Уйғурларниң һакимийәттики орни барғансери төвәнләп бармақта
Мухбиримиз әкрәм
2010.08.10
2010.08.10
Земинға болған игидарчилиқтин айриш
Д у қ тәтқиқат мәркизи 8 - авғуст күни "уйғурларниң сиясий вә мәмури җәһәттики орни йилдин - йилға тарийип бармақта" намлиқ йәнә бир мақалә елан қилди. Мақалидә алди билән 1949 - йилидин буян, уйғур вәтининиң хитай һөкүмити тәрипидин аптоном област, аптоном наһийә, аптоном йезиларға бөлүнүп, уйғур вәтинидики нопусниң 10% иниму тәшкил қилмайдиған аз санлиқ милләтләргә омуми земинниң 60% идин артуқрақини бөлүп берип, уйғурларниң земинға болған игидарчилиқ һоқуқини чәкләп, тарайтип кәлгәнлики баян қилинған. Д у қ муавин тәптиши нурмуһәммәт розахун әпәнди, уйғур рәһбири кадирлириниң бүгүнки еғир вәзийити һәққидә тохтилип өтти.Сиясий вә мәмурий һоқуқтин айриш
Мақалидә, хитай һакимийитиниң бүгүнки күнгә кәлгәндә, уйғурларниң земинға болған игидарчилиқ һоқуқини тарайитқанниң үстигә, сиясий, мәмурий һоқуқлириниму тарайтип бериватқанлиқини оттуриға қойған. Шәрқий түркистандики һәр дәриҗилик һакимийәт органлирини хитайларниң монопол қилғанлиқини, уйғурларниң мәмурий һоқуқ даирисиниң йилдин - йилға тарийип бериватқанлиқини, көплигән вилайәт вә наһийиләрдики асасий һоқуқларниң хитайларниң қолиға мәркәзлишиватқанлиқини илгири сүргән.Һоқуқни хитайлар қолиға мәркәзләштүрүш
Мақалидә "шинҗаң гезити" дә елан қилинған "азсанлиқ милләт кадирлири қошуни зораймақта" намлиқ хәвәрдин нәқил елип, уйғур аптоном районида хизмәт қиливатқан рәһбири кадирларниң 59.3% И, назарәт дәриҗилик рәһбири кадирларниң 64.26%И, наһийә вә башқарма дәриҗилик рәһбири кадирларниң 71.54%Иниң хитай икәнликини, уйғурларниң һәрдәриҗилик һакимийәт органлирида игилигән нисбитиниң 10% әтрапиға чүшүрүлгәнликини көрсәткән.Уйғур рәһбәрлирини қорчаққа айландуруш
Мақалидә йәнә, қаримаққа юқири дәриҗидә һоқуқ тутуватқан бир қисим уйғурлар көзгә челиқсиму, бу уйғур рәһбәрләрниң өз алдиға сиясәт бәлгиләш, қарар елиш һәм иҗра қилиш һоқуқи болмайдиғанлиқи, бу уйғурларниң һаман компартийә секритарлириниң башқурушлири астида буйруқ иҗра қилидиғанлиқи әскәртилгән. Бу хил вәзийәтниң пүтүн шәрқий түркистан миқясида омумлишиватқанлиқи, уйғур рәһбәрлириниң һакимийәт қатлимидин барғансери көпләп сиқип чиқирилип, униң орниға хитай яки башқа аз санлиқ милләтләрниң сәплиниватқанлиқи йезилған.Я қулдәк баш егип яшаш яки һоқуқтин ваз кечиш
Чәтәлдә яшаватқан уйғур зиялийлири, болупму "5 - июл вәқәси"дин кейин, уйғур рәһбири кадирлириниң техиму еғир бесим астида қалғанлиқини, хитай рәһбәрлириниң һәрқандақ көрсәтмисини буйруқ сүпитидә иҗра қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқини, сәлла миллий кәйпиятта болған уйғур рәһбәрниң һоқуқидин айрилиш һәтта җазалиниш дәриҗисигә йәткәнликини илгири сүрүп, уйғур рәһбәрлири үчүн я қулдәк баш егип ишләш яки һоқуқидин ваз кечиштин башқа чиқиш йоли қалмиғанлиқини ейтмақта.Меңә ююш
Вәтәндин келиватқан хәвәрләргә асасланғанда, бу йил киргәндин буян "үзлүксиз тәрбийә" намлиқ қисқа муддәтлик курслар техиму әвҗ алған болуп, һәрқайси идарә - органлар, мәктәпләрдики уйғур рәһбири кадирлар бу курсларда партийиниң сияситини, қанун - түзүм билимлирини вә рәһбири кадирларниң партийигә садиқ болуш мәҗбурийәтлирини 2 айдин 6 айғичә мәҗбурий өгинишкә уюштурулған.Меңә ююш характеридики бу курсларда йәнә, һечқандақ бир миллий кәйпиятқа орун беришкә болмайдиғанлиқи, уйғур - хитай мунасивити һәм сиясий муқимлиқниң һәммидинму муһим икәнлики асаси тема қилинған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.