3 яшлиқ уйғур балисиниң базар башқуруш хадимлириға қаршилиқи муназирә қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2016.04.15
uch-3-yashliq-bala-bazar-bashqurush.jpg Хитай базар башқуруш хадимлириға қаршилиқ көрсәткән 3 яшлиқ уйғур балиси
Captured from video on Facebook.com

Йеқинда 3 яшлиқ бир уйғур балисиниң өз яймисини бузушқа кәлгән хитай өлкисиниң мәлум шәһиридики базар башқуруш хадимлириға ғәзәплик қаршилиқ көрсәткәнлики, сиңлиси вә анисини батурлуқ билән қоғдиғанлиқи һәққидики синалғу филими ашкариланғандин кейин, мәзкур филим тордашлар арисида һәр хил муназириләргә сәвәб болди. Чәтәлләрдики хитай демократлириниң тор бекәтлиридиму бу синалғу филими һәққидә мәхсус хәвәр вә анализлар берилди.

Мәзкур филим кишиниң қәлбидә ихтиярсиз һалда айиғи әмдила чиққан бир балидики бу қәдәр ғәзәп вә җасарәтниң мәнбәси нәдә? хитай өлкилиридики уйғурларниң паҗиәлири, гүзәл балилиқ һаятини яшашқа тегишлик болған шу хилдики уйғур яш әвладлириға қандақ психологийилик тәсирләрни көрситиши мумкин? дегән соалларни пәйда қилатти.

Яйма ачқан анисиниң тиҗаритини қоғдаш үчүн, хитайниң базар башқуруш хадимлириға етилип, һәтта қолиға тоқмақ елип елип қаршилиқ көрсәткән 3 яшлиқ уйғур балиси һәққидики мәзкур филимниң көрүш қетим сани торға чаплинип узун өтмәй нәччә йүзмиңдин ашти.

Тордашларниң бәзилири бу балиниң қаршилиқини “хитай һөкүмитиниң вәзипә иҗрачилириниң йолсизлиқиға қарши батурлуқ роһиниң ипадиси” дәп махтиса, бәзи хитай тордашлири филимдики уйғур балисиниң қаршилиқ роһиниң “бир милярд 300 милйон хитай хәлқигә үлгә болуши, һөкүмәтниң түрлүк бастуруш сияситигә қарши яқ дейәләйдиған һәққанийәт туйғуси болуши керәк” ликини билдүрди.

Йәнә бәзиләр бу синалғудин “хитай өлкилиридә тирикчилик ғемидә тирмишиватқан уйғурлар учраватқан реаллиқни көрүвелиш мумкин” дейишти, мутләқ көп қисим көрүрмәнләр болса 3 яшлиқ гөдәкниң балилиқтики шадлиқидин мәһрум қилинған һалитидин ечинидиғанлиқини ипадилиди.

Радийомиз зияритини қобул қилған вәзийәт анализчилири вә муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири мәзкур филим һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.

Америка мәрийлән штатидики фростбург университетиниң профессори махәййүн әпәнди,

Алди билән өзиниң әйнән мушу балидәк гөдәк яштики икки балиниң дадиси болуш сүпити билән, филимни көргәндин кейин балилиқ хушаллиқлиридин мәһрум болған бу балиға қаттиқ ечинғанлиқини, көңли йерим болғанлиқини билдүрди.

Ма хәййүн әпәнди филимниң тәсири һәққидә тохтилип: “филим мени қаттиқ ойландурди. Биринчиси, филимда хитай һөкүмити иҗрачилиридин болған базар башқуруш хадимлириниң вәзипә иҗра қилиш җәрянидики реаллиқ вә хәлқниң қаршилиқ кәйпияти әкс әттүрүлгән. Иккинчиси, бу филим уйғурларниң пүткүл милләт бойичә езиливатқан паҗиәлик һаятиниң әйнән ипадиси. Әсли 3 яшлиқ бала ата - аниниң һимайисидә яшиши, ата - ана өз балисини қоғдиши керәк иди, әмма синалғуда 3 яшлиқ гөдәк базар башқурғучиларға қарши таяқ көтүрүп қаршилиқ көрсәткән. Уйғурларниң хитай һөкүмәт хадимлириға болған һәрқандақ қаршилиқи ‛террорлуқ‚ дегән қалпақ кийдүрүлүп бастурулуватқан шараитта 3 яшлиқ гөдәк әркәкләрчә оттуриға чиқип аписи вә сиңлисини қоғдаш мәсулийитини үстигә алған. Мана бу, бизни уйғурлар вәзийитидә қаттиқ ойландуруши керәк болған җиддий мәсилә” деди.

Илгири үрүмчи шәһәрлик 14 - оттура мәктәптә узун йил оқутқучилиқ қилған, германийәдики абдувәли турсун әпәнди 3 яшлиқ гөдәкниң бу қәдәр ғәзәплинишигә сәвәб болған амил һәққидә тохтилип, уйғурларниң әң әқәллий тирикчилик йолиму етиливатқан, 3 яшлиқ гөдәкниң балилиқ шадлиқидинму мәһрум қилинип, кичикидинла өз аилиси дуч келиватқан бу хил кәмситиш, бастуруш вәзийитидә йүрикидә өчмәнлик туйғуси билән чоң болуватқан уйғур балилириниң вәзийити кишиләрни ечиндуруш билән биллә, бу филимниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан нөвәттики бастуруш сияситигә болған бир хил қаршилиқ роһи икәнликини билдүрди.

Абдувәли әпәнди йәнә ғәрб дунясидики әркин, бәхтлик өсүватқан балилар билән хитай өлкилиридә тирикчилик ғемидики ата - анисиниң яймилири билән базар башқуруш хадимлириниң қопал муамилиси, вәзипә иҗра қилиш җәрянидики зомигәрликлири арисида өсүп йетиливатқан уйғур балисиниң қаршилиқ һессиятини пәқәт шу һаятни өз бешидин кәчүргән кишиниңла һес қилалайдиғанлиқини билдүрди.

Махәййүн әпәнди ахирида хитай һөкүмитини агаһландуруп уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини дәрһал тохтитишқа чақириди.

У мундақ деди: “мени қаттиқ ойландурған йәнә бир мәсилә шу болдики, алди билән хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларға қаритиватқан ‛муқимлиқни қоғдаш, террорлуққа зәрбә бериш‚ нами астида пүткүл уйғур миллитини өзигә дүшмән қиливалидиған бастуруш сияситини тәхирсиз тохтитиши керәк, чүнки қаттиқ бастуруш сиясити қаршилиқни барлиққа кәлтүридиған әң асасий амил. Әгәр уйғурларға қаритилған сиясәт мушу тәриқидә давамлашса буниң ақивитини тәсәввур қилиш тәс.”

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму, бу филимни хитай өлкилиридә кәмситишкә учраватқан, пүткүл милләт сүпитидә бастурулуватқан уйғурларниң реал һаятиниң әң җанлиқ дәлили икәнликини билдүрди вә ғәрб демократик дөләтлирини уйғурлар дуч келиватқан бастуруш сияситигә җиддий қарашқа, уйғурларға көңүл бөлүшкә дәвәт қилди.

https://www.facebook.com/icablenews/videos/498083347050405/

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.