттуриға чиқти? (1)

Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити”, “шинҗаң пәлсәпә, иҗтимаий пәнләр тори” қатарлиқ бир қатар һөкүмәт башқурушидики гезит вә тор бекәтлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, “5-июл” вәқәсидин кейин “шинҗаң омумий тарихи” намлиқ бир йүрүш хитайчә китаблар уйғур елидә арқа-арқидин базарға селинишқа башлиған.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.10.19
shinjang-omumiy-tarixi-xitayning-305.jpg Хитай компартийиси мәркизий тәшвиқат бөлүми билән ш у а р парткоми күчәп базарға селиватқан 14 томлуқ “шинҗаң омумий тарихи” намлиқ йүрүшлүк китабларниң 2010-йили нәшрдин чиққан бир томи.
RFA/Qutlan

Уйғур аптоном районлуқ ахбарат вә тәшвиқат орунлири бу китаблар һәққидә зор дағдуға қозғап, уни “йеқинқи йиллардин буян, шинҗаңниң муқимлиқ вә тәрәққият мусаписидә қолға кәлгән муһим қурулушларниң бири” дәп баһалиған.

Йеқинқи йиллардин буян, болупму “5-июл” вәқәсидин кейин немә үчүн уйғур елиниң тарихиға мунасивәтлик һөкүмәт китаблири арқа-арқидин базарға селиниду? нәччә йүз милйон сомлуқ һөкүмәт мәблиғи селинған “шинҗаң омумий тарихи” намлиқ бу йүрүшлүк китаблар қандақ арқа көрүнүштә оттуриға чиқти?

Фредрик старниң баш муһәррирликидә америкилиқ 13 нәпәр тарихчиниң қәлими билән 2004-йили йоруқлуққа чиққан “шинҗаң-хитайниң мусулманлар чеграси” намлиқ китаб.
Фредрик старниң баш муһәррирликидә америкилиқ 13 нәпәр тарихчиниң қәлими билән 2004-йили йоруқлуққа чиққан “шинҗаң-хитайниң мусулманлар чеграси” намлиқ китаб.
RFA/Qutlan

Мәлумки, 1990-йиллардин башлап, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип барған аталмиш“миллий бөлгүнчиликкә вә қанунсиз диний паалийәтләргә қарши” һәрикити йилдин-йилға күчийишкә башлиған. Буниң ичидә тарих вә идеологийә саһәси әң сәзгүр нуқта сүпитидә қаралған. Аптоном районлуқ парткомниң биваситә арилишиши билән “шинҗаңниң йәрлик тарихи” қатарлиқ һөкүмәт китаблири оттуриға чиқип уйғур елиниң тарихи үчүн мәхсус сиясий “рамка” вә “өлчәм”ләр бекитилгән.

2004-Йилиға кәлгәндә фредрик старниң баш муһәррирликидә “шинҗаң-хитайниң мусулманлар чеграси” намлиқ чоң һәҗимлик инглизчә китаб америкида нәшр қилиниду. Бу китабни йезишқа 13 нәпәр тарихичи вә тәтқиқатчилар тәклип қилинған болуп, улар америкиниң уйғур ели вә орта асия тәтқиқатидики ғоллуқ кишиләрдин һесаблинидикән. Китаб юқири илмий сәвийә вә мол материяллар асасида уйғур елиниң йеқинқи вә һазирқи заман тарихи шуниңдәк җәмийәт әһвалини омумйүзлүк йорутуп бәргән болуп, хәлқара уйғур тәтқиқатида йеңи бир сәһипә ачқан.

