2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (8)
2017.12.15
Хитай өлкилиригә әвәтиливатқан уйғур әмгәк күчлири вә уйғур дияридики юқири маашлиқ хитай көчмәнләр
2017-Йили киргәндин буян хитай һөкүмити уйғур йезилиридики яшларни аталмиш “ешинча әмгәк күчи” сүпитидә хитай өлкә-шәһәрлиригә йөткәшни йәниму җиддийләштүргән. Иш күтүп турған уйғур студентларни сиясий җәһәттин “қайта тәрбийиләш” намида хитай өлкилиригә әвәткән. Шуниң билән бир вақитта миңлиған хитай көчмәнлирини юқири мааш, алаһидә тәминат билән уйғур дияридики һөкүмәт органлири вә ширкәтләргә орунлаштурған. Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз меһрибан тәйярлиған “2017-йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр” намлиқ йүрүшлүк программиниң 8-қисмида болсун.
2017-Йили даириләр уйғур дияриниң җәнубидики уйғур яшлирини хитай өлкилири вә шималий уйғур диярида қурулған хитай ширкәтлиригә 1 милйон қетимдин артуқ әрзан әмгәк күчи қилип йөткиди. 2000-Йиллар кейин райондики иш пурсәтлиригә еришәлмәй йиллар бойи ишсиз қалған 10 миңдин артуқ уйғур студент түркүм-түркүмләргә бөлүнүп, хитай өлкилиридә сиясий җәһәттин “қайта тәрбийилиниш”, йезилардики асасий қатламларда йеза кадири болуш, сақчи вә ярдәмчи сақчи болуш қатарлиқ қисмәтләргә дуч кәлди. Әмма даириләр 2017-йилниң өзидила юқири техникилиқ хадимлар намида хитай өлкилиридин түркүм-түркүмләп хитай көчмәнни уйғур диярдики юқири маашлиқ хизмәт орунлириға йәрләштүрди.
1. 2017-Йили уйғур йеза яшлирини “ешинча әмгәк күчи” намида хитай өлкилиригә йөткәш көпәйтилди
Хитай хәвәрлиридә 2017-йили җәнубий уйғур дияридики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш үчүн қәшқәр вә хотәнни мәркәз қилип, җәнубий уйғур дияридики 4 вилайәт бир областтин кәлгүси 3 йил ичидә 1 милйон қетимдин артуқ ешинча әмгәк күчини йөткәп әмәлийлишидиғанлиқи тилға елинған.
Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин 2017-йили баһар келиши билән хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин деһқанларни ешинча әмгәк күчи сүпитидә хитай өлкилиригә йөткәш қетим саниниң көпәйтилгәнлики тилға елинди. Радийомиз уйғур бөлүми игилигән әһваллардинму ешинча әмгәк күчи намида уйғур деһқанлирини йөткәшниң җәнубий уйғур дияридики наһийә-йезиларни мәркәз қилғанлиқи дәлилләнди.
Хитай таратқулирида хотән вилайитидә 2017-йил 20-март чақирған йиғинида 2017-йили хотән вилайити ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәшни җәмий 3741 адәм-қетимға йәткүзүш пилан қилинғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә өз тәвәликидә йөткәп ишқа орунлаштурулидиғанлар 2296 адәм-қетим, аптоном район ичидә йөткилидиған сан 904 адәм-қетим, хитай өлкилиригә йөткилидиған сан 271 гә йәткүзүлидиғанлиқи әскәртилгән. “хәлқ тори” ниң 2017-йили 21-март бу һәқтә тарқатқан хәвиригә қариғанда, шу күнниң өзидила хотән вилайитидин җәмий 1000 нәпәр деһқан ишләмчи чиңдав, үрүмчи, қәшқәр, ақсу қатарлиқ җайларға маңдурулған.
“шинҗаң гезити” ниң 2017-йил 21-марттики санида қәшқәр конашәһәр наһийисидин гуаңдуң, фуҗйән, җяңши қатарлиқ җайларда ишләватқан ешинча әмгәкчи 3700 дин ашқанлиқи хәвәр қилинди.
Һалбуки, “хәлқ тори” ниң 2017-йил 21-март уйғур аптоном районлуқ малийә назаритидин игиләп тарқитишичә, аптоном район 2017-йили ишқа орунлаштуруш мәблиғиниң 1 милярд 810 милйон 280 миң икәнлики, бу мәбләғниң төвәнгә чүшүрүлүш нисбити 98 пирсәнткә йәткәнлики хәвәр қилинған. Әмма 2017-йили уйғур дияриниң җәнубини мәркәз қилип йәрликтики уйғур деһқанлири түркүм-түркүмләп “йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш” намида хитай өлкә-шәһәрлиригә йөткәлгән. Хитай һөкүмәт даирилири 2017-йил ахириға қәдәр уйғур дияриниң өзидә ишқа орунлаштуруш намида аҗритилған мәбләғниң сәрп қилиниш әһвали һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.
