Мақалә: түркийидә хитай мәдәнийәт йили вә уйғур түрклири
2011.12.20

Бу мақалә язғучи мәрйәм айбәк синан тәрипидин йезилған. Мақалидә 2012-йили түркийидә хитай мәдәнийәт йили елан қилинғанлиқини әйибләш билән биргә, уйғурларниң бу һәқтики етиразлири вә уйғурларниң дуч келиватқан қийинчилиқ мәсилилирини оттуриға қойған.
Мақалә мундақ башланған: өткән күнләрдә истанбулниң топқапи сарийида түркийә мәдәнийәт министири әртуғрул гүнәй тәрипидин уюштурулған ахбарат елан қилиш йиғини билән “2012-йили түркийидә хитай мәдәнийәт йили” паалийәтлири башланди. Паалийәт қилса мәйли, буниңға һечбир етиразимиз йоқ. Хитай узун замандин буян мунасивәт қилип келиватқан бир дөләт. Дуняда әң қәдимий қошнимиз, қәдимидин башлап дуч кәлгән қәдимий дүшминимиз вә яки достимиз. Хитай һазир бәк узақта көрүнсиму, әслидә һазирму бир-биримиз билән болған мәсилилиримиз түгимиди. 5000 Йиллиқ бир синақ билән һәр икки хәлқ бир-бирини бәк яхши билиду вә тонуйду.
Аптор мақалисидә йәнә түркийидә хитай мәдәнийәт йили елан қилинишиға қарши уйғурлардин учур кәлгәнликини билдүрүп мундақ язған: мениң хәт адресимға нурғун уйғурлардин хәт кәлди. Буларниң ичидә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүрк шундақ язған: биз мәдәнийәт һәмкарлиқи мунасивити билән түркийиниң һәр қайси дөләт вә милләтләр билән икки тәрәплимә елип барған мунасивәтлирини һөрмәт қилимиз. Бу хитайниму өз ичигә алиду. Әмма бу мунасивәтләр өз-ара сәмимийәт, һөрмәт вә ишәнчни асас қилиш керәк. Хитайниң йеқиндин буян түркийидә мәдәнийәт паалийәтләрни көпләп қилиши чоңқур мәнилик бир иш. Бу 2009-йили 5-июл үрүмчидә йүз бәргән уйғур қирғинчилиқидин кейин бузулған түркийә , хитай мунасивәтлирини яхшилаш вә йоқатқан образини қайта тикләш үчүн елип бериватқан бир оператсийиму? хитай коммунист һакимийити пүткүл дөләт имканийәтлирини ишқа салған болсиму, түркийә хәлқи алдида ишғалға учриған, зулум қилинған, омумйүзлүк ассимилятсийә қилинишқа дуч кәлгән шәрқий түркистанлиқларни террорчи дәп көрситиштә мәғлубийәткә учриди.