Вәһаләнки, уйғур тәтқиқати билән шуғуллиниватқан америкилиқ бирқанчилиған тәтқиқатчиларниң әркин һалда уюшуши вә илмий һәмкарлиқи билән йоруқлуққа чиққан бу китаб ойлимиған йәрдин хитай даирилирини қаттиқ алақзадә қиливетиду. Китабниң инглизчиси нәшрдин чиқип узақ өтмәйла уйғур аптоном районлуқ парткомниң һавалиси билән шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси бу китабни мәхпий һалда хитайчиға тәрҗимә қилиду һәмдә мунасивәтлик кишиләрдин пикир елиш үчүн ички қисимда тарқитиду. Уйғур аптоном райониниң сабиқ компартийә секретари ваң лечүән қаттиқ ғәзәплинип: “америкилиқлар шинҗаң тарихи һәққидә китаб йезип бөлгүнчилик уруқини чачқан икән, бизниң тарихчилиримизму шинҗаң тарихини қайта йезип чиқип уларға җаваб бериши керәк” дәп буйруқ чүшүриду. Шуниң билән 2004-йилиниң ахирида уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң биваситә йетәкчиликидә “шинҗаң омумий тарихи” ни түзүш гурупписи һапила-шапила қураштурулиду. 2005-Йили 2-айниң 1-күни үрүмчидики “коенлун меһманханиси”да “шинҗаң омумий тарихи” ни йезиш қурулуши бойичә иш башлаш йиғини өткүзүлиду. Йиғинда ваң лечүән узақ сөз қилип: “шинҗаң омумий тарихи” ни қайта йезип чиқиш шинҗаңниң әзәлдинла җуңгониң айрилмас бир қисми икәнликини испатлаштики интайин муһим қурулуш. Бу дөләткә, хәлққә вә тарихқа болған мәсулийәтниң муһим ипадиси” дәп көрситиду. Аптоном районниң сабиқ рәиси исмаил тиливалдиму сөз қилип “шинҗаң омумий тарихи ” бир сиясий қурулуш һәм муқимлиқ қурулуши” дәйду.

Шундақ қилип уйғур аптоном районлуқ компартийә комитети, хәлқ һөкүмити, хитай мәркизий тәшвиқат бөлүми һәмдә хитай мәмликәтлик иҗтимаий пәнләр фонди қатарлиқ органларниң нәччә йүз милйон йүән мәбләғ аҗритиши билән ма даҗең қатарлиқ 200 дин артуқ хитай һөкүмәт тарихчилиридин тәшкилләнгән зор гуруппа “шинҗаң омумий тарихи” ни йезишқа киришиду. Һәтта бу гуруппиға татарлардин уйғур сайрани билән қазақлардин җақип мирзақандин башқа бирму уйғурни тәһрир һәйәтләр тизимиғиму киргүзмәйду. юқири тәминат вә юқири қәләм һәққидин бәһримән болған бир топ хитай “тарихчи”лири ваң лечүән сизип бәргән сиясий нишанни чиқиш қилип уйғур ели тарихини қайта йезишқа киришиду. 14 Том 16 қисим қилип чиқириш пиланланған бу йүрүшлүк китаблар“5-июл” вәқәсидин кейин бир-бирләп нәшр қилинишқа башлайду һәмдә уйғур аптоном районлуқ ахбарат вә тәшвиқат орунлири тәрипидин күчәп тәшвиқ қилиниду. “тәңритағ тори” ниң 2012-йиллиқ 30-марттики санида “шинҗаң омумий тарихи” қурулуши һәл қилғуч басқучқа кирди” сәрләвһилик мақалә елан қилинған болуп, униңда “бу китаб арқилиқ шинҗаңниң әзәлдинла җуңгониң айрилмас бир қисми икәнликидәк тарихий йәкүн испатланди” дәп йезилиду. Техиму қизиқарлиқи шуки, хитайниң америкида турушлуқ әлчиханиси фридрик старниң риясәтчиликидә нәшр қилинған “шинҗаң-хитайдики мусулманлар чеграси” намлиқ китабни йезишқа қатнашқан 13 нәпәр америкилиқ тәтқиқатчини “қара тизимлик” кә киргүзиду. Уларниң хитайға, болупму уйғур аптоном райониға қайта бериш үчүн сунған виза елтемаслирини бирдәк рәт қилиду. Биз бу һәқтә пикир елиш үчүн илгири уйғур аптоном районидики мәлум бир алий мәктәптә оқутқучилиқ қилған, һазир явропада яшаватқан җәмилә ханимни зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.