Хитай таратқулиридин “хотән гезити” 2017-йил 9-май күни хәвәр берип, хотәндә елип берилған ешинча әмгәк күчлирини хитай өлкилиридә ишқа орунлаштуруш программисиға йәрлик уйғурлардин 38 миң кишиниң тәйярланғанлиқини хәвәр қилип, буларниң бирқанчә түркүмгә бөлүнүп йолға чиқишқа башлиғанлиқини ашкарилиди.
Сиясий көзәткүчиләрдин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, гәрчә “шявгуән вәқәси” дәк, “5-июл вәқәси” дәк пәвқуладдә зор вәқәләр 10 йилдин артуқ давамлашқан уйғур яшлирини “йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш” сияситиниң мәғлубийити вә хаталиқини испатлап турсиму, һәтта хитай бу сиясити сәвәблик, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидлиригә учрап кәлсиму, әмма хитай һөкүмити уйғур яшлирини йөткәп ишқа орунлаштурушни, уйғур елиға қаратқан муқимлиқ тәдбири вә “милләтләр арилишип яшашни ишқа ашуруш” намидики уйғурлар нопусини өз юртида шалаңлаштуруш, ассимилятсийә қилиш қатарлиқ сиясий пиланини әмәлгә ашуруш үчүн давамлаштурмақта.
2. 2017-Йилғичә алий мәктәпләрни пүттүргән уйғур яшлиридин 45 миң оқуғучи хитай өлкилиригә сиясий “тәрбийиләш” кә әвәтилди
2000-Йиллардин кейин уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң ишсиз қелиш мәсилиси уйғур елида барғанчә еғирлишиватқан мәсилиләрниң биригә айланған. Радийомиз 2016-йили қарамайдин игилигән әһвалларда қарамай шәһириниң өзидила алий мәктәпни пүттүрүп ишсиз йүргән уйғур вә қазақ оқуғучилардин 6500 дин артуқи барлиқини ениқланған иди. 2017-Йили киргәндин кейин даириләр йеза яшлирини әрзан әмгәк күчи қилип хитай өлкилиригә йөткәш билән бирликтә университетларни түгитип, йиллардин буян ишсиз йүргән уйғур яшлирини “сиясий җәһәттин қайта тәрбийиләш” намида түркүм-түркүмләп хитай өлкә шәһәрлиригә әвәтти.
Хитай даирилири бу йил уйғур елидин 20 миң нәпәрдин артуқ “аз санлиқ милләт” оқуғучисини хитай өлкилиригә әвәтип, “әвзәл маарип” билән тәрбийәләйдиғанлиқини билдүрди.
Инглизчә “хитай күндилики” гезитиниң 2017-йили 29-марттики хәвиридә мәзкур 20 миң нәпәрдин артуқ оқуғучиниң 9880 нәпири ичкиридики толуқ оттура синиплирида, 3 миң 300 нәпири кәспий мәктәпләрдә, 8 миң 600 нәпири алий мәктәпләрдә оқуйдиғанлиқи тилға елинған.
Даириләр 2017-йили 11-айниң 9-күнидики хәвиридә бу йил оқуш пүттүргән 3836 нәпәр уйғур студентниң хитай өлкилиригә сиясий тәрбийилинишкә әвәтилгәнликини хәвәр қилди.
Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә бу оқуғучилар барған җайлирида дөләт әһвали, дөләт сиясити, вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси, ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизм идийиси, асасий қатлам хизмәт усули, хәт-алақиләрни бир тәрәп қилиш қатарлиқ саһәләр бойичә нуқтилиқ тәрбийилинидикән. Ундин башқа йәнә қизил вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси базилирини екскурсийә қилидиғанлиқи тилға елинған.
Хәвәрдә йәнә 2017-йилға қәдәр хитай өлкилиригә әвәтилип сиясий җәһәттин қайта тәрбийиләнгән омумий оқуғучи саниниң 45 миңға йәткәнлики тилға елинип, бу хизмәтниң 2011-йилдин башлап йолға қоюлғанлиқи әскәртилгән.
Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур аптоном районлуқ даириләр нөвәттә һәр бир кишиниң “сиясий сапаси” ни әң муһим орунға қоюватқан болуп, хитай һөкүмити тәләп қиливатқан “сиясий сапа” ға игә болмиғанлар бирдәк “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип, өзини “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” дә көрмәктикән.