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: уларниң тили бойичә ипадиләш керәк болса, хитай түркийидики хәлқ аммиси билән вә мәтбуат урушида мәғлуп болди. 5-Июл қирғинчилиқниң дәсләпки йиллирида түркийидә хитайни тонуш нами астида 2010-йили бир айлиқ бир мәдәнийәт паалийити өткүзүлди. Бу паалийәтниң баш ролчилири шәрқий түркистанлиқ уйғур сәнәтчиләр вә миллий музика әтритиниң аҗайип сәнәтлири иди. Тиятир залидики лиқму-лиқ инсанлар көрситилгән аҗайип гүзәл уйғур 12 муқамини, уйғур миллий усулини көрүп һаяҗанға чөмди. Сәнәт ахирлашқанда болса залдики пүткүл инсанлар сәнәтчиләрни һаяҗандин яш аққан көзлири билән алқишлиди. Бу нуқтида хитай мәқситигә йәткән болди. Чүнки хитайлар бу көрүнүшләр билән түрк хәлқигә уйғурларниң шәрқий түркистанда раһәт, һузур ичидә бәхтлик яшаватқанлиқини көрсәткәндәк болди. Әмма түркийә вә хәлқ аммиси билмигән бир һәқиқәт бар иди. Уйғур сәнәтчиләрниң һәммиси истанбул ататүрк айродромиға кириш ишлири беҗирилип болғандин кейинла, пуқрачә кийингән хитай сақчилири тәрипидин паспортлири қоллиридин еливелинған. Әмма түркийидин кетидиған вақитта йәнә айродромда қолиға бәргән. Бу сәнәтчиләрниң түркийидә саяһәт әркинлики чәкләнгәнгә охшаш, бир қорсақтин туғулған қан-қериндашлири биләнму учришишқа рухсәт қилинмиған. Оюн қоюш җәрянида түркийидә яшайдиған уйғурлардин һечбириниң залға киришигә рухсәт қилинмиди.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: хитай коммунист һакимийити қениға сиңип кәткән адити бойичә йеқиндикини езиш, узақтики алдаш сияситини рәһимсизләрчә иҗра қилмақта. Хитай, түрк ислам мәдәнийитиниң айрилмас бир парчиси болған анадолийә түрклириниң ата юрти болған шәрқий түркистанни ишғал қилған 1949-йилидин бүгүнки күнгичә 62 йилдин буян ассимилятсийә қилип, мәдәнийәтлиримизни, тарихи ядикарлиқлиримизни, тилимизни вә динимизни омумйүзлүк йоқ қилмақта. Бу хил қилмишларни ишләп туруп номуссизларчә түркийидә хитай мәдәнийитини тонутуш шараитиға игә болмақта. Бүгүнки күндиму шәрқий түркистанлиқ қериндашлириға әң көп дәстәк бәргән түркийини қериндашлиридин узақлаштурушни көзлимәктә. Әмма улар мәхпий оюнда һәргизму мувәппәқийәт қазиналмайду. Бу сериқ һалакәткә қарши миллитимизни агаһландуримән вә миллитимгә алий еһтирам билдүримән. Бу мақалидин шәрқий түркистандики уйғурларниң хитайниң түркийидики паалийәтлиридин биарам болғанлиқини чүшинивалғили болиду.
Һәқиқәтән буниңдин бир қанчә мәзгил илгири шаир ниязи йилдирим гәнчосман оғлиниң шеирида ипадилигәнгә охшаш, милйонлиған мусулман уйғур түрклири бир чоң ассимилятсийә қурбани болуп, хазан баһар мәвсумида яшимақта.
Шундақ, шәрқий түркистан давасини унтумастин, у йәрдики мусулман түрк қериндашлиримиз учраватқан наһәқчиликкә көз юммастин, бу “мәдәнийәт мунасивәтләр” мәсилисигә йеқинлишиш техиму тоғра болиду дәп қараймән. Мәсилән, улардин түрк ислам мәдәнийитиниң тунҗи мәсчити болған қәшқәр һейтгаһ мәсчитини сорайли. Бастуруш вә ассимилятсийә қилиш сияситиниң қачан башланғанлиқини вә қачан түгәйдиғанлиқини сорайли. Немә үчүн шәрқий түркистан демәстин шинҗаң уйғур аптоном райони дәйдиғанлиқини сорайли. Хитай түрмилиридә қанчилик уйғурниң немә җинайәтләр билән йетиватқанлиқини сорайли.
Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: у ата юртимиз тупрақлирида қан йиғлаватқан қериндашлиримиз турса, һәқ-һоқуқлири тартивелинған мәзлум мусулман түрклири амалсиз қалған турса, мениң хитай мәдәнийитини өгинишимниң немә пайдиси бар? немә мәниси бар?
Бу мәзлум қериндашлиримизниң әң аз дегәндә пәләстинликләргә охшаш, хатирилиниш вә қоғдиниш һоқуқлири бар вә һоқуқлири болуши керәк.