3. 2017-Йили һәр хил намларда уйғур дияриға йәрләштүрүлгән хитай көчмәнлири
2017-Йили җәнубий уйғур дияридики уйғурлар ишқа орунлаштурулуш намида хитай өлкә-шәһәрлиригә йөткиливатқан, алий мәктәпләрни түгәткән уйғур яшлири ишсиз қеливатқан вәзийәттә даириләр хитай көчмәнлирини һәр хил намларда түркүм-түркүмләп уйғур дияриға йәрләштүрди.
2017-Йили хитай һөкүмитиниң “ғәрбий районни ечиш пилани” ни йолға қойғиниға топ-тоғра 15 йил болди. Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2003-йилидин 2016-йилғичә хитай өлкилиридин мәзкур пилан бойичә уйғур аптоном райониға җәлп қилинған хитай студентлар 15 миңдин, биңтуәнгә ишқа орунлаштурулғанлар 10 миңдин ашқан. Әмма 2017-йилниң өзидила пәқәт хитай өлкә шәһәрлиридин “ихтисаслиқ хадимлар” намида уйғур дияриға йәрләштүрүлгән “қош тиллиқ” хитай оқутқучилири 23 миңға йәткән. Йәрликтики һөкүмәт органлири, дөләт дәриҗилик ширкәтләрдә ишқа орунлаштурулған аталмиш юқири техникилиқ хадимлар қошулуп, хитай көчмәнлиридин 60 миң киши уйғур дияридики юқири маашлиқ муқим иш пурсәтлиригә еришкән.
Мәлум болушичә, 2009-йилдин кейинки бирқанчә йил ичидә уйғур аптоном райониниң аһалиси җиддий көпәйгән болуп, пәқәт үрүмчи шәһирини алғанда, үрүмчи шәһири әслидики нопуси аран бир милйондин ашидиған оттураһал дәриҗилик шәһәрдин көчмә аһалә билән қошуп һесаблиғанда 5 милйон нопуслуқ бир чоң шәһәргә айланған, қарамай, ғулҗа, қәшқәр, корла, шихәнзә қатарлиқ шәһәрләрниңму нопуси һәссиләп ашқан.
Хитай таратқулиридин “хәлқ тори” ниң 2017-йил 1-айниң 28-күнидики хәвиридә чаған һарписида үрүмчи пойиз истансисиниң көчмән хитай йолучилири билән толғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә үрүмчи төмүрйол идарисиниң җәнубий вогзали билән шималий вогзалиниң 2017-йил 22-январдин 26-январғичә күнигә 50 миңдин артуқ йолучини хитай өлкилиригә йолға салғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә үрүмчи вогзалиниң 25-январ бир күн ичидә йолға салған йолучи сани 57 миңдин ашқан болуп, бу үрүмчи вогзали қурулғандин буян әң көп йолучи узатқан бир күн дейилгән.
2017-Йили йеңи йилдин кейинки хитай таратқулирида уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити елан қилған доклатқа қариғанда, 2017-йили уйғур елигә 30 миңға йеқин ихтисаслиқ хадим, биңтуән вә уйғур дияридики нефитлик, көмүр канлири вә йеңидин қурулған завут-ширкәтләргә 100 миңдин артуқ әмгәк күчи җиддий еһтияҗлиқ икән.
1) “шинҗаң гезити” ниң 2017-йил 23-марттики хәвиридә 2017-йили үрүмчи шәһиридә көчмә аһалиләр асасида 100 миң кишиниң ишқа орунлаштурулидиғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә ишқа орунлаштурулидиғанларниң милләт тәркиби тилға елинмиған. Әмма чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин җәнубтики 3 вилайәт, бир областтин келип үрүмчидә тирикчилик қиливатқан уйғурларниң бирдәк өз юртлириға һәйдәлгәнликини нәзәрдә тутқанда, юқиридики хәвәрдә ейтилған көчмә нопусниң хитай көчмәнләрни көрситидиғанлиқини илгири сүргән.
2) Хитайниң “шинҗаң хәвәрләр тори” ниң хәвиридә дейилишичә, 10-марттин 2-апрелғичә “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш армийисидики һәрқайси девизийәләрдин аҗритилған 37 кишилик бир гуруппа шәндуң, сичүән, чиңхәй, гәнсу қатарлиқ төт өлкидики 18 алий мәктәпкә берип, бу йил оқуш пүттүридиған 1582 нәпәр оқуғучи билән улар оқуш пүттүргәндин кейин биңтуәнгә келип ишләш һәққидә тохтам түзгән.”
3)“үрүмчи мәркизий шәһәр гезити” ниң 2017-йили 22-апирилдики санида уйғур аптоном райони2017-йил баһар пәслидә хитай өлкилиридин 561 “ихтисас игиси” әкәлгәнлики хәвәр қилинди. Хәвәрдә буларниң хитайниң чиңхуа, фудән, вә шиән қатнаш университети қатарлиқ мәктәпләрни пүттүргәнләр икәнлики тәкитлинип, “булар районниң иҗтимаий иқтисадий тәрәққиятида ихтисаслиқлар җиддий кәм болуш бошлуқини толдуруш үчүн елип келингән,” дейилгән.
4) “хәлқ тори” ниң 2017-йил 3-айниң 28-күнидики хәвиридә уйғур аптоном район даирилири 2017-йили “адәттин ташқири” тәдбир бойичә уйғур елиниң җәнубидики кадирлар қошунини толуқлашни асасий нуқта қилип пүтүн хитай дөлити миқясидин 5435 нәпәр мәмури хадим қобул қилидиғанлиқини җакарлиған.
Хәвәрдә, юқиридики 5435 хизмәт орни ичидә “аз санлиқ милләтләр тизимлитишқа болидиған хизмәт орунлириниң 75 пирсәнтни игиләйдиғанлиқи әскәртилгән, әмма конкрет қандақ хизмәт орунлири икәнлики һәққидә ениқлима берилмигән.
5) “шинхуа тори” ниң 2017-йил 6-айниң 22-күни хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиниң “ғәрбий район пилани” бойичә 2017-йилниң алдинқи йеримида хитай өлкилиридин уйғур аптоном районидики йәрлик орунларға әвәтилгән аталмиш “ихтисаслиқ хадим” лири 4000 нәпәргә, 2017-йил бир йил ичидә хитай өлкилиридики университетлардин биңтуәндики идарә-орган, ширкәтләргә юқири мааш билән ишқа орунлашқан ихтисаслиқ хадимлар намидики хитай көчмәнлири 5000 дин ашқан.
Хәвәрдә мәзкур “ихтисаслиқ хадим” ларниң хитай өлкилиридики алий мәктәпләрни пүттүргән студентлар билән аспирантлардин талланғанлиқи, уларниң уйғур елиниң шимал вә җәнубидики 79 наһийигә хизмәткә орунлишидиғанлиқи тилға елинған.
“биңтуән гезити” ниң 2017-йил 6-айниң 22-күнидики йәнә бир хәвиридә “ғәрбий район пилани” ичидә2017-йил уйғур аптоном районидики ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәнигә ишқа орунлаштурулидиған хитай студентларниң сани 5556 нәпәр болуп, улар хитайниң 32 өлкә вә биваситә қарашлиқ шәһәрлиридин илтимас қилғанлар икән.
6) 2017-Йил 11-айниң 8-күнидики шинхуа агентлиқиниң хәвиридә уйғур аптоном районидики 332 хизмәт орниға елиға хитай өлкилиридин 1755 нәпәр “сиясий сапалиқ ихтисас игиси” ни қобул қилинидиғанлиқи вә бу хизмәтниң 17-ноябирғичә хитай өлкилиридики чиңхуа қатарлиқ университетлардин қобул қилинидиғанлиқи хәвәр қилинди. Керәклик адәм сани 1755 нәпәр болуп, улардин 527 нәпириниң аптоном район вә област дәриҗилик идарә-органлар, дөләт игиликидики 26 карханиларға қобул қилинидиғанлиқи тилға елинған.
Даириләр 2017-йили уйғур аптоном районлиридики һөкүмәт органлири вә ширкәт-карханиларға ихтисаслиқ хадимлар җиддий еһтияҗлиқ дегән намда пүткүл хитай бойичә 60 миңға йеқин хадимни уйғур дияриға йәрләштүрди. Һалбуки, 2017-йили әтияздин башланған шәһәрләрдики идарә-органлардин йезилардики кәнт кадирлириға қәдәр, нәччә миң уйғур кадириниң “икки йүзлимичи” қалпиғи билән хизмитидин қалдуруш, “тәрбийиләш мәркәзлири” гә айларчә соливелиш, һәтта қанун орунлирида җаза һөкүм қилиш долқунидин кейин, хитай көчмәнлириниң уйғур районидики юқири маашлиқ юқири имтиязлиқ иш пурсәтлиригә еришиши2017-йили хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиған вә чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриған.